Архип
2010-09-30
Норвегийидә әл қаидә билән мунасивити бар дәп қарилип, тутуп туруливатқан уйғур гумандар рашидин мәмәт әсли пиландики һуҗум нишаниниң норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси икәнликини билдүргән.
2010-09-30
2010 - Йили 9 - айниң 28 - күни, хитай дөлити қурулғанлиқиниң 61 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән хитайниң истанбулдики консулханиси "хилтон" меһманханисида зияпәт өткүзгән. Игилинишичә, бу тәбрикләш зияпитигә түркийидә яшайдиған уйғурлардин дилшат уйғуроғлу, шөһрәт дохтур, волқан өзтүрк, аләмдар аилисиниң балилири вә бир қанчә қазақларму қатнашқан.
2010-09-30
Хитайниң дөләт байрими мәзгилидә уйғур районидики гөш, көктат қатарлиқ йемәкликләрниң баһаси йәнә бир қетим өрлигән. Бу, райондики һөкүмәт даирилирини әндишигә салған.
2010-09-30
Хитай "1 - өктәбир дөләт байрими" ни тәбрикләп 61 йиллиқ "нәтиҗилири" гә тәнтәнә қилмақта. Уйғур мулаһизичиләр, бу 61 йилниң уйғур қатарлиқ хәлқләр, хитай коммунистик партийисиниң бир партийилик диктаторлиқи астида "йерим ач йерим тоқ" һаят кәчүргән йил болғанлиқини билдүрди.
2010-09-30
Уйғур елидики дөләт дәриҗилик муһапизәт райони шаршилда, башқуруштики йочуқлардин пайдилинип саяһәт қилишқа, һәтта қиммәтлик явайи һайванатларни овлашқиму болидикән. Уйғур елидики мәлум саяһәт ширкити хадиминиң бу һәқтики мәлуматиға қариғанда, шаршилда һәтта йоқилиш гирдабиға берип қалған ейиқларни овлашқиму йол қоюлидикән.
2010-09-30
Бүгүн хитай "дявйүдав әзәлдин җуңгониң земини" дәп җакарлиди. японийиму "сенкаку араллири японийиниң муқим земини" дәп җакарлиди. Тәһлилчиләрниң тәсвирлишичә, хитай тәрәпниң һазирқи гәп - сөзлири, худди буниңдин 60 йил бурун корийигә тосаттин әскәр чиқириш алдида қилған гәп - сөзлиригә охшап қеливатиду.
2010-09-30
9-Айниң 29-күни, д у қ баш катипи долқун әйса вә японийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт, японийә әркин демократлар партийисиниң парламент әзалири билән көрүшкән.
2010-09-30
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америкидики ғәрбий нуқта (West Point) офитсерлар мәктипидә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә нутуқ сөзлигән.
2010-09-30
Радиомизниң "уйғурбиз" торидики мунасивәтлик кишиләрдин игилишичә, даириләр мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң өз юрти атушқа беришиға йол қоймиған.
2010-09-30
Хитай даирилири түркийидики бир қисим мухбирларни уйғур райониға тәклип қилип, уларни үрүмчи вә турпанда зиярәткә орунлаштурған. Мәзкур зиярәт, хитай даирилири биринчи өктәбирдин етибарән түркийидә өткүзидиған "хитай мәдәнийәт һәптилики" һарписиға тоғра кәлди.
2010-09-30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня миқясидики тәшкиллиниш әркинлики әһвалини тәкшүрүш үчүн, алаһидә тәкшүргүчиләрни бекитти.
2010-09-30
Америка дөләт мәҗлиси хитайға хәлқ пулиниң қиммитини өзгәртиш һәққидә бесим ишлитидиған қанун лайиһисини мақуллиди. Қанун лайиһиси президент обама тәрипидин имзаланғандин кейин, рәсмий йолға қоюлидикән. Қанун йолға қоюлған тәқдирдә америкиға импорт қилинған хитай маллириға җаза характерлик чегра беҗи қоюлидикән.
2010-09-29
Хитайниң 1 - өктәбир байрими йәни алтун һәптилики аталған йәнә бир саяһәт долқуни башлиниш алдида туриду. Өктәбир саяһәт һәптиси, уйғур елидики хитай саяһәт ширкәтлири үчүн таза пул тапидиған пурсәт болса уйғур елиниң тәбиий гүзәл сәйли маканлири үчүн бу саяһәтчиләр долқуниниң һуҗумида йәнә бир қетимлиқ булғинишниң йетип келидиғанлиқидин дерәк бериду.
2010-09-29
Қәшқәр шәһириниң шамалбағ йезисида 2008 - йили, 13 яшлиқ уйғур қиз зоригүл сәпәрни, сичуәнлик бир көчмәнниң ити талап өлтүрүвәткән. Сичуәнлик көчмән зиянкәшликкә учриған аилигә һечқандақ төләм төлимигәндин сирт юртиға қечип кетип, қануний җавабкарлиқтин қутулуп қалған.
2010-09-29
Өткән йили 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, уйғур елиниң һәммила йеридә чарлаш вә назарәт қилиш күчәйтилгәнликини ейтқан бир уйғур яш, үрүмчи вәқәсидә намайишқа қатнашқан тутқунларни сорақ қилиш җәрянида йүз бәргән вәқәләрни, бу вәқәләрниң сақчилар тәрипидин җәмийәткә ашкариланғанлиқини билдүрди.