Архип
2010-10-31
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн истанбулдики таксим мәйданида, әтигән саәт 10 дин 40 минут өткәндә өзини партлитиш характерлиқ чоң партлаш йүз бәрди. Вәқәдин кейин бу әтрапта зор патипарақчилиқ - әнсизлик пәйда болди.
2010-10-31
Бошүн тор гезитидә баян қилинишичә, америкиниң станфорд университетида өткүзүлгән интернет техникиси муһакимә йиғинида, аталғу мәсилилири сөзләнгәндә, мутәхәссисләр 'хитайниң йеңи рәһбәрлириниңму меңиси кона' дәп тәсвирлиди.
2010-10-31
Б б с ниң баян қилишичә, айрупиланда партлитиш вәқәси пәйда қилиш үчүн, партлиғуч посулка тәйярлиған җинайәт гумандарлиридин икки аял бүгүн йәмәндә қолға елинди.
2010-10-31
Франсийә агентлиқиниң ханойдин баян қилишичә, японийә билән вйетнам оттурисида, бүгүн ханойда, сирәк топа вә ядро електир истансиси келишими имзаланғандин кейин, японийә баш вәзири наотокан 'японийә билән вйетнам тарихида бир йеңи сәһипә ечилди' дәп җакарлиди.
2010-10-30
Хитай һөкүмити җүмә күни, уйғур елини хәлқ пули арқилиқ чегра һалқиған мәбләғ селиш түрлирини расчот қилиш синақ райони қилғанлиқини җакарлиди.
2010-10-30
Америкиниң мичиган штатлиқ университетида өткүзүлүватқан мәркизий явро - асия илмий муһакимә йиғини давам қилмақта. Бу йиғин бүгүн иккинчи күнигә қәдәм қойди. Йиғин мәйданидики мухбиримиз үмидварниң билдүрүшичә, йиғинда уйғур мәсилигә алаһидә орун берилгән.
2010-10-30
Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим шәнбә күни хитайға берип, хитай дөләт ишлар мәслиһәтчиси дәй биңго билән көрүшкән. Дәй биңго хитай дөләт ишлар министирлиқи ташқи ишлар ишханисиниң мудири болуп, хитайдики әң нопузлуқ дипломатларниң бири икән.
2010-10-30
Пәйшәнбә күни австралийиниң бризбан шәһиригә җайлашқан хитай тилдики "улуғ ера" гезитханисиға қаритип оқ етилған. Франсийә агентлиқида көрситишичә, оқ атқучиларниң хитай миллитидин икәнлики илгири сүрүлгән.
2010-10-30
Хитай адвокатларниң америкиға келишигә йол қоюлмиған. Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, җаң тйәнйоң, вә ли субин қатарлиқ икки нәпәр хитай адвокат шәнбә күни америкиға берип, америкидики дөләт мәҗлиси әзалири, сотчилар вә бир қисим тәтқиқатчилар билән учришиш үчүн йолға чиққанда хитай бихәтәрлик хадимлири бу адвокатларни тосуп қалған.
2010-10-30
Һәр йили бир қетим откүзүлидиған мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң хәлқаралиқ йиллиқ муһакимә йиғини америкиниң мичиган дөләт университетида давамлашмақта.
2010-10-30
Уйғурларниң чәтәлләргә чиқиш үчүн паспорт ишлитиш рәсмийәтлириниң барғансери тәслишиватқанлиқини инкас қилған уйғурлар, хитайдики 56 милләтниң ичидә пәқәтла уйғурларниң бу хил бесимға дуч келиватқанлиқини билдүрди.
2010-10-29
Америкида чиқидиған n+1 намлиқ журналда уйғурларниң вәзийитигә даир "қудрәтлик бомба" дәп мавзу қоюлған бир парчә мақалә елан қилинди. Мухбир мақалисини үрүмчидә намайишқа бивастә қатнашқан уйғур балилар билән елип барған мәхпий сөһбитигә асасән йезип чиққан. Униңда уйғурларниң һазирқи вәзийити, уларниң 5 - июл вәқәсидин кейинки ой - пикирлиригә даир муһим мәлуматлар берилгән.
2010-10-29
Һәр йили бир қетим өткүзүлидиған мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң хәлқаралиқ йиллиқ муһакимә йиғини бүгүн америкиниң мичиган дөләт университетида рәсмий башланди.
2010-10-29
Уйғур елида 5 - июл намайишиға қатнашқанларни тутуш вә җазалашниң тохтимаслиқи сәвәблик уйғур яшлириниң юртидин қечиш, мөкүш вә һиҗрәт қилиш әһваллири давамлашмақта. 5 - Июл намайишиға қетилған яшлардин бири, бирқанчә ай хитай өлкилиридә мөкүп йүргәндин кейин, бу йил 4 - айда хоңкоң арқилиқ, әнглийигә қечип кәлгән.
2010-10-29
Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, или тәвәсидә өткән һәптә башланған ямғур икки күндин буян қар арилаш ямғурға айланған. Деһқанларниң дейишичә, бу әһвал, қонақ қатарлиқ зираәтлирини техи йиғивалалмиған, бултурқи ямғур һәм қар апитидә өрүлүп кәткән өйлирини ясап болалмиған или деһқанлириға техиму зор зиянларни елип келиши мумкин икән.