Архип
2008-11-06
Хитай орган мәтбуати һесабланған шинхуа агентлиқи хитайниң җәнубида, бир кишиниң кран аптомобили һәйдәп, мәктәптин топлишип чиққан оқуғучиларни соқуп, 4 адәмни өлтүргәнликини, 20 адәмни зәхмиләндүргәнликини билдүрди.
2008-11-06
Хитай ахбарат вастилиридин болған шинхуа агентлиқи 6 - ноябир күнидики хәвиридә хитайниң гәнсу өлкисидин уйғур елигә кәлгән икки ача - сиңилниң пахта терип тапқан 15 миң йүәнни елип юртиға хушал қайтқанлиқини елан қилған болуп, бу хәвәр чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң наразилиқини қозғиди.
2008-11-06
Тән җазаси дуняда инсанлиқ әйиби дәп қобул қилинған болсиму, нурғун дөләтләрдә кишиләргә тән җазаси бериш 21 - әсиргә киргән күнимиздиму давам қилмақта.
2008-11-05
Америка хәлқи сәйшәнбә күни биләт ташлап, өзлириниң44 - нөвәтлик президентини сайлап чиқти. Сайламниң ғалипи демократлар намзати африқа ирқидики барак обама иди.
2008-11-05
Барак обама 44 - қетимлиқ америка президент сайлимида утуп чиққандин кейин, пүтүн дуня рәһбәрлири униң сайлам ғәлибисини тәбриклиди. Тәбрикнамиларда, обаманиң ғәлибиси ялғуз америка хәлқиғә әмәс, пүтүн дуня хәлқиғә кәлгүси һәққидә үмид вә ишәнч елип кәлгәнлики билдүрүлди.
2008-11-05
Америкидики 11 - айниң 4 - күнидики президентлиқ сайлимида демократлар партийиси президент намзати барак обама утуп чиқип, америка тарихида тунҗи қетим бир қара америка президенти болди.
2008-11-05
Йеқинда истанбулда өткән әсирниң 30 - йиллирида бешида қәшқәрдә йүз бәргән миллий азадлиқ қозғилаң һәрикәтлири вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға биваситә қатнашқан һәмдә кейин сәуди әрәбистанға кетип, шу йәрдә яшап вапат болған муса түркистаниниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ китаби нәшир қилинип тарқитилди.
2008-11-05
Хитай һөкүмити билән тибәтниң диний даһиси далай ламаниң алаһидә вәкиллири өткүзүватқан 3 - нөвәтлик сөһбәт техи ахирлашмай туруп, икки тәрәп өз - ара бир - бирини әйибләшкә башлиди.
2008-11-05
Түрк дуняси тәтқиқат фонди һәр йили түрк дуняси үчүн алаһидә хизмәт көрсәткән шәхсләрни баһалап чиқип уларниң ичидин бир шәхсни таллап тәқдирләш, алтун билән мукапатлаш мурасими өткүзиду.
2008-11-05
Канадада чиқидиған "дөләт почтиси гезити " ниң 30 - өктәбир күнидики, гләнн коһен тәрипидин йезилған мақалидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң юқири дәриҗилик әмәлдари луиса арбурниң бу органда вәзипә өтигән 4 йил җәрянида, хизмәттә мәғлуп болғанлиқи илгири сүрүлди.
2008-11-05
Америкиниң 2008 - йиллиқ президент сайлимида барак обама америка президентлиқиға сайланди. У америка тарихидики тунҗи қара президент болуп һесаблиниду. У һазир өзиниң һөкүмитини тәшкилләшкә башлиди.
2008-11-05
Хитайниң ички өлкилиригә хитайчә оқуш үчүн әвәтилгән уйғур оқуғучиларниң инкас қилишичә, хитай һөкүмити 2000 - йили уйғур оқуғучилар үчүн ички өлкиләрдә хитайчә оқуйдиған толуқ оттура синиплири ачқанда, силәр ичкиридә оқуп, хитай тилини яхши сөзләйдиған болуп, 'оқуш пүттүрүп қайтип кәлгәндә, силәрни яхши хизмәтләргә орунлаштуримиз,' дәп вәдә бәргән икән.
2008-11-05
Хитайниң деңиз җәмийити дегән оргининиң башлиқи чен йүнлин билән тәйвән деңиз фонд җәмийитиниң башлиқи җяң биңкүн түнүгүндин етибарән тәйбейдин 'алаһидә һава қатниши', 'почта халтилирини бивастә йәткүзүш' дегәндәк төт мәсилидә келишим түзүш үчүн сөһбәтлишишкә башлиған иди.
2008-11-05
Франсийә агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хитай даирилири латин америкиси вә карайип араллири дөләтлири билән сода, ениргийә вә һәрбий мунасивәтләрни чиңитишни вә буниң үчүн ху җинтавниң 15 - ноябир күни вашингтонда өткүзилидиған иқтисадий сөһбәттин кейин куба, костарика, перуларни зиярәт қилишини пиланлимақта.
2008-11-05
Хоңкоңда чиқидиған 'миңпав гезити'ниң бүгүн хәвәр қилишичә, түнүгүн үрүмчидә бир толуқсиз оттура мәктәптә 100 нәпәр оқуғучи қосиқи ағрип, беши қейип, қусуп һалсизланғанлиқтин дохтурханиларда давалинишқа башлиған.