Архип
2010-01-03
1 - Айниң 2 - күни бейҗиңда еғир қар апити йүз берип, қатнаш вә алақә ишлириға еғир тәсир пәйда қилған. Бейҗиң пайтәхт айродромидин учидиған бир қанчә йүз айропилан учуштин тохташқа мәҗбур болған.
2010-01-03
2 - январ күни таң сәһәрдә таҗикистанниң шәрқий қисмидики, йәни пайтәхт дүшәнбидин 300 километир неридики тағлиқ бәдәхшан вилайити тәвәсидә 5.5 Бал йәр тәврәш һадисиси йүз бәргән болуп, таҗикистанниң асия - плус агентлиқи тәхминән 20 миң адәмниң макансиз қелип ханивәйран болғанлиқини хәвәр қилған.
2010-01-03
Америка билән әнгилийә 3 - январ күни өзлириниң йәмән пайтәхтидики әлчиханисини тақиған болуп, буниңдики сәвәб әл - қаидә тәшкилатиниң террорлуқ һуҗум тәһдити икән.
2010-01-03
Русийиниң тува җумһурийитидики қәдимки уйғур қағани моюнчурниң язлиқ қәләси пор - баҗинни қайтидин қуруп чиқиш хизмити өткән йили тохтитип қоюлғандин буян, һечқандақ өзгириш болмиған.
2010-01-02
Хитай даирилири шаңхәй шәһиридә меламин арилашқан сүт парашоки ишләп чиқарғанлиқи испатланған бир сүт мәһсулатлири завутини печәтлиди. Шаңхәй гезитидә көрситишичә, хитай даирлири йәнә мәзкур завутниң 3 нәпәр хадимини қолға алди.
2010-01-02
Иран даирилири шәнбә күни ядро мәсилисидә баянат елан қилип, бир айлиқ мөһләт ичидә иранниң ядро реакторлирини һәрикәткә кәлтүрүш үчүн ғәрб әллириниң иранға қоюлдурулған уран сетип бериши, ундақ болмайдикән иранниң өз алдиға уран қоюлдурушқа башлайдиғанлиқини билдүрүп ғәрб әллиригә ултиматум тапшурди.
2010-01-02
Уйғур районлуқ қанун органлири җәмийәт муқимлиқиға алақидар йеңидин низамнамә чиқирип, җинайәтчиләр билән елишип яриланған пуқраларға қәһриманлиқ шәрипи берилидиғанлиқи һәмдә сәһийә органлириниң бу хилдики кишиләрни шәртсиз давалиши керәкликини көрсәтти.
2010-01-02
Америка президенти барак обама шәнбә күни әтигән, 2009 - йили роджистива мәзгилидә мәйданға чиққан америка айропиланини партлитишқа урунуш қилмишини әл қаидә тәшкилатиға биваситә бағлиди вә мәзкур һуҗумниң арқисидики кишиләрни җавабкарлиққа тартидиғанлиқини билдүрди.
2010-01-01
Бүгүн, 2010 - йили 1 - айниң 1 - күни. Бүгүн пүтүн дүня инсанлири шундақла уйғурларму 2009 - йилини хуласилап 2010 - йилиидин күткән үмидлирини ейтишмақта.
2010-01-01
5 - Июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқтин кейин, уйғурларниң телефон һәм интернет алақисиниң техичә әслигә кәлмигәнлики, уйғурларниң әң әқәлли кишилик һәқ - һоқуқи болған алақә әркинликини хитайниң һазирғичә дәпсәндә қилиши уйғурларниң гуманлирини ашуруп, барғансири үмидсизләндүрмәктә иди.
2010-01-01
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан , сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У, йеңи йил мунасивити билән өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаяти һәмдә немә сәвәбтин пүтүн иҗадийитини уйғурларниң миллий азадлиқ күрәш тарихиға беғишлиғанлиқи шуниңдәк тарихий мусапиләр җәрянида топлиған өз тәҗрибилири һәққидә сөзләп бәрди.
2010-01-01
Йеқиндин буян түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридики охшимиған универиситетлардики тәтқиқатчилар вә оқутқучилар, уйғурлар һәққидә көпләп мақалә елан қилип кәлмәктә.
2010-01-01
Хоңкоңда миңлиған кишиләр йеңи йилниң 1 - күни хитай мәркизи һөкүмитиниң хоңкоңдики алақилишиш башқармисиниң бинаси алдида намайиш қилип, хоңкоң рәһбирини омуми сайлам билән сайлап чиқишни, хитай түрмисидики өктичи затлардин лю шавбо вә тән зоренларни қоюп беришни тәләп қилди.
2010-01-01
Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити өткән йили 10 - айдин башлап "5 - июл ишханиси" дегән намда бир орган тәсис қилип, уйғурларниң мәмликәт ичи вә сиртидики хитайға қарши паалийитини бир туташ көзитишкә мәсул қилған.