Архип
2008-05-22
Австралийигә берип олтурақлишип қалған сөйүнгүл чанишеф ханим язған "көз йешида нәмләнгән земин намлиқ әсәр түркчигә тәрҗимә қилинип нәшр қилинди. Китабни шаирә нурәла гөктүрк ханим түркчигә тәрҗимә қилған болуп, мәркизи истанбулда турушлуқ түрк дуняси тәтқиқат мәркизи тәрипидин нәшр қилинған.
2008-05-22
Хитай түрмисидики уйғур канада пуқраси һүсәйин җелилниң йеқинда түрмидин анисиға чиқарған бир парчә хети канада мәтбуатлирида елан қилинди. Бу һүсәйин җелилниң буниңдин 2 йерим йил бурун түрмигә ташланғандин бери аилисидикиләргә язған вә ташқи дуня билән йүз көрүшүшкә муйәссәр болған тунҗи парчә хетидур.
2008-05-22
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни юқири дәриҗилик америка һәрбий әмәлдарлириниң хитайниң аләм бошлуқида пәйда қиливатқан тәһдити күчәймәктә, дегән агаһландурушиға инкас қайтуруп, америка һәрбий әмәлдарлириниң хаталашқанлиқини илгири сүрди.
2008-05-22
Хитай даирилири пәйшәнбә күни тибәт роһани даһиси далай ламаниң олимпик йиғиниға қатнишиштин мәмнунийәт һес қилидиғанлиқи һәққидики пикригә соғуқ инкас қайтуруп, далай ламаниң вәкили билән өткүзүлидиған сөһбәтниң кечиктүрүлүш еһтимали барлиқидин бишарәт бәрди.
2008-05-22
Уйғур илидики тор бәтлиридә "шинҗаңда муқимлиқ һәммидин әла" дегән шуар тәнқид обйекти болуп қалди. Илһам блогида елан қилинған бу һәқтики бир мақалидә уйғур илиға нисбәтән 2008 - йилниң асаслиқ милодийиси һечким ениқ чүшәндүрәлмәйдиған " муқимлиқ һәммини бесип чүшиду " дегән шуар болуп қалғанлиқини илгири сүргән.
2008-05-22
Әң йеңи мәлуматларда хитайниң сичүән өлкисидики йәр тәврәш апитидә өлгән вә из - дерәксиз йоқалғанларниң 80 миңға йетидиғанлиқи, буниң ичидә өлгәнләрниң 50 миңдин ашқанлиқи, из дерәксиз йоқалғанларниң болса аз кәм 30 миңға йетидиғанлиқи елан қилинди.
2008-05-21
Америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғини, хитайниң аләм бошлуқи вә тор системисида америка бихәтәрликигә тәһдит селиш күчи, зор көләмлик қирғучи қоралларниң тарқилишидики роли вә бу түрдики қоралларни чәкләш әһдинамисиға риайә қилиш әһвалини игиләш шундақла мунасивәтлик тәрәпләрниң бу мәсилидики пикирини елишқа беғишланған йиғинларниң биридур.
2008-05-21
Муназирә йиғини, 14 - март лхаса вәқәсидә қурбан болғанлар билән сичүәндики йәр тәврәштә һаятидин айрилғанларға матәм билдүрүш билән башланған. Бу қетимқи муназиридә оттуриға чүшкән пикирләр, дуняда бейҗиң олимпики һәққидә болунған пикирләрниң йиғинчақланмиси болған.
2008-05-21
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни ирақ баш министири нури малики билән телефонда сөзлишип, америка әскириниң қурани кәримгә оқ етип мәшиқ қилғанлиқидәк қилмиши үчүн әпу сориди.
2008-05-21
20 - Май күни америка дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр шөбә комитетида гүәнтанамо түрмисидики мусапир мәһбуслар һәққидә өткүзүлгән гуваһлиқтин өтүш йиғининиң уйғурлар үчүн әң муһим әһмийити гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурлар мәсилиси билән бирликтә, уйғурларниң нөвәттики әһвали шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесим сиясити муназирә қилинған.
2008-05-21
Түркийидә тонулған уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханимниң "мән түркистан қизимән" намлиқ шеирлар топлими йеқинда түркийидә нәшрдин чиқти. 247 Бәттин тәркип тапқан бу шеирлар топлиминиң көк рәңлик муқависи айюлтузлуқ көк байрақ билән дилшат хатун вә аманнисаханниң рәсимлири билән безәлгән.
2008-05-21
Далай ламаниң германийә зияритиниң дуня җамаитигә бәргән тәсириниң алаһидә зор болғанлиқи 20 - майдики хәвәрләрдә кәң тилға елинмақта. Далай ламаниң бу қетимқи зияритидә, бири, мустәқиллиқ әмәс, алий аптономийә тәлипидә икәнликини қайта тәкитләп, иккинчиси, хитайдики йәр тәврәшкә алаһидә көңүл бөлүп, үчинчиси, бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим әскәртип, өзиниң дуня тиничлиқиниң символи болуштәк образини намайән қилғанлиқини һәммә бирдәк тәстиқлашмақта.
2008-05-21
Әхлақ идийә қурулуши инсанларниң мәдәнийлик дәриҗисини өлчәйдиған өлчәм, шәхс билән җәмийәтниң мәвҗуд болуп туруши вә тәрәққи қилишиниң әң түп ички амили, йүксәк мәдәний җәмийәт тәртипи орнитишниң түврүкидур.
2008-05-21
Шинхуа агентлиқиниң 5 - айниң 21 - күни үрүмчидин хәвәр қилишичә, керийә наһийисидә 5 - айниң 20 - күни бейҗиң вақти саәт 16 дин 14 минут өткәндә 4.3 Бал йәр тәвригән.
2008-05-21
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, сичуәндә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә өлгән адәм сани һазир 41 миң 353 кә йәтти. Бу санни хитай дөләт кабинетиниң баянатчиси го вей елан қилған.