Архип
2010-10-24
Йәкшәнбә күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә техи йеқинда өткүзүлгән парламент сайлимида әң көп аваз алған "ата юрт" партийисиниң рәһбири қамчибек ташийев тәрәпдарлири намайиш қилип, вәзипә өтәватқан дөләт бихәтәрлик комитетиниң рәиси кеңешбәк дүшәнбайевни вәзиписидин истипа беришкә чақирди.
2010-10-24
"Уйғурбиз" ториниң хәвәр қилишичә, "уйғурбиз" тори "уйғур җәмийити вә миллий мәсилә" дегән темида амминиң райини синаш елип барған болуп, 2010 - йили, 5 - айдин 7 - айғичә болған арилиқта шаңхәй, үрүмчи, қәшқәр вә или қатарлиқ җайларға 1579 парчә рай синаш җәдвили әвәтип, рай синаш елип берип, униң 1110 парчисини тапшурувалған.
2010-10-24
Хитайда давамлишиватқан японийигә қарши наразилиқ намайишлири йәкшәнбә күни уйғур дияри билән чегрилинидиған гәнсу өлкисиниң ләнҗу шәһиригә йетип кәлгән.
2010-10-24
Хитайда японийигә қарши наразилиқ намайишлири давамлишиватқан бу күнләрдә японийә пайтәхти токйода хитай - японийә енергийә теҗәш һәмкарлиқ йиғини давамлашқан болуп, 24 - өктәбир күни икки дөләт 44 хил һәмкарлиқ келишими имзалиди.
2010-10-23
Нобел комитети баянат елан қилип, немә үчүн хитай язғучи лю шавбоға нобел тинчлиқ мукапати бәргәнликини чүшәндүрди вә кишилик һоқуқ қануниниң дөләт һакимийитидин үстүн туридиғанлиқини илгири сүрди.
2010-10-23
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама канададики 3 күнлүк зияритини башлиди. У, 22 - өктәбир канаданиң торонто шәһиридә 30 миң әтрапида тиңшиғучи қатнашқан бир йиғилишта сөз қилип, мәсилиләрни диалог йоли билән һәл қилиш керәкликини тәкитлиди.
2010-10-23
Шәнбә күни сичүән өлкисидә йүзлигән хитай пуқраси йәнә японийигә қарши намайиш өткүзди. Франсийә агентлиқиниң намайиш гуваһчилириниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, намайиш, сичүән өлкиси деяң шәһиридә елип берилған болуп, намайишқа асаслиқи университет оқуғучилирини өз ичигә алған бир миң әтрапида адәм қатнашқан.
2010-10-23
Хитай ахбаратлириға қариғанда, 50 йилда бир қетим көрүлидиған қаттиқ қара боран шәнбә күни хитайниң фуҗийән өлкисигә һуҗум қилди. Апәттә 48 адәмниң өлгәнлики илгири сүрүлмәктә.
2010-10-23
Уйғур елидики шинҗаң ислам диний институтиниң муавин рәиси абдурәқип дамолла һаҗи "тәңритағ тори" ниң зияритини қобул қилип, "5 - июл вәқәси" дин кейин милләтләр иттипақлиқиниң күнсайин яхшилинип кетиватқанлиқини көрсәткән.
2010-10-22
2009 - Йилидики бәшинчи ийол үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғурлар өзлириниң 'тәклип вә тәвисийәләр'ини хитай һөкүмитигә уйғурчә йезип йоллиған. 'Тәклип вә тәвисийәләр' дәп аталған бу уйғурчә һөҗҗәтниң копи нусхилири әйни вақитта җәмийәткә кәң даиридә тарқилип кәткән. Бу һөҗҗәтниң бир копи нусхиси һазир әркин асия радиосида.
2010-10-22
Хәлқара мәтбуатлар игилигән учурлардин мәлум болушичә, чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидә қозғалған тибәт оқуғучилириниң хитайчә маарипни омумлаштурушқа қарши наразилиқ намайиши һазир хитайдики тибәтләр олтурақлашқан районларға кеңийишкә башлиған.
2010-10-22
Йеқинда бошун тор бетидә шинҗаң нефит ширкитидики әһваллар әрз қилип йезилған әрз хети елан қилинди. Әрз хетидә шинҗаң нефит ширкитидә җүмлидин уйғур районида омумйүзлүк мәвҗут болған бәзи муһим әһваллар инкас қилинған болуп, шинҗаң нефит ширкитиниң һазир уйғур районида өз алдиға йәрлик падишаһлиқ қуруп, алақидар қанун - низамларни көзгә илмай, ишчиларниң һәқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән.
2010-10-22
Түркийидә хитайни чүшиниш паалийити 10 - айниң 17 - күни әнқәрәдә рәсмий башланған болуп, бир һәптидин бери әнқәрә вә истанбул қатарлиқ шәһәрләрдә һәр хил паалийәтләр билән давамлашмақта.
2010-10-22
2010 - Йили 10 - айниң 21 - күни, түрк асия истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән, истанбулдики җаваһир меһманханисиниң бало йиғин залида дуня түрк мунбири йииғини рәсмий башланди. Бу йиғин 10 - айниң 21 - вә 22 - күнлири икки күн давам қилди.