Архип
2016-07-28
24-Июл алмата шәһиридә, париж шәһиридә 11-июлдин 13-июлғичә чақирилған д у қ 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң роһини йәткүзүш паалийити болуп өтти.
2016-07-25
Уйғур райониниң наһийә, йезилирида университет оқуғучилирини язлиқ тәтиллик тәшвиқатқа орунлаштуруш йолға қоюлуватқанлиқи мәлум болди.
2016-07-21
Уйғур аптоном районлуқ даириләр “муқимлиқ хизмитини һимайә қилиш” бойичә 14-июлдин 17-июлға қәдәр хотәндә нәқ мәйдан йиғини ачқан.
2016-07-21
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” ниң 8 -нөвәтлики 18 - июл истанбулда ечилди.
2016-07-20
Д у қ 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийида вәкил вә йиғин әһлиниң асаслиқ тәклип-пикирлиридә оттуриға қоюлған һәр хил мәсилиләр қатарида “бирлик вә иттипақлиқ” көп тилға елинған вә тәкитләнгән нуқта болди.
2016-07-19
Түркийәдики һәрбий сиясий өзгиришкә урунуш һәрикити мәғлуп қилинғандин кейин, түркийәдә дөләт аппаратлири вә мәмурий система, һәр қайси министирлиқ вә мәһкимилиридә тазилаш башланди.
2016-07-19
5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң 11-июлдин 13-июлғичә қәдәр парижда ғәлибилик ечилишида явропа вә түркийәдики түрк аммиви тәшкилатлири маддий вә мәниви җәһәттин күчлүк ярдәмдә болған.
2016-07-18
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт йеқинда мәзкур райондики йәрлик милләт адәм исимлириниң хитайчисиниң йезилиши вә тәләппузиниң қелиплаштурулидиғанлиқини вә өлчәмләштүрүлидиғанлиқини елан қилған.
2016-07-15
Биз һүсәнҗан җелилниң әһвалини игиләш җәрянида хитай даирилириниң уни аптоном райондики һәрқайси түрмиләргә апирип лексийә сөзлитиватқанлиқидин хәвәр таптуқ.
2016-07-14
2015-Йили 12-айда уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус баянат елан қилип, өткән 5 йил ичидә һөкүмәтниң йүз милярд йүән мәбләғ селип, 6 милйон деһқан-чарвичини йеңи өйләргә олтурақлаштурғанлиқини елан қилған иди.
2016-07-14
Дуня уйғур қурултийиниң 11-июл күни париж шәһиридә башланған 5-нөвәтлик қурултийи 13-июл күни ахирлишип, йиғин иштиракчилири өз җайлириға қайтишқа башлиған.
2016-07-13
Дуня уйғур қурултийиниң 4 йилда бир қетим чақирилидиған қурултийиниң 5-нөвәтлики фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә ғәлибилик ахирлашти.
2016-07-13
Фирансийәниң пайтәхти парижда башланған дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик йиғини 13-июл чүштин кейин ғәлибилик ахирлашти.
2016-07-12
Фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә ечиливатқан дуня уйғур қурултийиниң 5-қурултийи бүгүнки йиғин күнтәртипи бойичә демократик усулда сайлам өткүзди.
2016-07-12
Д у қ иҗраийә һәйити рәиси долқун әйса әпәнди дуня уйғур қурултийиниң 4 йиллиқ хизмәт доклатида төт йиллиқ тиришчанлиқи нәтиҗисидә уйғур дәвасини хәлқаралаштуруш хизмитиниң орунланғанлиқини тәкитлиди.