Архип
2008-05-30
Хитайниң 'шинхуа агентлиқи' бүгүн 5 - айниң 30 - күни "шәрқий түркистанчилар 6 - айдики олимпик мәшилини узутуш паалийитини қариға алмақта' сәрләвһилик бир хәвәр елан қилди. Бу хәвәрдә, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханимни 'хитай һөкүмити олимпик мәшилини узутуш паалийити арқилиқ уйғурларни бастуруватиду, дәп иғва тарқатти' вә 'хәлқара тәшкилатларни олимпик мәшилини шинҗаңдин өткүзүшни әмәлдин қалдурушқа күшкүртти' дәп әйиблиди.
2008-05-30
Қарақаш наһийилик сақчи идариси билән маарип идариси қарақаш наһийисидә йүз бәргән 23 - май намайишиға қетилғанлиқи үчүн җазаланған 14 нәпәр мәһкумниң арисида 3 өсмүр барлиқини инкар қилған. Түнүгүн игилишимизчә , 3 өсмүрниң җазаланғанлиқиниң тоғрилиқи испатланған иди. Бүгүн бу 3 өсмүрниң қарақаш наһийилик 3 - оттура мәктәп толуқсиз 2 - вә 3 - йиллиқниң оқуғучилири икәнлики ашкариланди.
2008-05-30
29 - Май бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири қурулған кун. Түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нюйорк шәһиридики баш шитабида бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи хатириләнди.
2008-05-30
Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвр мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини түркийиниң әнқәрә шәһридә ахирлашти . Бу хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға америка, әнгилийә , русийә федерасйони, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә қатарлиқ 15 дөләт вә райондин кәлгән 75 әтрапида билим адими қатнашқан.
2008-05-30
Қирғизистандики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1962 - йили 29 - май күни ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәсиниң 46 йиллиқини хатирилиди.
2008-05-30
Хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин җелилниң канададики юртида чиқидиған "бурлингтон почта гезити" җүмә күни баш мақалә елан қилип, һүсәйин җелилниң түрмидин қәшқәрдики анисиға язған вә йеқинда канада мәтбуатлирида елан қилинған хетиниң кишини биарам қилмай қалмайдиғанлиқини вә олимпик йиғини мәзгили уни қутқузушниң әң яхши вақти икәнликини билдүрди.
2008-05-30
Японийә даирилири җүмә күни хитайниң сичүән өлкисидики йәр тәврәш апәт райониға әвәтидиған ярдәм буюмлирини һәрбий айрупиланда тошуш пиланидин , хитайларни биарам қилғанлиқи сәвәбидин ваз кәчкәнликини елан қилди.
2008-05-30
Японийә даирилири җүмә күни хитайниң сичүән өлкисидики йәр тәврәш апәт райониға әвәтидиған ярдәм буюмлирини һәрбий айрупиланда тошуш пиланидин , хитайларни биарам қилғанлиқи сәвәбидин ваз кәчкәнликини елан қилди.
2008-05-30
Мунасивәтлик даириләрниң җүмә күни уйғур илидики хитай мәтбуатлириға ашкарилишичә, уйғур елида бу йилниң март ейиға қәдәр әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани 22756 ға йәткән шундақла әйдиз вирусиниң уйғур елидә тарқилиш нисбити хитайдики һәр қайси өлкә - аптоном районлар ичидә 4 - орунни игилигән.
2008-05-30
Шинхуа ториниң тармиқидики "хәлқара авангарт йетәкчи" гезити җүмә күни мақалә елан қилип, хитайниң олимпик мәшилини қоғдаш үчүн уйғур елидә алған бихәтәрлик тәдбирлирини ақлиди.
2008-05-30
Шинхуа ториниң тармиқидики "хәлқара авангарт йетәкчи" гезити җүмә күни мақалә елан қилип, хитайниң олимпик мәшилини қоғдаш үчүн уйғур елидә алған бихәтәрлик тәдбирлирини ақлиди.
2008-05-30
Хитайниң апәттин җиддий қутқузуш даирилири җүмә күни сичүәнниң мйәняң районидики су амбарлириниң гүмүрүп чүшүш сәвәбидин су астида қелиш хәвпигә дуч келиватқан йеза - кәнтләрдә бир милйон 300 миң адәмниң тарқақлаштурулуш еһтимали барлиқини агаһландурған.
2008-05-29
Вашингитон почтиси гезити 28 - май санида, уйғур районлуқ хитай сотиниң 14 нәпәр уйғур мәһкум үстидин сот ачқанлиқини; мәһкумларниң 23 - март қарақаш наһийисидә йүз бәргән намайишқа қетилғанлар икәнликини хәвәр қилди. Қарақаштики намайиш, хотән аяллар намайиши билән охшаш күн, охшаш вақитта йүз бәргән болуп, хотән вилайәтлик вали мәһкимиси, 23 - март аяллар намайиши һәққидә ашкара баянат бәргән болсиму, қарақаш намайишини йошуруп кәлгән иди.
2008-05-29
Бүгүн 5 - айниң 29 - күни, хитайниң 'шинҗаң гезити' хитай һөкүмитиниң һазир атуш, қәшқәр қатарлиқ җайларда қош тиллиқ маарип тәшвиқати елип бериватқанлиқини хәвәр қилди.