Архип
2009-10-22
Америкиниң тәйвәндә турушлуқ вәкили пәйшәнбә күни тәйвән даирилирини обаманиң хитай зияритидин хатирҗәм болушқа чақирип, тәйвәнликләрдики әндишиниң һаҗәтсиз икәнликини билдүргән.
2009-10-22
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, "5 - июл вәқәси"дә нурғунлиған уйғурларниң хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин тутуп кетилип из - дерәксиз йоқап кәткәнликини илгири сүргән вә хитай даирилирини бу уйғурларниң из - дерикини беришкә чақирған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини әйиблиди.
2009-10-22
Дарамсаладики тибәт мәһбуслар һоқуқи тәшкилатиниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай даирилири 2008 - йилдики лхаса исяниға қатнашқанлиқ сәвәбидин қолға елип, өлүм җазасиға һөкүм қилған тибәтләрдин 3 кишини етип ташлиған.
2009-10-22
Америка алий сот мәһкимисиниң қарар чиқирип, гүәнтанамодики уйғурларниң әрзини көрүп чиқишни қобул қилиши америка кеңәш палатасидики җумһурийәтчиләр рәһбириниң қарши турушиға учриди.
2009-10-21
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чаршәнбә күни үрүмчидә йүз бәргән 5" - июл вәқәси" һәққидә доклат елан қилип, хәлқара җәмийәтни вәқәдә из - дерәксиз йоқап кәткән уйғурларниң из - дерикини елишқа чақирди.
2009-10-21
20 - Өктәбир сәйшәнбә күни, америка алий сот мәһкимиси қарар чиқирип, америка федератсийә сотчилириниң гүәнтанамо тутқунлирини америкиға қоюп бериш һоқуқи һәққидики талаш - тартишларға қарап чиқидиғанлиқини уқтурди.
2009-10-21
Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәси йүз берип үч айдин кейин аталмиш 5 - июл вәқәси җинайәтчилиригә рәсмий җаза мәйданини һазирлиди. Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсиниң асаслиқ җинайәтчилири дәп бекиткәнләргә үч қетимлиқ сотта һазирға қәдәр 21 киши үстидин җаза һөкүм қилди.
2009-10-21
Дуня уйғур қурултийи рәиси, рабийә қадир ханим японийә зияритиниң иккинчи күни японийидики онға йеқин телевизийә вә гезит - җорналларниң мухбирлири билән айрим - айрим учришип уларниң зияритини қобул қилған.
2009-10-21
Йеқиндин буян чәтәлләрдики демократик хитай тор бәтлири, хитай хаккерлириниң һуҗумиға учрап келиватқан болуп, чәтәлләрдики хитай тор бәтлири ичидә хәвәрлириниң тезлики һәм учур мәнбәсиниң кәңлики билән тонулған бошүн тор бети мушу һәптә ичидила арқа - арқидин хаккерларниң һуҗумиға учриған.
2009-10-21
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, баш оргини нюйорктики кишилик һоқуқ тәшкилати йеқинда, хитай үрүмчидә мәхпий тутқан 43 уйғурни сүрүштүргән иди. Әмма хитай һөкүмити буниңға техичә инкас қайтурмиди.
2009-10-21
'Нюйорк таймис' гезити бүгүн 'пүтүн йәр шари уйғур рәһбириниң сәһниси болуп қалди' сәрләвһилик мақалә елан қилди. Бу мақалидә баян қилинишичә, уйғур рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни японийигә кәлгән һаман хәлқараға, хитай һөкүмити үстидин, уйғурларни мәхпий тутқун қиливатиду, дәп шикайәт қилишқа башлиди.
2009-10-21
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай бүгүн тәйвәндин келидиған саяһәт өмәклиригә, болупму рабийә қадирниң филими қоюлған гавшюң қатарлиқ җайлардики 60 саяһәт өмикигә, уларниң чоң қуруқлуқтики хаңҗу, ниңбо қатарлиқ шәһәрләргә қилидиған саяһитини әмәлдин қалдурғанлиқини уқтурған.
2009-10-21
Франсйә агентлиқиниң баян қилишичә, америкиниң сабиқ президенти җими картер асиядики намрат - макансиз хәлққә бина селип бериш үчүн, келәр айда камбоджа, хитай, лаус, тайланд, вейтнамдин ибарәт 5 дөләткә миңлиған пидаиларни башлап беришқа тәйярлиқ көрүватиду.
2009-10-21
Вашингтон почтиси гезити бүгүн 'ақсарай билән дөләт мәҗлиси гуәнтанамодики уйғурлани тоғра биртәрәп қилиду' сәрләвһилик мақалә елан қилди.
2009-10-21
2009 - Йили 10 - айниң 12 - күни сәуди әрәбистанниң җиддә радиосида, уйғур бөлүмидин баһаланған 6 кишигә тәқдирнамә вә мукапат тарқитиш мурасими болуп өтти.