Архип
2010-01-05
Хитайда чиқидиған "көзитиш" һәптилик журнилиниң елан қилишичә, интернет сақчилири хитайда һәр қайси наһийиләргә қәдәр көпәйтилмәкчи. Йеқинда бейҗиңда ечилған, хитайниң дөләтлик сиясий қанун йиғинида, җамаәт хәвпсизлик министирлиқи интернет сақчилириниң ролини күчәйтиш пикирини оттуриға қойған.
2010-01-05
Хитайниң җеҗяң өлкисиниң лечиң шәһиридә түнүгүн 4 - янивар 100 дин артуқ таксичи иш ташлиған. Таксичилар шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң алдиға топлишип, һөкүмәтниң таксичилардин алдиған баҗ - селиқлириға наразилиқ билдүргән.
2010-01-04
Хитайниң уйғур аптоном райони йеқинда йәрлик қанун чиқирип, "бөлгүнчилик" кә күшкүртидиған гәп - сөзләрни қилғучиларниң қануни җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиғанлиқини бекитипла қалмай, милләтләр иттипақлиқиға пайдисиз гәп - сөзләрни қилғучи, бу һәқтики учурларни йиғқучилар вә тарқатқучиларниң җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини җакарлиған иди.
2010-01-04
Вашингтон почтиси гезити бүгүн, 4 - январ, профессор илһам тохти вә униң йеқинқи паалийәтлири һәққидә бир парчә мақала елан қилди. Мақалидә баян қилинишичә, илһам тохти нөвәттә уйғурларниң қануний һоқуқ мәнпәәти һәққидә һәптилик ликсийә уюштурмақта.
2010-01-04
Америкида 2010 - йили , айрупилан партлитишқа урунуш вәқәсини тәкшүрүшкә киришиш билән башланди. С н н ниң баян қилишичә, негирийилик бир әр --- 23 яшлиқ умар фаруқ абдулмуталлап 2009- йили 25- декабир күни, америкида кристимис байрими күни айрупилан партлитишқа урунди.
2010-01-04
Мәтбуат хәвәрлиридин мәлум болушичә, һазир хәлқарада хитай таварлири үстидин әрзләр көпийип, хитай маллириға болған чәкләш садалириниң күчийиши, хитай таварлириниң хәлқара базарларда инавитиниң барғанчә чүшүп кетишини кәлтүрүп чиқириватқан болуп, бу хил әһвал хитай һөкүмитини биарам қилмақта икән.
2010-01-04
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди өткән һәптә ахирида йәни 12 - айниң 31 - күни түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи сабиқ баш министир муавини дәвләт бағчәли әпәнди билән көрүшти.
2010-01-04
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси билән қисқартилған исми "каир канада" дәп атилидиған бир ислам тәшкилати бирликтә, 2006 - йилидин етибарән хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн почта карти бесип тарқатмақта.
2010-01-04
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайев чәтәллик мәбләғ салғучилар қатнашқан бир қетимлиқ йиғинда, "хитай һөкүмити көктат териш үчүн қазақистандин бир милйон гектар йәр сориди," дегән мәлуматни ашкарилиған иди.
2010-01-04
Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университети иқтисад факолтитиниң дотсинти, тонулған уйғур зиялийси илһам тохти вә униң йеқинқи паалийәтлири, түнүгүндин бери хәлқара мәтбуатларда йәнә бир қетим чоң һәҗимлик хәвәр темисиға айланди. Вашингтон почтиси, бирләшмә агентлиқ қатарлиқ даңлиқ ахбарат орунлири "ғәзәпләнгән бир аз санлиқ, аваз чиқиридиған җай тапти" дегән темида хәвәр бәрди.
2010-01-04
Хитай тарқатқан санлиқ мәлуматларға қариғанда, уйғур елидә 2009 - йилида йеңидин 278 миң бовақ туғулған. Шуниң билән уйғур елиниң омумий нопуси 2009 - йили 10 айғичә 18 милйон 500 миңға йәткән.
2010-01-04
Хитай даирилири дүшәнбә күни тарқатқан учурларға қариғанда, хитайда 2009 - йили җәрянида чошқа зукими билән өлгән адәм сани 659 ға йәткән. Хитай сәһийә министирлиқиниң ашкарилишичә, буларниң көп қисми откән икки ай җәрянида өлгән болуп, техи 2009 - йил өктәбирдә 6 адәм өлгәнлики хәвәр қилинип , аридин икки ай өткәндә өлгәнләр сани бирақла 659 ға өрлигән.
2010-01-04
Тәйвән даирилири дүшәнбә күни, америка һөкүмитиниң тәйвәнгә һәрбий әслиһәләрни давамлиқ сетип беришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Тәйвән һөкүмитиниң америкидин кала гөши импорт қилишини чәкләш қарари алидиғанлиқи илгири сүрүлүватқан болуп, бу тәйвән даирилири арисида "америка шу сәвәбтин тәйвәнгә қорал сетип бәрмәслики мумкин" дегән әндишә пәйда қилған иди.
2010-01-04
Хоңкоңниң йол бойи әтрапидики районларда һава булғиниш дәриҗиси адәм һаятиға хәвп йәткүзүш дәриҗисигә йәткән. Хоңкоңда чиқидиған "җәнубий хитай сәһәр гезити"ниң һөкүмәт даирилири тәминлигән учурлардин нәқил елип көрситишичә, хоңкоңдики бу хил булғиниш әһвали юқири болған күнләр һәр һәптидә бир қетим көрүнгән.
2010-01-03
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райони коммунистик партийә комитетиниң секритари ваң лечүән уйғур аптоном районида узун муддәтлик муқимлиқ үчүн күрәш қилиш лазимлиқини тәкитлигән. Ваң лечүән сөзидә пәқәт муқимлиқ болғандила иқтисадий тәрәққият болидиғанлиқини әскәрткән.