Архип
2010-10-21
Пәйшәнбә күни бейҗиңниң дуң җимин районида партлаш йүз берип, бир америка пуқраси яриланди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқә бейҗиңниң дуң җимин районидики бир сода сарай әтрапидики йолда чүштин кейин саәт 3: 20 минут өткәнләрдә мәйданға кәлгән.
2010-10-21
Тәңритағ торидин мәлум болушичә, уйғур районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ болған тәңритағ кино студийиси йеқинда "үрүмчи" намлиқ кино филимини сүрәткә елишқа башлиған.
2010-10-21
Хитай, суданниң дарфор районида йәрлик хәлқләргә елип берилған қирғинчилиқта хитайда ишләпчиқирилған оқ - дориларниң ишлитилгәнлики илгири сүрүлгән доклатниң елан қилинишини тосушқа тиришмақта. Мәзкур доклат бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға қарашлиқ бир тәкшүрүш өмики тәрипидин тәйярланған.
2010-10-20
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар комитети йеқинда 2010 - йиллиқ доклат елан қилип, бу бир йилда хитай, тибәт вә уйғур илиниң кишилик һоқуқ вәзийити начарлашқанлиқини, хитай даирилириниң 5" - июл вәқәси"дин башлап уйғурларға қаратқан бихәтәрлик җәһәттики контрол вә тәқибни күчәйтип, нурғун уйғурлар тутқунға учриған болсиму, лекин һазирғичә уларниң из - дерики йоқлуқини илгири сүргән иди.
2010-10-20
18 - Өктәбир күни чүштин кейин әнқәрә хилтон меһманханисида түркийә хәлқара истратегийә тәтқиқат идариси билән хитай әлчиханиси бирликтә "хәлқаралиқ система йеңидин орнитиливатқан күнимиздики түркийә - хитай мунасивити" мавзулуқ йиғин өткүзди.
2010-10-20
19 - Өктәбир күни хитайниң чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидики миңлиған тибәт оқуғучилири, райондики тибәт мәктәплиридә хитай маарипини омумлаштуруш ислаһатиға қарши наразилиқ билдүрүп намайиш елип барған.
2010-10-20
Русийә федератсийисиниң қанити астидики чечән парламенти, түнүгүн әтигән бир гуруппа чечән партизанлириниң һуҗумиға учриған. Һуҗумниң җәряни вә һуҗумда өлгән вә яриланғанларниң сани һәққидә охшимиған мәлуматлар мәвҗут.
2010-10-20
16 - Өктәбир күни алмата әтрапидики һизмәт абдуллин намидики уйғур оттура мәктәптә атақлиқ уйғур язғучиси һизмәт абдуллинниң һәйкилиниң йопуқини ечиш мурасими өткүзүлди.
2010-10-20
Тамашибинларниң йүксәк алқиш - садалири ичидә қизғин тәбрикләргә мүйәссәр болуватқан уйғур хәлқ нахшиси "ома оруйсән" намлиқ бу нахшини, лондон уйғур ансамбилиниң музикант вә нахшичиси орунлимақта.
2010-10-20
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим рәсмий тәклип бойичә 20 - өктәбирдин 25 - өктәбирғичә болған арилиқта явропадики италийә, франсийә вә әнгилийә қатарлиқ әлләрдә елип берилидиған бир қисим хәлқаралиқ паалийәтләргә қатнишип, уйғурлар мәсилисини тонуштуруш сәпирини башлиди.
2010-10-20
'Хуффиңтон пост' гезитиниң баян қилишичә, сәуди әрәбистан шаһзадиси сауд абдуләзиз бин насир әл сауд бүгүн лондонда, бандар абдуләзиз исимлик малийини харлап уруп өлтүргән дегән җинайи нам билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
2010-10-20
Русийә һазир дөләт игиликидики 900 ширкәтни хусусийлаштурушқа башлиди. Русийиниң 1 - муавин баш министири игор шувалоф бүгүн учур вастилириға 'русийә келәрки бәш йил ичидә дөләт игиликидики 900 ширкәтни хусусийлаштуруп болиду' дәп җакарлиди.
2010-10-20
Франсийә агентлқиниң баян қилишичә, хитай америкиға сирәк тупа икиспорт қилишни аллиқачан чәклгәнликини гәрчә һазир иқрар қилмисиму, әмма америка һазир йәнила, хитайниң сирәк мениралларни икиспорт қилишни чәкләш мәсилиси буйичә мәхсус тәкшүрүш елип беришқа башлиди.
2010-10-20
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, дуняниң сахта мал вә әткәсчиләр макани болған хитайда һазир 'әқлий мүлк һоқуқиға хилап мал ишләшкә вә сахта мал сетишқа қарши туруш' дегән нам астида бир 'алаһидә һәрикәт' башланди.
2010-10-20
'Хәлқ гезити'ниң ашкарилишичә, келәрки бәш йил ичидә, хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға уйғур аптоном районидин һәр йили 10 миңдин оқуғучи әвәтилидикән.