Архип
2008-05-15
Уйғур шеирийәт гулзарида йеңидин йетиливатқан айгүл абләт ханимниң `сәһра қизи` намлиқ шеирлар топлими 2008 - йили март ейида тәклимакан уйғур нәширияти тәрипидин нәшир қилинди.
2008-05-15
5 - Айниң 15 - күни д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим йетәкчиликидики д у қ рәһбәрлири тәклипкә бинаән белгийә пайтәхти берюкселға келип, яврупа парламентида чақирилған "хәлқарада етирап қилинмиған дөләтләр йиғини" ға қатнашқан.
2008-05-15
Тибәт роһаний даһийси далай лама пәйшәнбә күни германийиниң франкфорд шәһиригә йетип келип, германийә зияритини башлиди. У, шу күни франкфорд айродромиға йетип кәлгәндә хитайниң тибәттики намайишни бастурғанлиқини тәнқид қилип," хитай сияси даирилириниң реаксийиси бурунқиға охшаш наһайити қәбиһ болди.
2008-05-15
Америка ташқи ишлар министирлики адәм әткәсчиликигә қарши туруш идарисиниң мәсули вә әлчи марк лагон йеқинда америка пайтәхти вашингтондики бир хәлқара қанун җәмийитидә сөз қилип, хитайниң ичкири өлкилиригә ишләмчиликкә йөткиливатқан уйғур қизлар әмгәк күчи әткәсчиликиниң қурбаниға айлиниватқанлиқини билдүрди.
2008-05-15
Уйғур елиниң қәшқәр вилайитидә той қилғучиларға той хети рәсмийити беҗириш вақтинчә тохтитилған. Қәшқәрдики вәқәдин хәвәрләр кишиләрниң радиомизға ашкарилишичә, хәлқ ишлар идарисиниң той хети беҗиридиған тармақлири 6 - айниң 1 - күнигә той қилғучиларға той хети рәсмийити өтәшни тохтатқан болуп, буниң қачан әслигә келидиғанлиқи 1 - июндин кейин айрим уқтурулудикән.
2008-05-15
Хитай даирилири сичүәнни мәркәз қилған хитай өлкилиридә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә өлгәнләрниң сани пәйшәнбә күни аз кәм 20 миңға йәткәнликини, лекин из дерәксиз йоқалғанларни қошқанда бу санниң 50 миңға йетиш еһтимали барлиқини билдүрди.
2008-05-15
Хитай даирилири тәрипидин " дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш," җинайити билән әйиблинип қолға елинған уйғур християн мурити алимҗан һимитниң, 27 - май күни қәшқәр вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә рәсми сотлинидиғанлиқи қарарлаштурулған.
2008-05-14
Сичүәндики йәр тәврәш һәққидә бүгүн тәпсилий мәлумат бәргән вал стирит журнили, тәбиий апәтниң сичүәндә байларға әмәс намратларға увал қилғанлиқини язди. Мақалидә бу қетимқи зиян хитай җәмийитидики бай вә кәмбәғәл арисидики икки қутупниң пәрқини көрсәтти дейилди.
2008-05-14
Җашива корлантсик тәрипидин елан қилинған мақалидә, президент бушниң 2000 - йилидики президент сайлими җәрянида бәргән баянатлирида, президент клинтон һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситини тәслимийәтчи бир сиясәт дәп тәнқид қилип, хитайға қарита қаттиқ бир позитсийидә болидиғанлиқини шуниңдәк хитайни клинтон һөкүмитидәк америкиниң истратегийилик иттипақдиши әмәс, әксичә америкиниң риқабәтчиси дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигәнлики әскәртилгән.
2008-05-14
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң германийә, әнгилийә, америка, австиралийә вә франсийиләрдә елип баридиған зиярити, бу дөләтләрниң хитайни тибәт роһани даһиси яки униң вәкили билән тибәтниң келәчикигә мунасивәтлик әмәлий мәсилиләр үстидә сөһбәт өткүзүшкә қиставатқан бир мәзгилдә башланди.
2008-05-14
5 - Айниң 8 - 9 - күнлири явропадики көп қисим дөләтләр тәрипидин гитлер германийисиниң таҗавузчилиқ уруши үстидин ғәлибә қилған "ғалибийәт байрими" күни қилип бекитилгән болуп, сабиқ совет иттипақи вә һазирқи русийә һәм башқа мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға әза мәмликәтләр 9 - май күнини ғалибийәт күни сүпитидә 63 йилдин бери изчил хатириләп кәлмәктә.
2008-05-14
13 - Май күни кәчтә шиветсийидики әң чоң тәрбийилиниш вә илмий муһакимә уюштуруш мәркизиниң ABF сарийида уйғурларниң инсан һәқлири әһвали һәққидә муһакимә йиғини болуп өтти.
2008-05-14
Сәуди әрәбистанида чиқидиған" иқтисад"гезитиниң 2008 - йили 10 - май санида, "сибирийә хитай - русийә һәмкарлиқиниң қурбани"дегән темида бир мақала елан қилинған.
2008-05-14
Түркийиниң оттура қисмиға җайлашқан, тарихи шәһәрлиридин бири болған коня шәһиридики сәлчуқ университетиниң залида 9 - майдин 11 - май күнигичә 1 - нөвәтлик хәлқаралиқ шаирлар йиғини өткүзүлди.
2008-05-14
Бүгүн германийә ташқи ишлар министирлиқиниң техи ашкарилимиған бир доклатини германийидики 'сипигел' йәни әйнәк дәп атилидиған бир һәптилик журнал қолға чүшүрүвелип елан қиливәткән.