Архип
2008-08-28
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати али дәриҗилик рәһбәрлириниң йиғини пәйшәнбә күни таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә аяқлашти.
2008-08-27
Учурларға асасән қәшқәр дияриниң пәйзиват наһийисидин игә болушимизчә, пәйзиватниң қизил бойи вә миша йезилирида сақчилар билән бир қисим уйғурлар оттурисида тоқунуш йүз берип, вәқә җәрянида икки сақчи өлгән йәнә иккиси еғир яриланған. Үч нәпәр уйғур сақчилар тәрипидин қолға елинған.
2008-08-27
10 - Авғуст күни уйғур елиниң кучар наһийисидә йәрлик қаршилашқучи күчләрниң шу җайдики хитай әслиһәлиригә һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, хитай бихәтәрлик органлири кучада кәң көләмлик тазилаш һәрикити башлиған иди.
2008-08-27
Германийә ахбарат агентлиқиниң 25 - авғуст күни елан қилған "хитай шинҗаңда уйғурларни тутқун қилишни күчәйтмәктә" намлиқ хәвири, ғәрб ахбарат саһәсиниң диққитини җәлип қилди.
2008-08-27
Америка демократлири дөләтлик чоң қурултийи, 26 - авғуст, йәни қурултайниң иккинчи күни, демократлар партийиси әзаси, мәзкур партийидин президент намзатлиқи риқабитигә чүшкән хиларий клинтонниң сәһнигә чиқиши вә униң " бирлик" баш тема қилинған нутқи билән алаһидә түскә кирди.
2008-08-27
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпики әң маҗралиқ бир олимпик сүпитидә тарихқа айланди. Бу җәрянда вәтән ичи - сиртидики уйғур паалийәтчилири олимпикниң бейҗиңда өткүзүлүшигә қарши һәрхил шәкилдә һәрикәтләр елип барди.
2008-08-27
Бейҗиң олимпик мусабиқиси вә бу мусабиқә җәрянида уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр дуняда шундақла уйғурлар арисида муназирә темиси болушқа давам қилмақта.
2008-08-27
Хитай һөкүмити бейҗиң олимпики җәрянида хәлқарада кәң тарқилидиған бир қисим чәтәл тор бәтлирини чәкләшни тохтатқан иди.
2008-08-27
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң алий учришиши бүгүн таҗикистанда башланди. Франсийә агентлиқиниң дүшәнбидин хәвәр қилишичә, русийә президенти димитрий медведев хитай рәиси хуҗинтав билән көрүшүп, грузийә мәсилисини оттуриға қойди.
2008-08-27
Бейҗиң олимпики аяғлашқандин кейин, америка билән тәйвән оттурисидики 90 милйон америка доллирилиқ қорал содиси қайтидин башланди. Роейтерс агентлиқиниң баян қилишичә, тәйвән билән бейҗиң оттурисидики җиддийликни пәсәйтиш үчүн лайиһиләнгән америкидин қорал сетивелиш пилани, өткән бир мәзгил ичидә вақтинчә тоңлитилған иди.
2008-08-27
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүнки баянатида, коммунист хитай һөкүмитиниң хотән районида уйғурларниң дини әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқини қаттиқ әйиплиди.
2008-08-27
Исраилийә земинида террорлуқ һуҗумға учрап сәвәбсиз өлгән кишиләрниң уруғ - туғқанлири, хитайниң дөләт игиликидики асаслиқ банкиси болған 'җуңго банкиси' үстидин америкиниң лос анҗилис шәһиридики бир сот мәһкимисигә әрз сунған иди.
2008-08-26
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси аяғлашқандин кейин, хитайниң бейҗиң олимпикидин кейинки йөнилиши немә? олимпиктин кейинки берлин боламду яки олимпиктин кейинки сиол боламду? дегән мәсилә һазир хәлқарада инчикә күзитиливатқан мәсилә болуп қалди. Чүнки олимпик тарихида 1936 - йилидики берлин олимпикдин кейин, гетлер фашизим йолини таллап башқа милләтләрни қирған иди.
2008-08-26
Олимпиккә қарши наразлиқ паалийити елип бериш сәвәбидин қолға елинип солап қоюлған чәтәлликләр, америка бирләшмә агентлиқи вә америка авази радиосиға өзлириниң тутуп турулған 10 күн җәрянидики сәргүзәштилирини аңлатти.
2008-08-26
25 - Авғуст калорадо штати денвер шәһиридә америка демократлар партийиси дөләтлик чоң қурултийи шу җай вақти чүштин кийин саәт 3 тә рәсмий башланғанлиқини җакарлиди.