Архип
2008-10-23
Сәуди әрәбистанда чиқидиған" әл рияд " гезитиниң 2008 - йили20 - өктәбир дүшәнбә күнидики санида:" хәлқара базарлирида чәкләнгән хитай сүт парашоклири сәуди әрәбистан базарлириға мунасивәтлик тәрәпләрниң қаттиқ чәклишигә қаримай бесип кирмәктә" дегән мавзуда бир мақалә елан қилинған.
2008-10-23
2008 - Йили 16 - 17 - өктәбир күнлири мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан баш катипи доктор алимҗан атавулла қатарлиқ мәсуллар хизмәт мунасивити билән түркийиниң пайтәхти әнқәрәни зиярәт қилди.
2008-10-23
Уйғур милли һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, америкиниң калифорнийә вә шималий каролайна шитатлирида елип барған паалийәтлирини ахирлаштуруп, чаршәнбә күни кечиси вашингтонға қайтип кәлди.
2008-10-23
Яврупа парламенти, хитай түрмисидә җазалиниватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяни, бейҗиң даирилириниң қаршилиқ билдүрүшигә қаримай әһмийәтлик кишилик һоқуқ мукапатлиридин бири һесабланған Sakharov мукапати билән мукапатлиди.
2008-10-23
Пәйшәнбә күни, хитайниң хаңҗу шәһиригә қарашлиқ йүхаң райони саңчән җеңлиң кәнтиниң аһалилири билән сақчилар оттурисида қаттиқ тоқунуш йүз бәргән.
2008-10-23
Тәйвән президент мәһкимисиниң баянатчиси мухбирларға, тәйвән президенти ма йиңҗуниң хитай һөкүмитиниң тәйвән әтрапиға орунлаштурған башқурулидиған бомбиларни еливитиш тәлипидин ваз кәчмигәнликини билдүрди.
2008-10-22
Түнүгүн хитай җ х министирлиқи 8 нәпәр уйғурни террорчи дәп елан қилғандин кейин, бүгүн уйғур тәшкилатлири бу тизимликкә қарита наразилиқ баянатини елан қилди.
2008-10-22
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи иккинчи түркүмдә террорчи дәп әйиблигән шәрқи түркистан күчлириниң тизимликини елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур паалийәтчилири вә тәшкилатлири дәрһал инкас қайтуруп өзлириниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.
2008-10-22
Хитай һөкүмити " аз туғуп тез бейиш" сияситини йәниму илгирилигән һалда йүргүзүш мәқситидә, пиланлиқ туғутни йолға қойған аилиләргә берилидиған айлиқ мукапат соммиси60 йүәндин кам болмаслиқни бекиткән болуп, бу қарар 2009 - йили 1 - айдин башлап рәсмий йүргүзилидикән.
2008-10-22
Чәтәлләрдики хитай тилидики тор бәтләрдә "уйғур аптоном райони пәләстингә айланмақта" намлиқ мақалә елан қилинди. Бу мақалини хитай зиялийлиридин чен вейҗйән әпәнди язған болуп, аптор бу мақалидә уйғур районидики сияси вәзийәтни хитай һөкүмитиниң нуқтинәзәрлиридин өзгичә бир нуқтида туруп тәһлил қилишқа тиришқан.
2008-10-22
10 - Айниң 19 - күни таймис гезитидә елан қилинип, хоңкоңда чиқидиған ечиветиш журнилиға көчүрүп бесилған " нәзирийичиләр вен җябавға қоршап һуҗум қилмақта" намлиқ мақалигә асасланғанда, олимпиктин кейин хитай мәркизи комитетидики коммунистлар гуруһи билән сиясий ислаһатчилар тәрәпдарлири арисида кәскин тоқунуш йүз беришкә башлиған.
2008-10-22
Оттура асия әллиридә , хитайниң уйғур илидики сияситигә қарши чиққанлиқи түпәйли қолға елиниш хәвпигә дуч кәлгән вә шу түпәйли юртини тәрк етишкә мәҗбур болған уйғур мусапирлириниң сани күнсери көпәймәктә.
2008-10-22
Дуня сәһийә тәшкилати чаршәнбә күни хитайниң йемәкликләр бихәтәрлик мәсилиси һәққидә доклат елан қилип, хитайниң йемәкликләр бихәтәрлик мәсилисидә сақлиниватқан мәсилә түзүлмидики мәсилә икәнликини, хитай йемәкликләр бихәтәрлик тәкшүрүш түзүлмисиниң вақти өткәнликини вә қалаймиқанлиқини, бу түзүлмә хитайда сүт парашуки вәқәсиниң йүз бериши, һөкүмәтниң вәқәгә наһайити аста инкас қайтурушиға сәвәб болғанлиқини билдүргән.
2008-10-22
Мәркизи франсийә пайтәхти париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати чаршәнбә күни дунядики 173 дөләтниң ахбарат әркинлик әһвалини дәриҗигә турғузған болуп, хитай ахбарат әркинлик әһвали начар дөләтләр қатаридин орун алған.
2008-10-22
Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә сәйшәнбә күни шәһәрлик партком үрүмчидики һәр қайси район, мәһәллә вә коча иш башқармилирини өз ичигә алған һәр дәриҗилик органларниң мәсуллирини йиғинға чақирип, үрүмчи шәһиридә "миллий бөлгүнчиләр"гә қарши сәпәрвәрлик елип беришни орунлаштурди.