Архип
2008-05-04
Уйғур 12 муқаминиң хәлқаралиқ абройиниң ешиши,болупму у бирләшкән дөләтләр тәшкилат тәрипидин "инсанийәтниң ағзаки маддий мәдәнийәт мираслири" тизимликигә киргүзүлгәндин кейин, хитай һөкүмити 12 муқамни өз ичигә алған уйғур нахша - музикилирини хәлқараға тәшвиқ қилиш истратегийисини бәлгиләп бир қатар нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди.
2008-05-04
Алдинқи күни грузийиниң адәмсиз разветка айропилани абхазийә тәвәсидә абхаз армийиси тәрипидин етип чүшүрүлгән болуп, бу абхазларниң үчинчи қетим әнә шу хилдики разветка айропиланни етип чүшүрүши икән.
2008-05-04
Һазир русийә шәһәрлиридә җүмлидин москва өзбекистан, таҗикистан, қирғизстанлардин вә башқа кавказийә җумһурийәтлири һәмдә хитайдин кәлгән кишиләрниң рус милләтчи яшлири тәрипидин уруп яриландурулғанлиқ вә яки өлтүрүлгәнлики һәққидики хәвәрләр даим көрүлүп туриду.
2008-05-03
Японийидә зиярәттә болуватқан, дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса, хәлқара җамаәтни бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирди.
2008-05-03
Шинхуа агентлиқи шәнбә күни, далай лама вәкиллириниң хитайға кәлгәнликини хәвәр қилди. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчисиниң ейтишичә, далай ламаниң вәкиллири йәкшәнбә күни, шинҗин шәһиридә тибәт мәсилиси үстидә хитай һөкүмәт вәкиллири билән сөһбәт башлайдикән.
2008-05-03
Хитайниң җәнубий районида йәнә бир кичик балиниң юқумлуқ бир вирус билән өлүши, һазирғичә 22 кишиниң өлүмигә сәвәб болған е в 71 юқумлуқ веросиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, хитайда тарқиливатқан болуши мумкинлики һәққидики әндишиләрни көпәйтивәтти.
2008-05-03
Америкида чиқидиған "нюйорк вақти" гезити, америка мудапиә минстирликиниң, келәр йили афғанистанға йәнә 7000 әскәр әвәтишни пиланлаватқанлиқини, билдүрди.
2008-05-03
Чәтәлләрдики сәпирини, хәлқара җамаәтниң қаттиқ наразилиқ һәрикәтлири билән ахирлаштурған бейҗиң олимпик мәшили, хитайға йетип барди.
2008-05-02
2- Май америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети 2008- йиллиқ доклатини елан қилған болуп, доклатниң хитайға қаритилған қисмида, гәрчә өткән бир йилда хитай ичидә динға етиқад қилғучилар қошуни көрүнәрлик дәриҗидә кеңәйгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләргә қатнишиш әркинликигә қоюлған чәклимиләрни һәр тәрәптин күчәйтип барғанлиқи һәмдә диний етиқад әркинликини системилиқ вә техиму қаттиқ дәпсәндә қилғанлиқи көрситилгән.
2008-05-02
25 - Март күни, хитай бихәтәрлик органлири тәрипидин, хенән өлкиси җинпиң наһийисиниң шипуси йезисида қаш теши тиҗарити билән шуғуллиниватқан уйғурларға қарита елип берилған һәрикәт, мәркәзниң буйруқи билән, "шинҗаңдин қечип чиққан җинайәтчиләрни тутуш" нами астида, җинпиң наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси вә шинҗаң җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин бирликтә елип берилған.
2008-05-02
Һазир хәлқарада учур вастилири хитайда 'вәтәнпәрвәр' дегән марка ямрап кәткәнлики һәққидә кәйни - кәйнидин обзор елан қилмақта.
2008-05-02
Чаршәнбә күни җорҗ вашингитон университети, дөләт мәхпийәтлики архиплириға тайинип һазирлиған бир доклат елан қилди. Доклатта, 1958 - йили йәни иккинчи қетимлиқ тәйвән кризиси мәзгилидә, америкиниң хитайға атом бомбиси ташлимақчи болғанлиқи, әмма кризис тәхмин қилинған дәриҗидә йүксәлмигәнлики үчүн, америкиниң бу пиланини иҗра қилмиғанлиқи ашкариланған.
2008-05-02
Германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири бойичә тәрбийиләш курсида германийә ташқи ишлар министирлики мәсули ноока әпәндиму сөз қилған иди.
2008-05-02
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң террорчилиққа қарши туруш хизмитини башқуридиған мәсуллиридин делл дейлий алдинқи күни америкиниң шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң паалийитигә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.