Архип
2016-08-04
Хитай хәлқ қурултийи өткән йили 12 - айниң 27 - күни “террорлуққа қарши туруш қануни” ни тәсдиқлиған иди.
2016-08-03
Хитай даирилириниң 5-июл вәқәсидин кейин башқа юртлардин үрүмчигә келип тирикчилик қиливатқан уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларда там қопуруп, решаткилиқ мәһәллә қуруш чариси қолланған иди.
2016-08-03
Улрик делиюс әпәнди “мәдәнийәт зор инқилабидин буян, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити һечқачан бүгүнкидәк начар болуп бақмиған, хитайниң ислаһат вә қанун дөлити үчүн бәргән вәдиси йирақ кәлгүсидә әмәлгә ешиши мумкин” дегән.
2016-08-01
Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән уйғур аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири вә бәзи уйғурлар алаһидә қәйсәригә берип, қәйсәридики уйғур мусапирлардин һал сориди.
2016-07-28
24-Июл алмата шәһиридә, париж шәһиридә 11-июлдин 13-июлғичә чақирилған д у қ 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң роһини йәткүзүш паалийити болуп өтти.
2016-07-25
Уйғур райониниң наһийә, йезилирида университет оқуғучилирини язлиқ тәтиллик тәшвиқатқа орунлаштуруш йолға қоюлуватқанлиқи мәлум болди.
2016-07-21
Уйғур аптоном районлуқ даириләр “муқимлиқ хизмитини һимайә қилиш” бойичә 14-июлдин 17-июлға қәдәр хотәндә нәқ мәйдан йиғини ачқан.
2016-07-21
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” ниң 8 -нөвәтлики 18 - июл истанбулда ечилди.
2016-07-20
Д у қ 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийида вәкил вә йиғин әһлиниң асаслиқ тәклип-пикирлиридә оттуриға қоюлған һәр хил мәсилиләр қатарида “бирлик вә иттипақлиқ” көп тилға елинған вә тәкитләнгән нуқта болди.
2016-07-19
Түркийәдики һәрбий сиясий өзгиришкә урунуш һәрикити мәғлуп қилинғандин кейин, түркийәдә дөләт аппаратлири вә мәмурий система, һәр қайси министирлиқ вә мәһкимилиридә тазилаш башланди.
2016-07-19
5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң 11-июлдин 13-июлғичә қәдәр парижда ғәлибилик ечилишида явропа вә түркийәдики түрк аммиви тәшкилатлири маддий вә мәниви җәһәттин күчлүк ярдәмдә болған.
2016-07-18
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт йеқинда мәзкур райондики йәрлик милләт адәм исимлириниң хитайчисиниң йезилиши вә тәләппузиниң қелиплаштурулидиғанлиқини вә өлчәмләштүрүлидиғанлиқини елан қилған.
2016-07-15
Биз һүсәнҗан җелилниң әһвалини игиләш җәрянида хитай даирилириниң уни аптоном райондики һәрқайси түрмиләргә апирип лексийә сөзлитиватқанлиқидин хәвәр таптуқ.
2016-07-14
2015-Йили 12-айда уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус баянат елан қилип, өткән 5 йил ичидә һөкүмәтниң йүз милярд йүән мәбләғ селип, 6 милйон деһқан-чарвичини йеңи өйләргә олтурақлаштурғанлиқини елан қилған иди.
2016-07-14
Дуня уйғур қурултийиниң 11-июл күни париж шәһиридә башланған 5-нөвәтлик қурултийи 13-июл күни ахирлишип, йиғин иштиракчилири өз җайлириға қайтишқа башлиған.