Архип
2008-06-26
Мушу йәкшәнбә йәни 22 - июн күни франсийиниң пайтәхти париж шәһиридә франсийә тибәт комитетиниң орунлаштуруши арқисида франсийидики уйғурлар әркинлик мәшилини көтүрүп меңиш паалийитигә қатнашти.
2008-06-26
Түнүгүн чүш саәт үчтә норвигийиниң пайтәхти осло шәһиридә дағдуғилиқ намайиш паалийити өткүзүлди.Намайишни норвегийә уйғур комитети орунлаштурған болуп намайишниң мәқсити пат йеқинда хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиштин ибарәт.
2008-06-26
Хитай һөкүмитиниң олимпик мәшилини уйғур райониға елип келишигә вә олимпик һарписида уйғурларни бастурушни күчәйткәнликигә наразилиқ билдүрүш үчүн, 6 - айниң 25 күни, канаданиң торонто вә ванкувер шәһәрлиридә бирла вақитта наразилиқ намайиши елип берилди.
2008-06-26
Мутәхәссисләр уйғурларниң бейҗиң олимпик мусабиқисидики бихәтәрлик тәдбирлириниң муһим нишани болуп қалғанлиқини тәнқид қилмақта. Бу тәдбирләр уйғурларниң саяһәт қилишиға чәклимә қоюш, айрудурумларда өртүглүк мусулман аялларни тәкшүрүш, уйғур йолучиларға миһманхана бәрмәслик қатарлиқларда өз ипадисини тепипла қалмай, бу йәнә бейҗиңдики бир олимпик тәнтәрбийә мәйданиниң йениға башқурулидиған бомба җазиси орунлаштуруп, шәрқий түркистан күчлириниң тасадипи һуҗумиға қарши турмақчи болғанлиқида өз ипадисини тапқан.
2008-06-26
Америкидики " ранд " RAND ширкити иқтисадий пайда қазинишни мәқсәт қилмайдиған, мәхсус илмий тәтқиқат ширкити. 1945 - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обйектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан бу ширкәт йеқинда, хитай һәққидә бир доклат елан қилди.
2008-06-26
Америка алий сотиниң дүшәнбә күнидики қарари билән, гүәнтанамодики уйғур мәһбуслар мәсилиси йеңи бир басқучқа қәдәм қойди. Сот пәрһат һузәйфә давасидики қарари арқилиқ, уйғур мәһбусларниң гүәнтанамо түрмисидин қутулуш йолини ачти. Әмдики мәсилә мәһбусларниң қәйәргә йәрлишиш мәсилисидур. Нөвәттә уйғур паалийәтчилири буниң үчүн һәрикәттә. Бүгүн америкида чиқидиған вал ситрит журнилида елан қилинған уйғурларға адаләт намлиқ мақалә мана бу һәрикәтләрдин бир парчидур.
2008-06-26
Йеқинда уйғур дияридин қирғизистанға туғқан йоқлап кәлгән бир уйғур олимпик мунасивити билән хитай даирилириниң уйғур диярида җүмлидин қәшқәр қатарлиқ җайларда йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситини паш қилип, хәлқара җәмийәтниң уйғурларниң начарлишиватқан әһвалиға көңүл болушини тәләп қилди.
2008-06-26
Ирақта йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш вә аптомобил партлитиш һадисилиридә аз дегәндә 40 адәм һаятидин айрилған. Франсийә агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиридин қариғанда, ирақниң шималидики мосул шәһиридә һөкүмәт бинаси йенида йүз бәргән аптомобил партлитиш һуҗумида 18 адәм қаза қилған, аз дегәндә 62 адәм яриланған.
2008-06-26
Қәдимқи мәдәнийәт қурулушлири билән тәң орунда туридиған, уйғур мәдәний ядикарлиқлиридин кариз, нөвәттә қаттиқ бузғунчилиққа дуч кәлмәктә.
2008-06-26
Тибәт аптоном райониниң партиком секритари җаң чиңли, олимпик мәшилиниң тибәткә йетип келиши мунасивити билән сөзлигән нутқида далай ламани алаһидә тәнқид қилғандин кейин, хәлқара олимпик комитети бейҗиң олимпик комитетини агаһландуруп, бейҗиңдин сиясәт билән тәнтәрбийини айрип қаришини тәләп қилған иди.
2008-06-26
Хоңкоңдики җуңго кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизи, шаңхәй даирилириниң өктичиләр, фалунгуң әзалири вә башқа тәнқидчиләргә қарита алаһидә чарә қолланғанлиқини паш қилди.
2008-06-25
Д у қ рәиси шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт белгийидики явропа парламентида әркинлик мәшили көтүрүш паалийити өткүзгәндин башқа парламент әзалири билән мәхпий бир йиғин өткүзгән.
2008-06-25
25- Июн германийиниң мюнхен шәһиридики уйғур җамаити явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитай һөкүмитиниң олимпик мәшилини уйғур елигә елип киргәнликигә наразлиқ билдүрүш намайиши өткүзди.
2008-06-25
Икки һәптиниң алдида қурулғанлиқини елан қилған японийә уйғур җәмийити, түнүгүн хитайниң токйо әлчиханиси алдида , бейҗиң олимпикиға қарши намайиш өткүзгән. Намайишқа инсан һәқлири паалийәтчилири, ахбаратчилар вә бир қисим парламент әзалири болуп 150 тәк киши қатнашқан.