Архип
2008-12-22
Йеқинда егилигән учурларға қариғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә елип бериватқан " үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити" җәрянида нурғунлиған бигунаһ уйғур яшлирини тутқун қилған.
2008-12-22
Д у қ ниң йолйоруқи буйичә 2008 - йили ахирлишип 2009 - йили кирәй дәп қалған бүгүнки күндә йәни 22 - декабирда түркийиниң ғәрбий шималиға җайлашқан яврупа билән асия қитәсини бир - биридин айрип туридиған чанаққәлә вилайитидә әтигәндин ахшамғичә `шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни` темисида доклат бериш паалийити өткүзүлгәндин башқа, муһим учришишлар елип берилған.
2008-12-22
2008 - Йили 20 - декабир күни, явропа - асия түрк җәмийәтлири бирләшмиси тәрипидин "түрк дунясида инсан һәқлири дәпсәндичилики" дегән темида йиғин өткүзүлди.
2008-12-22
Хитай һөкүмити йеқинда, илгири һөкүмәтсиз тәшкилатлар үчүн хизмәт қилған икки нәпәр тибәткә муддәтсиз қамақ җазаси бәргән болуп, ройтерста көрситилишичә, мәзкур тибәтләргә тибәтниң нөвәттики әһвалини сиртқи дуняға ашкарилиған дегән җинайәт артилған.
2008-12-22
Германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәкили йеңи сайланған америка президенти барак обаманиң гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш пилани һәққидә тохтилип германийә һөкүмитини мәзкур һәрбий түрмидә йетиватқан 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа чақирди.
2008-12-22
Хебей өлкиси бавдиңнән шәһәрлик һөкүмити адәм чиқирип өз тәвәликидики нәндайүән йезисиға бастуруп кирип деһқанларниң терилғу йәрлирини мәҗбурий игилигән болуп, нәтиҗидә деһқанлар билән бастуруп киргүчиләр арисида тоқунуш йүз бәргән.
2008-12-22
Уйғур елидә йәрлик хитай һөкүмити һейт - байрам вә йеңи йил мәзгилидики җәмийәт муқимлиқини қоғдашни баһанә қилип уйғур елиниң һәр қайси җайлирида "ақма нопусни башқурушни күчәйтиш" қатарлиқ чәкләш тәдбирлирини алған.
2008-12-22
Хитай ахбаратлири вә биз игилигән мәлуматларға қариғанда, қурбан һейт вә йеңи йилиниң алди - кәйнидә йәрлик хитай һөкүмити уйғур елиниң һәр қайси җайлирида "үч хил күчләрниң җинайи қилмишлирини паш қилиш" қатарлиқ тәшвиқ паалийәтлирини күчәйтишкә һәмдә адәм тутушқа башлиған.
2008-12-21
Японийә ташқи ишлар вәзирликиниң мәхпий архипларни ашкарилишичә, 1965 - йили,1 - айда японийә баш вәзири ейсаку сато американи зиярәт қилғанда, әйни вақиттики америка дөләт мудапиә министири роберт макнамара билән учришип, өткүзгән сөһбитидә американи хитайға қарши ядро һуҗуми қилишқа дәвәт қилған болуп, бирләшмә агентлиқиниң японийә мәтбуатлиридин нәқил кәлтүрүп хәвәр беришичә, сабиқ японийә баш министири әгәр хитай билән уруш партлап қалса, америкиниң ядро қорали билән җаваб қайтурушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән .
2008-12-21
Хитай һөкүмити 2009 - йили пүтүн мәмликәт бойичә 12 өлкә вә аптоном районидин 4700 нәпәр юқири дәриҗилик ихтисас игиси тәрбийиләш пилани түзгән болуп, бу санниң ичидә магистирлар 3700 нәпәр, докторлар 1000 нәпәр болидикән.
2008-12-21
Хитайниң қазақистан билән болған енергийә һәмкарлиқлири үзлүксиз түрдә күчәйтилмәктә. Илгиридин тартип һазирғичә қазақистан билән хитай арисидики нефит вә тәбиий газ содиси вә һәмкарлиқиға хитай дөләтлик баш нефит вә тәбиий газ ширкити игә болуп кәлгән болса, өткән җүмә үрүмчи шәһиридә хусусийлар игидарчилиқидики гуаңхуй ширкити қазақистанниң TBM енергийә ширкити билән һәмкарлиқ келишими түзгән.
2008-12-21
Русийә баш министири владимир путин җүмә күни буниңдин кейин чәтәләрдин импорт қилидиған аптомобилларни азайтиш вә чегра беҗини ашуруш арқилиқ русийиниң өзиниң аптомобил санаитини раваҗландуруш һәм бу усул билән русийиниң әслидики сабиқ совет иттипақи дәвридин тартип давамлишип келиватқан аптомобил санаитини вәйран болуш хәвпидин қутулдуруш лазимлиқини тәкитлигәндин кейин русийиниң бир қисим аптомобил содиси билән шуғуллинидиған порт шәһәрлиридики пуқралар вә тиҗарәтчиләр наразилиқ һәрикәтлири елип барған.
2008-12-20
Америка қораллиқ қисимлири баш штабиниң рәиси генерал майк мулән шәнбә күни бәргән баянатида келәр яз айлириғичә, афғанистандики америка һәрбий қисимлириниң сани 60 миң кишигә йетиши мумкин, деди.
2008-12-20
Хитай дөләт кабинети шәнбә күни бир уқтуруш чүшүрүп йәрлик һөкүмәтләрни, дуня пул муамилә кризиси нәтиҗисидә ишсиз қилип, өз шәһәрлиригә қайтқан аққун ишчиларға иш имканийити яритишқа чақирди.
2008-12-20
Тәйвәндә ма йиңҗу президент вәзиписигә башлиғандин бери, тәйвән билән хитай оттурисидики мунасивәтләр күнсери йеқинлишиватқан болуп, хитай тәрәп шәнбә күни, әгәр тәйвән тәләп қилса, хитай һөкүмитиниң тәйвәнгә иқтсадий ярдәм беришкә тәйяр икәнликини билдүрди.