Архип
2008-05-19
Хитайда мәмликәт буйичә сичүәндә йәр тәврәш апитигә учриған хәлқни қутқузуш буйичә наһайити чоң паалийәт өткүзүливатиду. Хитай коммунист һөкүмити бу җәрянда, хитайниң муһим һәрбий санаәт базиси болған сичүәндә, өзиниң йәр тәврәш мәркизигә йеқин җайдики ядро реактори тәтқиқат орни, ядро йеқилғуси ишләпчиқиридиған икки понкити вә икки ядро қорал искилатини қутқузуватиду.
2008-05-19
Тибәт әркинлик мәшили канаданиң торонто шәһиригә йетиш келиштин бир күн бурун йәни шәнбә күни, фалунгуң муритлириниң бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши дуняни айлиниватқан мәшили канаданиң торонто шәһиригә йетип кәлгән.
2008-05-19
Сүргүндики тибәт тәшкилатлири тәшкиллигән,тибәт олимпик комитети тәрипидин уюштурулған тибәт әркинлик мәшили йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиригә йетип кәлди.
2008-05-19
Түркийидә нәшир қилинған бәзи мәнбәләргә асасланғанда 71 милйон нопусқа игә болған иран ислам җумһурийитидә 35 милйон әтрапида түркий хәлқ яшайдикән. Буларниң ичидә нопуси әң коп болғанлар әзәрбәйҗан түрклири, қашқай түрклири, хорасан түрклири вә түркмәнләр болуп, буларниң ана тилида тәлим тәрбийә елиш һәққи қоллиридин елинған.
2008-05-19
Шәрм - һая сәт ишлардин сақлинишқа, һәр қандақ һәқ игисиниң һәққини толуқ ада қилишқа түрткә болидиған бир хил гүзәл әхлақ. Һая кишидә дуня вә ахирәттә рәсва болуп қалармәнму дегән ғәм - әндишә қорқунчисини пәйда қилиду. Шуниң билән киши начар ишлардин сақлиниду, яхши ишларни қилиду. Шәрм - һая инсан үчүн толиму муһим болғачқа ата - бовилиримиз бизгә " һаясизда иман йоқ" дегән һекмәтни қалдурған.
2008-05-19
19 - Май дүшәнбә күни германийә тәрәққият министири хитай һөкүмитиниң наразилиқ пикирлирини қайрип қоюп, һазир явропада зиярәттә болуватқан тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани қобул қилди вә тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип барди.
2008-05-19
Сичүән өлкиси венчүән наһийиси тәвәсидә 12 - май йүз бәргән 7.9 Бал йәр тәврәштә бүгүнгә қәдәр өлгән адәмләрниң сани 34миңдин ашқан болуп, шинхуа ахбаратиниң сичүән өлкиси башлиқиниң ейтқанлиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, йәр тәврәштә қаза қилған, йоқап кәткән һәмдә һазирғичә харабә астида қапсилип қалғанларниң сани 71 миңдин көп икән.
2008-05-19
Шәнбә күни канаданиң торонто шәһиридә елип берилған кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш паалийитигә уйғурларниң вәкиллириму қатнашқан болуп, йиғилишта канада уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси, сиясий паалийәтчи мәмәт тохтиму сөзгә чиққан.
2008-05-19
Америкида паалийәт елип бериватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси яң җйәнли башлиған "кишилик һоқуқ пиядә йүрүши" 17 - май шәнбә күни нюйорк шәһиригә йетип кәлгән вә паалийәт тәшкиллигүчиләр мәзкур шәһәргә җайлашқан хитай консулханисиниң алдидила намайиш елип барған болуп, бу паалийәттә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң яң җйәнлигә әвәткән мәктуби оқуп өтүлгән.
2008-05-19
Гәрчә афғанистанда паһишихана ечиш вә паһишивазлиқ билән шуғуллиниш қанунсиз һесаблансиму, кабулниң ават вә юқири тәбиқидикиләр кочилиридин болған, вәзир әкбәрхан кочисиниң кәйнидә хитайлар игидарчилиқидики паһишиханилар әвҗ елишқа башлиған.
2008-05-18
Хитай дөләт ишлири кабинети 19 - май күнидин 21 - май күнигичә болған үч күнни пүтүн мәмликәт бойичә сичүәнниң венчүән наһийисидики йәр тәврәш апитидә қаза қилған инсанлар үчүн матәм тутуш күни қилип елан қилди.
2008-05-18
Сичүәндики йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, пүтүн хитай бойичә елип бериливатқан ианә топлаш, һал сораш вә ярдәм бериш паалийити уйғур дияридиму қанат яйдурулди.
2008-05-18
Оттура шәрқтә бәш күн зиярәттә болған һәм исраилийә дөлитиниң қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ мурасимиға қатнашқан америка президенти җорҗ буш зияритини ғәлибилик ахирлаштурди.
2008-05-18
15 - 16 - Май күнлири таҗикистан пайтәхти дүшәнбә шәһиридә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза мәмликәтләр дөләт мудапиә министирилириниң йиғини болуп өткән болуп, русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистанниң мудапиә министирлири бир йәргә җәм болған.
2008-05-16
Бүгүнки қәдәр хитай даирилири, уйғур елиниң или вә хотән вилайәтлирини миллий бөлгүнчилик һәрикәтлириниң мәркизи дәп көрситип кәлгән һәм бу җайларда қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлирини елип бериватқанлиқини ашкарилап кәлгән иди, йеқинда кәлгән мәлуматлар, уйғур җәмийитидики миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң йәнә бир мәркизи турпан икәнликини көрсәтмәктә.