Абдувәли аюп: “сөйгүниң бәдили болиду”
2023.11.24

Норвегийәдә турушлуқ сиясий паалийәтчи абдувәли аюп әпәнди уйғур қирғинчилиқини архиплаштуруш үчүн қилған хизмәтлири билән уйғурларға вә уйғур мәсилисигә диққәт қиливатқан кишиләргә тонушлуқ. Йеқинда униң сабиқ хитай сақчиси билән йүзлишиши вә бу җәрянда ички дунясида йүз бәргән кәскин тоқунушлар баш тема қилинған “ниқабниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филими америкадики әң чоң һөҗҗәтлик филим фестивалида қоюлғандин кейин, уйғурлар мәсилиси қайтидин диққәт қозғиди.
Мәзкур филимда абдувәли аюп әпәнди 2022-йили 5-айда германийәгә берип, германийәдә панаһлиқ тиләп туруватқан, әйни вақитта уйғурларни тутуш вә қийнап сорақ қилишқа биваситә қатнашқан сабиқ хитай сақчиси билән көрүшиду. У хитай сақчидин түрмидики қийин-қистақлар вә уйғурларни кәң көләмдә тутуш сияситиниң йүргүзүлүши һәққидә соал сорайду.
У радийомизға бәргән зияритидә бу һәқтә тохтилип, өзиниң ашундақ хитай формиси кийгән хитай сақчилириниң қийнап сорақ қилишлириға учриған болғачқа, хитай сақчиси билән йүзлишишниң наһайити қийинға тохтиғанлиқини ейтти.
Абдувәли аюп әпәнди қәшқәрдә ана тил мәктипи ачқанлиқи үчүн тутулуп, 2013-йили 8-айниң 19-күнидин 2014-йили 11-айниң 20-күнигичә түрмидә ятқан. Чәтәлгә чиққандин кейин түрмидә учриған қийин-қистақлар вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири һәққидә көп қетим гуваһлиқ бәргәниди.
Абдувәли аюп әпәнди сөһбитимизниң ахирида мундақ деди: “сөйгүниң бәдили болиду. Бу бәдәлни мушундақ җанни хәҗләп туруп өтәймиз” .
Абдувәли аюп әпәнди билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.