Архип
2008-05-02
Тибәт роһаний даһиси далай ламаниң дарамсаладики ишханиси җүмә күни далай ламаниң вәкиллири хитай билән сөһбәт өткүзүп, тибәттики кризисқа хатимә бериш үчүн бейҗиңға қарап йолға чиққанлиқини елан қилди.
2008-05-02
Америка дөләт мәҗлисидики либераллар вә консерватип әзалар пәйшәнбә күни америка һөкүмитидин бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимини байқут қилишни тәләп қилип, хитай даирилирини кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш билән әйиблиди.
2008-05-02
Америка хәлқара диний әркинлик комитети пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитайниң тибәтлик буддистлар, уйғур мусулманлар, фалунгоң вә йәр асти христян муритлириниң диний ибадәт әркинликигә зиянкәшлик қиливатқанлиқини, болупму уйғур елидә диний етиқад әркинликиниң алаһидә начар икәнликини илгири сүрди.
2008-05-02
Уйғур елиниң қорғас наһийиси чиңсихоза базирида алдинқи күни туюқсиз кәлкүн апити йүз берип, мәктәптин қайтиватқан оқуғучилардин 7 нәпәр өсмүрни кәлкүн елип кәткән, оқуғучилардин бириниң һазирға қәдәр из - дерики тепилмиған.
2008-05-01
Дуня уйғур қурултийи түнүгүн йәни 30 -април күни, австралийиниң сидней шәһиридики бир зияпәт залида зияпәт өткүзүп, шәрқи түркистан мәсилисини қоллап келиватқан австиралийилик бир түркүм дөләт вә җамаәт әрбаблириға миннәтдарлиқ билдүргән.
2008-05-01
Олимпик мәшили хитайниң өз территорийисигә йетип кәлгәндин кейинки биринчи бекәт болидиған хоңкоңда мәшәл паалийити башлиништин бурун, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити билән хоңкоң мухбирлар җәмийитиниң бирликтә ачқан йиғини һазир давамлишиватиду.
2008-05-01
Америка сотчилириниң гүәнтанамо мәһбуслириға аит әрзийәт дилолирини көрүп чиқиш һоқуқи даирисидики мүҗимәллик америка әдлийә тармақлирида талаш - тартиш қилинмақта.
2008-05-01
Татарлар түркий милләтләрниң ичидә шанлиқ тарихқа игә милләтләрдин бири. Татар сиясәтчиләр вә зиялийлар уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлмәктә. Түркийигә йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән татаристанда тонулған язғучи, тарихчи, татаристан иттипақ милли мустәқиллиқ партийисиниң башлиқи сабиқ парламент әзаси, түрк дуняси аяллар бирликиниң муавин башлиқи фәвзийә байромова ханим билән түркийиниң әнқәрә шәһридә татарлар вә уйғурлар һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
2008-05-01
Сәуди әрәбистанда чиқидиған " әл вәтән" гезитиниң 28- април санида, сәуди әрәбистанлиқ язғучи әшрәп иһсан фәқиһ қәлими билән " сахтилиқлар дуняси хитай" дегән темида бир мақалә елан қилинған.
2008-05-01
Йеқинда бишкәктә " асабә", "атамакан" қатарлиқ өктичи партийиләрниң қурултийи болуп өткән болуп, буниңға 500 дин артуқ адәм қатнашқан.
2008-05-01
Бейҗиң олимпик мәшилиниң тибәтни қоллиғучи вә кишилик һоқуқни һимайә қилғучи тәшкилатларниң наразилиқ намайишлириға дуч келиши вә мәзкур мәшәл франсийиниң париж шәһиригә кәлгәндә бир намайишчиниң олимпик мәшилини мәҗруһ хитай тәнһәрикәтчи җиң җиңниң қолидин юлуп елишқа урунғанлиқи сәвәблик хитай ичидә франсийигә өчмәнлик туйғулири мәйданға келишкә башлиған.
2008-05-01
Русийиниң интерфакис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан мәркизий асия райони буйичә әң чоң мәсчит селиш пиланини ишқа ашуруш қәдимини басти. Бу мәсчит қазақистанниң шәмәй шәһиридә қурулиду, 1 - май күни һул селиш мурасими өткүзүлгән.
2008-05-01
Америка мәркизи ахбарат идариси, CIA ниң башлиқи генерал майкел һейдин, 30 - април күни кенисас университетида 21 - әсирдики җиддий вәзийәт һәққидә бәргән доклатида " мениңчә, хитай дунядики чоң дөләт болуп һәрбий һазирлиқлирини кеңәйтивериши мумкин, әмма әң ахирқи һесабта у америкиниң дүшмини болуши натайин " дәп көрсәтти.
2008-05-01
1 - Май күни әттигән саәт 3 дә хенән өлкиси ниңлиң наһийисигә әйдиз бимарлирини йоқлиғили чиққан, будда раһибәси ши мияҗө вә әйдиз бимарлириниң һоқуқини қоғдиғучи ли шигелар сақчилар тәрипидин қолға елинип қамаққа ташланған.
2008-05-01
29 - Апрел күни вашингтонда нәшрдин чиққан " атом енергийиси алимлириниң баянати " да көрситилишичә, америка хитайни ядро тәһдит даирисигә киргүзгән.