Архип
2008-04-25
Уйғур аптоном райони даирилири йеқинда сәпәрвәрлик йиғини ечип, али мәктәпләрдә һәрбий мәшқни оқуғучиларниң илмий нәтиҗисигә қошулидиған дәрслик түрлиригә киргүзүшни қарар қилған.
2008-04-25
Йеқинда әл - һибах исимлик кишиләргә намәлум бир тәшкилатниң тор бетигә 2007 - йили 7 - айда пакистанниң пишавур шәһиридә өлтүрүлгән 3 нәпәр хитайниң өлүм мәйданидики синалғу көрүнүши чапланған шундақла синалғу бир мәзгилдин кейин еливетилгән.
2008-04-25
Бейҗиң олимпик мәшили җүмә күни японийигә йетип кәлгәндин кейин олимпик мәшили токйодин японийиниң нагано шәһиригә йәткүзүш сәпиридә тибәтни һимайә қилғучи затларниң қаршилиқиға учриди.
2008-04-25
Хитайда зиярәттә боливатқан явропа комитетиниң рәиси хусей мәнуел барросо, җүмә күни хитай баш министири вен җябав билән кишилик һоқуқи вә тибәт мәсилиси үстидә достанә һәм әркин азадә пикир алмаштурғанлиқини билдүрди.
2008-04-25
Хитайниң һөкүмәт башқурушидики шинхуа ахбарат агентлиқи, хитай һөкүмитиниң тибәт роһаний даһийси далай ламаниң сөһбәт өткүзүш тоғрисидики көп қетимлиқ илтимасни көздә тутуп, далай ламаниң вәкили билән учришишқа тәйярлиниватқанлиқини хәвәр қилди.
2008-04-24
Австралийә пайтәхти канберрада бейҗиң олимпик мәшилини йәткүзүш паалийити ахири пәйшәнбә күни саәт 12:00 ләрдә тамамланған болди. 16 Километир узунлуқтики мусапиниң ахирқи бөликидә мәшәлни австиралийилик су үзүш чемпийони торпе көтәргән.
2008-04-24
Һазир германийидә уйғур рәһбәрлирини кишилик һоқуқ вә демократийә бойичә тәрбийиләш курсиға қатнишиватқан уйғур сиясий актиплири, 23 - апрел явропа парламентиниң германийидики вәкиллири билән көрүшкән һәмдә германийә парламентини зиярәт қилған.
2008-04-24
Хитай һөкүмити өзи тарих яздуруп 'тибәтниң игилик һоқуқи җуңго тәрипидин контрол қилиниши милади 13 - әсирдин башланған' дәватиду. Әмма йеқинқи йиллардин буян тибәт мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, хитай - тибәт мунасивити һәққидә елип берилған мулаһизиләр хитай һөкүмитиниң бу көз гәплирини кәскин рәт қилмақта.
2008-04-24
Баш шитаби германийә пайтәхти берлинда болған "хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати" бу һәптә 2008 - йили апреллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Бу доклат "хитайда инсан һәқлири паҗиәси" дегән намда мәзкур тәшкилатниң рәиси улрич дәлиус әпәнди башчилиқидики инсан һәқлири тәрғибатчилири тәрипидин түзүлгән.
2008-04-24
Инсанийәт тарихида дәсләп адәм ата билән һава аниниң аилиси қурулуп, бу иккисидин башқа инсанлар барлиққа кәлди. Инсанлар аилиләрни қуруп чиқип, бир - бири билән қериндашлиқ риштилирини орнитип, өз арисида инсани меһри - муһәббәтни җари қилдуруш арқилиқ инақлиқни, иллиқлиқни бәрпа қилди.
2008-04-24
Йеқинда уйғур илидин қазақистанға чиққан бир уйғур зиялийси, нөвәттә хитай һөкүмитиниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикиниң бихәтәрлики баһаниси билән уйғур елидә уйғурларға қаритилған һәр түрклүк чәкләш һәрикәтлирини елип бериватқанлиқи һәққидә шикайәт қилди.
2008-04-24
Бейҗиң олимпикиниң мәшәл узутуш паалийити бу йил 7 - април күни парижда оңушсизлиққа йолуққандин кейин, хитай милләтчилири франсийигә қарши аммивий наразилиқ һәрикити башлиған иди.
2008-04-24
Уйғур районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити бүгүн 24 - април күни йеқинқи айлардин бери давамлаштуруватқан тутқун қилиш һәрикәтлири һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини ачқан. Йиғин мәлуматида билдүрүлүшичә сақчи даирилири йеқинқи үч ай ичидә 615 кишини қолға алған, булардин 124 нәпири нуқтилиқ қолға елиш обйекти дәп қаралған кишиләр.
2008-04-24
Мәркизий агентлиқиниң 24 - април тәйбейдин хәвәр қилишичә, уйғур елидики университетларда бундин кейин һәрбий мәшқ зөрүр дәрсликләр қатариға киргүзүлиду. Университетлар һәр йилниң бәлгилик вақтини мәхсус һәрбий мәшқ үчүн аҗритиду.
2008-04-24
Америкиниң ярдмчи ташқи ишлар министири John Negroponte, чаршәнбә күни тибәт мәсилиси үстидә тохтилип, " бейҗиң далай лама билән сөһбәт үстилигә кәлмисә, тибәт һәрикитидики радикал қанатни күчләндүриветиду" дәп агаһландурған.