Архип
2008-10-02
Әркин асия радиоси қурулғанлиқиниң 12 йиллиқи мунасивити билән, бүгүн радио залида тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Радио қурулған 12 йилдин буян, ахбарат саһәсидә көп нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болуп, һазирға қәдәр нурғунлиған алтун, күмүш вә мис медалларға еришкән.
2008-10-02
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси бүгүн истансимизға, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң чоңайтилған бир парчә сүритиниң, үрүмчи шәһириниң мәркизигә җайлашқан хәлқ тиятирханисиниң ян тәрәптики чоң ишикигә тақап қоюлғанлиқини, буниңдин даириләрниң қаттиқ сарасимигә чүшкәнликини билдүрди.
2008-10-01
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар роза һейт тәнтәнисигә чөмгән минутларда, уйғур ели мусулманлири роза һейтни өз вақтида тәбрикләшкә мувәппәқ болалмиған.
2008-10-01
Һәр йили 1 - өктәбир күни йәни хитай дөләт байрими күни дуняниң бир қисим дөләтлиридә яшайдиған муһаҗирәттики уйғурлар шу әлләрдики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүшни бир адәткә айландурған.
2008-10-01
Бүгүн 10 - айниң 1 - күни хитай хәлқ җумһурийити рәсми қурулған күн. Дуня уйғур қурултийи бу күнни матәм күни елан қилип, уйғурларни хитайниң һәрқайси дөләтләрдики әлчиханилириниң алдида намайиш қилиш, баянат елан қилиш, мухбирларни күтүвелиш йиғинлири өткүзүш арқилиқ наразилиқ билдүрүшкә чақирған иди.
2008-10-01
Бүгүн роза һейт, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур мусулманлири бу һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһридә яшаватқан уйғурларму роза һейтни қизғин күтүвалди.
2008-10-01
Хитайниң җамаәт хәвпсизлик министирлики дөләт байримини қоғдаш тоғрисида мәхсус уқтуруш тарқитип, 'җәмийәттә һәрхил зиддийәтләр мурәккәпләшти, һазир җәмийәтниң муқимлиқини сақлаш җәһәттә вәзийәт йәнила наһайити кәскин,' дәп көрсәткән.
2008-10-01
Һаялиқ болуш инсан тәбиитиниң маһийитини көрситип беридиған тоғра мизан. У бизгә шу кишиниң иманиниң вә әдәп - әхлақиниң қанчилик дәриҗидә икәнликини йорутуп бериду.
2008-10-01
Түнүгүн йәни сәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики 73 нәпәр палата әзаси америкидики бир түркүм карханичиларниң тәлипигә бинаән, буш һөкүмитигә тәклип сунуп, хитайдин импорт қилинидиған тоқумичилиқ вә кийим - кечәк түрдики малларға қарита чәклимини күчәйтишни тәләп қилди.
2008-10-01
Бүгүн йәни 1 - өктәбир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири, хитайниң дөләт байримиға қарши намайиш өткүзди намайишларда хитайлар үчүн дөләт байрими сүпитидә тәбриклиниватқан бу күнниң, уйғурлар үчүн, миллий дөлитидин айрилған вә миллий зулум башланған мусибәтлик күн икәнлики билдүрүлди.
2008-10-01
Гуантанамода тутуп туриливатқан 17 нәпәр уйғур мәһбустин 5 нәпири, америка һөкүмити тәрипидин 3 айниң алдида дүшмән җәңчиси әмәс, йәни гунаһсиз дәп елан қилинған иди.
2008-10-01
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин хәвәр қилишичә, зәһәрлик сүт парашоки мәсилиси хитайда олимпиктин аввал байқалған, әмма хитай һөкүмитиниң олимпик мәзгилидә сәлбий хәвәрләрни тарқатмаслиқ тәшәббуси бойичә, хитай мәтбуатлири бу мәсилини җамаәтчиликтин йошурған.
2008-10-01
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин хәвәр қилишичә, зәһәрлик сүт парашокиниң зиянкәшликигә учриған бир аилә сәнлу ширкити үстидин сотқа әрз сунған вә 150 миң йүән төләм тәләп қилған.