Архип
2010-11-23
Шималий корийә армийиси бүгүн җәнубий корийиниң ғәрбидики һәрбий базиға зәмбирәк билән һуҗум қилип, җәнубий корийиниң икки нәпәр әскирини өлтүргән вә 17 әскәрни яриландурған.
2010-11-22
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, шветсарийә вә испанийә қатарлиқ дөләтләргә қаратқан зияритини бүгүн рәсмий башлиди.
2010-11-22
Йеқинқи бир ай ичидә, йеңишәһәр наһийисиниң арал йезисида 6 нәпәр, йеңиериқ йезисида 2 нәпәр хитай көчмән өлтүрүлгән. 19 Киши вәқә гумандари дәп қарилип тутқун қилинған.
2010-11-22
Хитай һөкүмитиниң гәнсу өлкиси вуду районидики сәл апитигә учриған аһалиләрни уйғур елигә йөткәп орунлаштурушни башлиғанлиқи ашкариланмақта. Игилишимизчә, бу көчмәнләр һазир уйғур елиниң биңтуән игидарчилиқидики деһқанчилиқ мәйданлириғила әмәс, бәлки уйғурлар зич олтурақлашқан йезиларғиму тарқақлаштурулуп орунлаштурулмақта икән.
2010-11-22
Йеқинда америкида чиқидиған лос анҗелис вақти гезитидә уйғуларға аит бир мақалә елан қилған болуп, аптор мақалисигә " хитайлар ғәрбни бойсундурмақчи болуватиду, әмма уйғулар буниң әсли мәқситиниң уйғур кимликини суслаштуруш икәнликигә ишәнмәктә " дәп мавзу қойған .
2010-11-22
Хитай кемисиниң японийә деңиз қоғдаш әтритиниң парахотини қоғлап йүрүп, униңға арқа-арқидин бир қанчә қетим һуҗум қилғанлиқидин ибарәт әйни вақитта нәқ мәйдандин синалғуға елинған көрүнүш японийиниң деңиз қоғдаш қисминиң намәлум бир хадими тәрипидин мушу айниң бешида ашкарә һалда <йоутубә> тор бетигә қоюлғандин кейин, япон хәлқи вә японийидики партийә-гуруһларниң қаттиқ ғәзипи қозғалған иди.
2010-11-22
2010-Йили 20-ноябир голландийидики уйғурлар йилда бир келидиған қурбан һейт байрамни тәбрикләш билән биргә, "явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити" қурулғанлиқи җакарланди. Паалийәт иштиракчиси "қериндашлар бүгүн биз үчүн хушаллинарлиқ икки иш болди." Деди.
2010-11-22
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бу йил 10- декабирда өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитиш мурасимиға қатнишиду.
2010-11-22
21- Ноябир, хитай дөләт ишлар кабинети вә хитай мәркизий һәрбий комитети хитайниң уйғур елидә турушлуқ қораллиқ сақчи қисимлири 2- тармақ әтрити һәмдә үрүмчи тармақ әтритиниң сабиқ башлиқи тйән гүйҗуңға "1- дәриҗилик төһпә мукапати" бәргән. Тйән гүйҗуң йеқинда үрүмчи қораллиқ сақчи қисимлири қоманданлиқ институтиниң мудирлиқиға өстүрүлгән.
2010-11-22
Хитай коммунист һөкүмити 1956- йилидин буян йолға қоюп келиватқан "ортақ тил" ни омумлаштуруш сиясити хитайда һәр хил қаршилиқларға учримақта икән.
2010-11-22
Уйғур боксчи мәмәттурсун чоң, хитайниң гуаңҗу шәһиридә өткүзүливатқан асия тәнһәрикәт йиғинида 69 килограмлиқлар дәриҗиси бойичә җәнубий корийилик рәқибини йеңип 8 күчлүкләр қатариға кирди.
2010-11-22
Хитайда зәһәрлик сүт мәһсулатлири йәнә баш көтүрүшкә башлиған. Хитай ахбаратида көрситишичә, вәқә хунән өлкиси шаңфән шәһиридә йүз бәргән болуп, мунасивәтлик һөкүмәт тармақлири зәһәрлик мадда меламин қошулған сүт мәһсулатлирини издәшкә башлиған.
2010-11-21
20- Ноябир күни кәчтә америка пайтәхти вашингтон шәһири вә униң әтрапидики җайларда яшайдиған уйғурлар бир йәргә җәм болуп, қурбан һейт паалийити өткүзди.
2010-11-21
Португалийиниң лиссабон шәһиридә өткүзүлгән шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири йиғини җәрянида бир қатар мәсилиләр тәркибидә русийә билән шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң мунасивәтлиригә аит мәсилиләр музакирә қилинған.
2010-11-21
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә таянғанда, пәләстин миллий һөкүмитиниң рәиси махмут аббас шәнбә вә йәкшәнбә күнлири мисир президенти мубарәк вә әрәб бирләшмисиниң рәиси муса қатарлиқ билән көрүшкәндин кейин, әгәр исраилийә пәләстинликләр кәлгүсидә дөләт қуримиз дәватқан земинда аилиликләр райони қурушни давамлаштуридикән, пәләстинликләр билән исраилийә арисида тинчлиқ сөһбити болмайдиғанлиқини җакарлиған.