Архип
2009-09-22
Хитай йәрлик һөкүмити үрүмчидә бир қисим йәр асти өтүшмә йоллириға кечә - күндүз көзитидиған сақчи аппарати орунлаштурған. Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә бу хилдики аппаратлар үрүмчидики 19 йәр асти өтүшмисигә орунлаштурулған.
2009-09-22
Б д т ниң 2009 - йиллиқ омуми йиғини сәйшәнбә күни америкиниң ню йорк шәһиридики баш штабида башланди. Қурултайға қатнишидиған һәр қайси дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлириниң ичидә хитай рәһбири ху җинтавму бар.
2009-09-21
Хитай һөкүмәт даирилири 21 - сентәбир, дүшәнбә күни, уйғурлар һәққидә "шинҗаң ақ ташлиқ китаби" елан қилип, уйғур елиниң тәрәққи қилалмаслиқидики сәвәбни ш. Түркистан күчлиригә артқан. "Ақ ташлиқ китап"та шәрқий түркистан һәрикити уйғур елиниң тәрәққияти вә муқимлиқиға "еғир тәһдит " пәйда қиливатқанлиқи, һәтта мәбләғ селишни ақситип қойғанлиқини илгири сүргән.
2009-09-21
20 - Сентәбир күни улуқ роза һейт байрими. Дуня мусулманлири роза һейтни тәбрикләватқан мушундақ хасийәтлик байрам күнидә уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә роза һейт байримини күтүвалди.
2009-09-21
Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярт мусулман, "12 айниң султани" дәп аталған муқәддәс рамазан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалди.
2009-09-21
Қирғизистандики уйғур җамаити пүтүн дуня мусулманлири җүмлидин қирғизистан мусулманлири билән бирликтә қутлуқ роза һейтни күтүвалди. Уйғурлар роза һейт намизини бишкәкниң уйғурлар зич олтурақлашқан төкүлташ мәһәллисидики ақ мәсчиттә оқуди.
2009-09-21
Америкиниң афғанистанда турушлуқ қисимлириниң қомандани станли меккиристал "америка әгәр афғанистанға бир йил ичидә техиму көп әскәр әвәтмисә, урушта мәғлуп болиду," дәп агаһландурди.
2009-09-21
Тәйвән филим фестивали рабийә қадир һәққидики һөҗҗәтлик филимни, хитай коммунист һөкүмитиниң қарши турғанлиқи билән әмәлдин қалдурмайдиғанлиқини җакарлиди. Тәйвәндә һазир бу филим һәққидә чоң дағдуға қозғалди, тәйвән даирилиригә қаритилған тәнқитму күчлүк.
2009-09-21
Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини дағдуғилиқ хатириләш үчүн канададики хитай әлчиханисиниң орунлаштуруши билән, хитайдики даңлиқ күлдүргә артистлири, серикчилар вә даңлиқ нахшичилардин тәркип тапқан бир өмәк өткән һәптә канадаға йетип келип, канаданиң нуқтилиқ шәһәрлиридә оюн қоюшни башлиған.
2009-09-21
5 - Июл гумандарлиридин шөһрәт турсун 6 - июл күни үрүмчиниң ат бәйгә мәһәллисидики киралиқ өйидин тутуп кетилгән иди. Аридин 73 күн өткәндә, йәни 19 - сентәбир күни униң җәсити аилисигә тапшурулған.
2009-09-21
Тәйвән тәйбей мәдәнийәт даирилири 21 - сентәбир дүшәнбә күни, "муһәббәтниң он шәрти" ниң тәйбейдиму қоюлидиғанлиқини уқтурди. Шуниң билән, хитай даирилириниң бесимиға қаримай уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән мәзкур филимни тәйвәндә көрситидиған шәһәрләр иккигә йәтти.
2009-09-21
Хитай даирилири бейҗиң шәһиридә пичақ сетишни вақитлиқ чәклигән. Бу, хитай дөләт байриминиң алдида күчәйтилгән бихәтәрлик тәдбирлириниң әң йеңиси болуп, бу хил чәкләш бәлгилимиси бейҗиңда өткән пәйшәнбә вә шәнбә күнлири йүз бәргән пичақ тиқиш делосидин кейин йүргүзүлүшкә башлиған.
2009-09-21
Хитай даирилириниң дүшәнбә күни елан қилған ақ ташлиқ китабида оттуриға қоюлушичә, 2008 - йили уйғур елидин хитай өлкилиригә йөткәлгән әмгәкчиләр сани 240 миңға йәткүзүлгән.
2009-09-21
Хитай даирилири бу йил июлдики үрүмчи намайишиниң уйғур елидә иқтисадий тәрәққият қәдимини ақситип қойғанлиқини илгири сүрди. Ройтерс агентлиқида көрситилишичә, хитай һөкүмити бу һәқтики хәвәрни дүшәнбә күни елан қилған ақ ташлиқ китабида оттуриға қойған.
2009-09-21
Америка президенти барак обама шәрқий явропа башқурулидиған бомба қалқан система пиланиниң бикар қилинишиға қарита мәйданға кәлгән әйибләшләрни инкар қилди.