Архип
2008-05-16
12- Май чүштин кейин хитайниң сичүән өлкисидә йүз бәргән 7.9 Бал йәр тәврәштә өлгән адәмләрниң сани 22миңдин болуп, әмма бу сан барғанчә өрлимәктә.
2008-05-16
Йеқинқи йиллардин бери түркийидә уйғурлар һәққидики тәтқиқатлар күнсери көпәймәктә. Йеқинда уйғур хәлқ дастанлиридин `абдурахман ғоҗа дастани` балилар әдәбияти язғучиси пенсийигә чиққан оқутқучи һасан каллимҗи тәрипидин балилар романиға айландурулуп `көк байрақ ишқиға `намида нәшир қилинди.
2008-05-16
Бу йилқи бейҗиң олимпик мусабиқисигә қатнишидиған канада тәнһәрикәтчилириниң формилириниң көп қисми хитайда тикилгәнлики, канададики өктичи партийиләрни интайин биарам қилмақта. Улар һакимийәт бешидики консерватип партийисини һамақәтлик қилди, дәп әйиблимәктә.
2008-05-16
Атақлиқ уйғур композитор қуддус ғуҗамяроф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән қазақистандики музика сәнәт органлири, уйғур мәдәнийәт мәркизи, уйғур тиятири қатарлиқлар бир қатар паалийәтләрни орунлаштурди.
2008-05-16
Германийә тәрәққият министири зеул, җүмә күни тибәт роһани даһиси далай лама билән келәр дүшәнбә күни өткүзидиған сөһбәт пиланини ақлап, өзиниң бир диний рәһбәр билән көришидиғанлиқидин хитайниң немә үчүн бунчилик биарам болғанлиқини чүшинәлмигәнликини билдүрди.
2008-05-16
Америкиниң муавин ташқи ишлар министири җон нигрепонти, хитайниң ирақ вә афғанистандики қаршилашқучи күчләр шундақла иран билән болған қорал - ярақ алақиси түпәйлидин агаһландурулғанлиқини билдүрди.
2008-05-16
Хитай йәр тәврәш апити йүз бәргән районлардики ядро әслиһәлиридин радиоактип маддиларниң чиқип кетиш еһтималиға қарши җиддий һаләткә өтти. Хитайниң әң чоң ядро қораллар тәтқиқат тәҗрибиханиси вә бир мунчилиған мәхпий ядро әслиһәлири сичүәнниң мйәняң райониға җайлашқан болуп, мәзкур наһийә бу қетимқи йәр тәврәш апитидә еғир бузғунчилиқиға учриған җайларниң бири иди
2008-05-16
Хитай һөкүмити сичүәнлик даириләрни әгәр районда ямғур үзликсиз йеғивәрсә йәр тәврәш апити йүз бәргән райондики су амбарлириниң ғулап чүшүш еһтимали барлиқи, һәр еһтималға қарши пуқраларни тарқақлаштуруш пилани һазирлаш керәклики тоғрисида агаһландурди.
2008-05-15
Уйғур елидә йүргүзүлүватқан уйғур қизлирини хитай шәһәрлиридики завутларда ишләшкә тәшкилләш сияситини әмәлийләштүрүш җәрянда, өз қизлириниң хитай өлкилиригә елип кетилишигә сүкүт қилған ата - аниларму, үн - түнсиз қаршилиқ көрсәткәнләрму, һәтта пәйзиват наһийиси терим йезисидики нургүл турғанға охшаш ишләмчи қизларни тәшкилләш хизмитигә мәсул хадимға пичақ тиқип, өз наразилиқини ипадилигәнләрму мәйданға кәлгән.
2008-05-15
Сичуәндә 5 - айниң 12 - күни дәһшәтлик йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити буниңға инкас қайтуруп болғичә, америка сичуәндики апәткә учриған хәлқтин һал сорап дәсләпки қәдәмдә топланған ианини әвәтип болди. Башқа демократик дөләтләрму хәлқтин топланған ианини әвәтишкә башлиди.
2008-05-15
Сичүәндики йәр тәврәш апити 4 - күнигә қәдәм қойди. Аридин 72 саәт өткәндә мәлум болған өлгәнләр сани 19500, из - дерәксизләрниң сани қетилғанда, бу сан 50 миңдин ашиду. Хәлқара қизил кирст җәмийитиниң ениқлишичә, сичүәнниң бейчиң наһийисидә 160 миң деһқан болуп буларниң %80 синиң олтурақ ой вәйран болған.
2008-05-15
5 - Айниң 16 - күни башлинидиған тибәтликләрниң роһаний даһийси далай ламаниң төт күнлүк германийә зиярити, германийә ахбарат вастилирида әң қиззиқ тема болмақта. Бүгүн тибәт дәвасиға игә чиқиватқан германийә һөкүмити вә хәлқиниң, бундин техи 20 йил илгири далай ламани тонумайдиғанлиқи тилға елинса, бәлким кишиләрниң ишәнгүси кәлмәслики мумкин.
2008-05-15
Инсан келишим түзсә келишимигә риайә қилиши, берәр ишқа вәдә қилған болса униңға вапа қилиши лазим. Вәдигә вапа қилиш инсаний гүзәл әхлақ болса, вәдисигә хилаплиқ қилиш бәкму қаттиқ рәзилликтур. Шуниң үчүн қуран кәримдә сахтилиқтин агаһландуруп, вападарлиққа үндәйдиған айәтләрниң көп болғанлиқи әҗәблинәрлик әмәс.
2008-05-15
Қирғизистанда турушлуқ америка һәрбий базисиниң, йәнә давамлиқ қирғизистанда туруш турмаслиқи һәққидә охшимиған пикир ихтилаплири йүз бериватқан болуп, қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун ислам, бу һәқтә тәпсили тохтилиду.