Архип
2010-01-17
Германийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини өтәватқан гуйдо вестервел 16 - январ күни өзиниң тунҗи хитай зияритини ахирлаштурғанда, хитайни кишилик һоқуққа техиму илгирилигән һалда һөрмәт қилишқа дәвәт қилғанлиқини билдүргән.
2010-01-17
Тибәт билән чегридаш непал һөкүмити непал тәвәсигә қечип кәлгән 10 нәпәр тибәтликни қайтуруветиши мумкинликини билдүргән.
2010-01-17
Уйғур аптоном райони даирилири 17 - январдин етибарән мәлум чәклимиләр астида янфонлар арқилиқ хитайниң ичкири өлкилиригә қисқа учур әвәтишкә рухсәт қилған.
2010-01-16
Һайти һөкүмити йеңидин елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, бу нөвәт һайтида йүз бәргән йәр тәврәш апитидә өлгән адәм сани 200 миңға йетиши мумкин икән.
2010-01-16
Нөвәттә уйғур елидики бир қисим өй һайванлирида "туяқ - еғиз яллуғи" таралған болуп, хитай ахбаратлирида көрситишичә, бу нөвәтлик юқум әһвали алди билән корла вилайити тәвәсидә байқалған. Мәлум болушичә, корлида җәмий 28 туяқ өй һайвини бу хил кесәллик билән юқумланған.
2010-01-16
Үрүмчидики бәзи сақчиханиларниң "4 тәрәплимилик қоғдиниш" дәп аталған бихәтәрлик тәдбирини қоллинип җәмийәт аманлиқини яхшилиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-01-16
Канада даирилири хитайда қуймичилиқ билән әйиблинип узундин бери канадада панаһланған хитай пуқраси сүй зилини хитайға қайтуруп бәрди.
2010-01-15
Уйғурлар зор миқдардики йәр үсти вә йәр асти байлиқлири билән қапланған земинда яшап келиватқан болсиму, лекин бу земинниң әсли игилири болған уйғурлар бүгүнки күндә ишсизлиқ, намратлиқ ичидә хитайдики әң төвән турмуш сәвийисидә туруватмақта.
2010-01-15
Йеқинда америкида чиқидиған хаффиңтон почтиси гезитидә "дәриҗидин ташқири күчләрниң хәлқара шаһмат оюнидики вәтәнсиз печкилар" мавзулуқ бир мақалә елан қилинди. Мақалидә апторниң гүәнтанамодики уйғурларниң 3 - бир дөләткә орунлаштурулуш җәрянидики америка һөкүмитиниң позитсийисигә болған көз қарашлири баян қилинған.
2010-01-15
10 Нәччә йилниң алдида дөләтни ағдуруш җинайити билән әйиблинип уйғур елида түрмидә ятқан, бир қанчә йилниң алдида түрмидин қоюп берилип җәмийәткә чиққан, техи йеқинда чәтәлгә чиқип, йеңидин муһаҗирәт һаяти башлиған бир сабиқ сиясий мәһбус, вәтинидә сиясий мәһбусларниң түрмидин кейинки һаяти һәққидә мәлумат бәрди.
2010-01-15
Түркийә милләтчи һәрикәт партийисиниң парламент әзаси мустафа әнөз әпәнди 1 - айниң 11 - күни түркийә парламентида уйғурлар һәққидә сөз қилди вә ташқи ишлар министирлиқидин уйғурлар һәққидә соал сориди.
2010-01-15
Дуня әллириниң апәт йүз бәргән һайти җумһурийитигә ярдәм бериватқанлиқи һәққидики учурлар, икки күндин буян көпинчә учур вастилириниң баш хәвири болуп қеливатиду. Һайти җумһурийити шималий америка билән җәнубий америкиниң арилиқидики карабиян араллиридики бир дөләт.
2010-01-15
Дунядики 68 йәрлик вә хәлқара тәшкилат түнүгүн бирләшмә баянат елан қилип, камбоджа даирилириниң "5 - июл вәқәси"дин қечип камбоджадики б д т мусапирлар ишханисидин панаһлиқ тилигән 20 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини шундақла тайланд даирилириниң һимоң миллитидин болған мусапирларни лаусқа қайтуруп бәргәнликини тәнқидлигән.
2010-01-15
Уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимисиниң башлиқи рози исмайил аптоном райони хәлқ қурултийиниң йиғинида доклат берип, 2009 - йили "шинҗаң"миқясида дөләт бихәтәрликигә зиян селишқа мунасивәтлик 437 дилониң бир тәрәп қилинғанлиқини, буниң ичидә 10 йилдин артуқ җазаға һөкүм қилинған кишиләрниң 255 нәпәр икәнликини билдүргән.