Архип
2008-12-29
Нөвәттә хитай һөкүмити, уйғур елиниң үчтурпан наһийисидә "бөлгүнчиликкә қарши турушқа алақидар қайта тәрбийиләш паалийити" ни күчәйтип елип бериватқан болуп, шинҗаң аманлиқ торида көрситилишичә, үчтурпан наһийисидә бу хил паалийәт "рәтләш, аңлаш, қуруш вә өзгәртиш" қатарлиқ төт түр бойичә қанат яйдурулған.
2008-12-29
Нөвәттә үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ һөкүмити, өз райони тәвәсидә нәшр буюмлириға қарита тазилаш елип барған болуп, үрүмчи шәһириниң һөкүмәт торида көрситилишичә, һейт - байрам мунасивити билән елип берилған тазилашта йиғивелинған нәшр буюмлири 8 миң парчиға йетидикән.
2008-12-29
2008 - Йили бир йил җәрянида, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси арқилиқ тарим нефитликидин хитай шәһәрлиригә йөткәлгән тәбиий газ 15 милярд кубметирдин ешип кәткән болуп, шинхуа ахбарат агентлиқиниң 23 - декабир үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, мәзкур туруба линийиси 4 йиллиқ тошуш тарихида тунҗи қетим юқири сәвийә вә рекорт яратқан.
2008-12-29
Хитай ахбаратлириға қариғанда, хитай сақчилири бу йил 21 - июл күнмиң шәһиридә йүз бәргән аптобус партлаш вәқәсини 24 - декабир мәзкур шәһәргә җайлашқан бир қавақханида йүз бәргән партлашта өлгүчи кәлтүрүп чиқарған дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
2008-12-29
Исраилийиниң газа шәһиригә қилған һава һуҗуми 3 күндин бери изчил давам қиливатқан болуп, бүгүнки хәвәрләргә қариғанда мәзкур һуҗумларда қаза қилғанларниң сани 300 дин ешип кәткән.
2008-12-26
Өткән һәптә үрүмчидики бир түркүм яшлар үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилирини намайишқа тәшкилләш үчүн һәрикәт елип барған.
2008-12-26
Уйғур тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, шинҗаң университетида тәшвиқат вәрәқиси тарқитип, али мәктәп оқуғучилирини намайишқа чақирған 4 нәпәр уйғур яштин аз дегәндә 2 киши қолға елинған. Қалған 2 яшниң ақивити мәлум әмәс.
2008-12-26
Хитайниң җуңго банкиси кәлгүси 3 йилда хитайниң уйғур елидики йерим қораллиқ йерим ишләпчиқириш билән шуғуллинидиған " шинҗаң биңтүәни" гә 30 милярд сом қәрз пул берип, биңтүәнниң йеза игилик тәрәққияти, йеза - кәнт қурулуши вә биңтүән деһқанлириға ярдәмдә болидиғанлиқини җакарлиған.
2008-12-26
Хитай пәнләр академийиси қармиқидики шинҗаң екологийә вә җуғрапийә институтиниң тәтқиқатчилири қәдимқи кроран мәдәнийитиниң бөшүки болған лопнур көлиниң 1962 - йили пүтүнләй қуруп болғанлиқини илгири сүрди.
2008-12-26
Хитай һөкүмити уйғур ели қатарлиқ җайларда христианларниң рожҗистива байрими мунасивити билән аилә черкавлириға йиғилип, диний мурасим өткүзүшини чәклигән.
2008-12-26
Д у қ мәхсус адәм бәлгиләп вә көп күч сәрип қилип, 2009 - 2010 - йиллиқ календарини нәшир қилдурди. Календар инглиз вә уйғур тилида нәшир қилинған болуп, таш вариқиға икки тилда "мәхмут қәшқириниң дуняға кәлгәнликиниң 1000 йиллиқини хатирләймиз", дәп йезилған.
2008-12-25
Сиясий түзүлмә ислаһати үчүн дәрһал тәдбир елиш, демократик сайлам арқилиқ хәлқ ирадисигә вәкиллик қилидиған парламент қуруп чиқиш, әдлийә орунлирини мустәқил қилиш вә федерал җумһурийәт қуруш арқилиқ миллий мәсилиләрни бир тәрәп қилиш қатарлиқ тәләпләр оттуриға қоюлған вә 300 дин артуқ хитай зиялийси тәрипидин имзаланған 2008 хартийиси хитайдики тор бәтләрдә елан қилинғандин кейин, мәзкур чақириққа қол қойған хитай зиялийлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бәзилири сорақ қилинған , бәзилири болса сақчилар тәрипидин тутулған иди.
2008-12-25
Хитайдики әң чоң хам нефит амбири уйғур елиниң пичан наһийисидә қурулған болуп, хитай ахбаратлирида көрситилишичә, нөвәттә мәзкур нефит амбириниң алдин пүткән чоң баклириға хам нефит толдурулушқа башлиған.
2008-12-25
Белгийә уйғур җәмийити 2008 - йили 28 - ноябир күни белгийә һөкүмитиниң тәстиқиға еришип қануний тәшкилатқа айланғандин кейин, тунҗи паалийитини " мәһмуд қәшқири йили "ни хатириләшкә беғишлиған.
2008-12-25
Қазақистандики атақлиқ уйғур рәссам һашимҗан қурбануф йеқинда, қазақистан президенти нурсултан назарбайифниң пәрмани билән дөләтлик мукапат һесаблинидиған " қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби" мукапатиға еришкән.