Архип
2008-09-19
Мәлум бир хитай ширкитиниң "гүли" маркилиқ бихәтәрлик қапчуқи ишләпчиқирип базарға селиши уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғиғандин кейин, уйғур аптоном райони сода санаәт мәмури башқуруш идариси җүмә күни уқтуруш чүшүрүп, мәзкур қапчуқни чәклигән.
2008-09-19
Хитай даирилири пәйшәнбә күни уйғур елиниң ғулҗа шәһиридики бир тәнтәрбийә мәйданида очуқ сот ечип, 12 нәпәр уйғурларға сияси сәвәбләр түпәйлидин һөкүм елан қилған.
2008-09-19
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, тибәт телевизийә истансиси диктори вашу роңҗуңниң хитай қораллиқ сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2008-09-19
Б д т ниң балилар фонди тәшкилати UNICER җүмә күни хитай даирилириниң меламин арилаштурулған сүт парашукини истимал қилиш сәвәбидин һазирға қәдәр 4 бовақниң өлүши, аз дегәндә 6000 бовақниң бөрәк кесили билән ағришиға сәвәбчи болған бовақлар сүт парашуки сәтчилики үстидин толуқ тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди.
2008-09-19
Америка ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни һәр қайси дөләтләрниң 2008 - йилқи диний әркинлик әһвали тоғрисида доклат елан қилип, хитайни диний әркинлик еғир бузғунчилиққа учрайдиған " алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр" тизимликигә киргүзгән.
2008-09-19
Негирийидә азадлиқ күриши елип бериватқан делта азадлиқ тәшкилати, бу йил 14 - сентәбир күни негирийә дөләт армийиси вә райондики нефит базилириға қарита уруш елан қилған иди.
2008-09-19
2008 - Йили мәһмут қәшқири йили мунасивити билән һәрқайси дөләтләрдә болупму түркийә вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридә илмий муһакимә йиғинлири ечилғандин башқа мәһмут қәшқири вә униң түркий тиллар дивани һәққидә китаблар нәшир қилинмақта.
2008-09-19
Қуран кәрим мусулманларниң әң муқәддәс дәстури, һәр қандақ бир мусулман қуран кәримни һөрмәтләйду. Хусусән түркий милләтләр дуняда диний ядикарлиқларни сақлашқа, җүмлидин қуран кәримни қоғдашқа әң зор әһмийәт берип кәлгән бир хәлиқтур.
2008-09-18
Америка президенти җорҗ буш чаршәнбә күни ақсарайда америка мусулман җамаәт әрбаблириға вә вашингтондики мусулман дөләтләр әлчилиригә иптар зияпити берип, мусулманларниң рамизан ейини мубарәклиди.
2008-09-18
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкриниң йеқинда " кадирлар йиғини" да қилған сөзлири, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиди, дуня уйғур қурултийиниң австралийидики вәкили һүсән әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, нур бәкри оттуриға қойған пикирләр һәққидә мулаһизә йүргүзди.
2008-09-18
Көзгә көрүнүватқан геттар маһири, нахшичи, яш композитор әркин абдулла, уйғурларғила тонушлуқ болған сәнәткар болупла қалмастин, у йәнә бара - бара хитай ичи һәм сиртидики сәһниләрдиму өз талантини, уйғур нахша - музикилириниң сеһри күчини намаян қилиш билән тонулуватқан чолпанлардин болуп қалди.
2008-09-18
Уйғур дияридики әйдиз мәсилиси йеқинқи йиллардин бери пүтүн дуняниң диққәт етибарини қозғап келиватқан иди. Бүгүнки күнгә кәлгәндә түркийидики сақлиқни сақлаш хадимлири, түрк мәтбуатлириму бу мәсилигә көңүл бөлүшкә башлиди.
2008-09-18
Алдинқи һәптә өзбекистан кишилик һоқуқ җәмийити нәмәнган шөбисиниң рәһбири насир закир әпәнди билән өзбекистандики кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң әһвали һәққидә сөһбәт өткүзгән идуқ.
2008-09-18
Канадалиқ дипломат бриан мкадам ғәрб әллирини хитай һәққидә ширин хиялда болмаслиққа үндиди. Канадада чиқидиған "оттава пуқралири" гезитиниң 8 - сиентәбирдики донна җакобс тәрипидин қәләмгә елинған бу мақалидә, канадалиқ дипломат бриан мкадам, канадалиқларниң хитайниң ташқи "сеһри күчигә" мәптун болуватқанлиқини тәкитләйду.