Архип
2010-09-23
Әнқәрәниң әтимәсгут районида өткүзүлүватқан 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң алтинчи күни уйғур нахша - усулидин өрнәкләр көрситилди.
2010-09-23
Бу йил 10 - өктәбирдә қирғизистанда парламент сайлими елип берилиду. Бу сайлам қирғизистанниң президентлиқ түзүмидики дөләттин, парламент түзүмидики дөләткә көчүш басқучидики муһим сайламдур.
2010-09-23
Уйғур елиниң мәлум йезисида, бир уйғур аилисиниң икки оғли түрмигә ташлинип, бир оғли үстидин тутуш буйруқи чиқирилған. Радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, бу уйғур аилисиниң бешиға кәлгән сәрсанлиқтин, пүтүн уйғур җәмийитиниң омумий һалитини көрүвелишқа болидикән.
2010-09-23
Америка президенти барак обама бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғиниға кәлгән хитай баш министири вен җябав билән учрашқан. Учришишта барак обама хитайниң пул қиммитини өзгәртишни қайта тәләп қилған.
2010-09-23
Хитай мәмликәтлик сиясий қанун комитетиниң секретари җов йүнкаң уйғур елидики зиярити мәзгилидә муқимлиққа капаләтлик қилишни қаттиқ тәкитлигән. "5 - Июл вәқәси"дин кейин хитай даирилири уйғур елиниң муқимлиқини қоғдаш хизмитини техиму күчәйткән болуп, уйғур елидики һәр саһә хизмәтлиридә муқимлиқ биринчи орунға қоюлмақта.
2010-09-23
Америка президенти барак обама җүмә күни қирғизистан вақитлиқ һөкүмити президенти роза отунбайева билән учришиду. Икки тәрәпниң қирғизистандики вәзийәт шундақла келәр ай қирғизистанда елип берилидиған парламент сайлими үстидә сөһбәттә болидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-09-23
Росийә даирилири бүгүн икки пуқрасини хитайға ишпийонлуқ қилиш билән қолға алди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сятослов бобишев вә йевгений афанасйев исимлик бу иккийлән сан петерсборгтики вонмех университети ракета вә аләм кемиси тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчилири болуп, бу университетниң росийә һәрбий саһәси билән қоюқ алақиси бар икән.
2010-09-23
Хитайниң "ай тоқач" байрими мәзгилидә йемәклик бихәтәрликидә йәнә мәсилә көрүлди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай сақчи даирилири 9 йерим тонна зәһәрлик айтоқачни қолға чүшүргән. Мәзкур айтоқачларда адәмгә зиянлиқ көп миқдарда бактерийиләр байқалған. Игилинишичә, бу айтоқачлар көпинчә һалларда наһийә - йезиларда базарға селинған.
2010-09-22
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, америкиниң юта штатидики бир қанчә университетларниң оқутқучи вә оқуғучилириға уйғурларниң тарихи вә бүгүнки вәзийити һәққидә мәхсус доклат бәрди.
2010-09-22
20 - Сентәбир күни үрүмчидә ечилған "төтни ениқлаш, төтни игиләш" тәҗрибилирини йәкүнләш йиғинида, уйғур аптоном районлуқ парткомниң тәшкилат бөлүм башлиқи хән йоң "асаси қатламға сиңип кирип, 4 ни ениқлашни йәниму күчәйтип, районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш"ни тәләп қилған.
2010-09-22
Йеқинқи программилиримизда мәлум болғинидәк, нөвәттә бейҗиңда 100 гә йеқин уйғур әрздар, әрз ишлири билән һәләкчиликтә. Мәлум болушичә, әрздарларниң бейҗиңда әрзи һәл болуп қайтқанлар һәққидиму ениқ бир мисал яки мәлуматлар мәвҗут әмәс. Униң үстигә бейҗиңдин уйғур әрздарларниң тутуп кетилишигә, бейҗиң сақчилириниң һәмкарлишиватқанлиқи ашкарә бир реаллиқ.
2010-09-22
Пакистан хитайниң җәнубий асиядики әң йеқин истратегийилик шерики. Хитай пакистанниң әң муһим қорал - ярақ билән тәминлигүчиси болупла қалмай, униң әң муһим ядро әслиһәләр вә ядро техникиси билән тәминлигүчисидур.
2010-09-22
16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғини 9 - айниң 20 - күни, әнқәрәдики бүйүк анатолийә меһманханисида рәсмий башланди. 9 - Айниң 24 - күнигичә давамлишидиған бу йиғинға америка, явропа дөләтлири, русийә федератсийиси, японийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин болуп, 308 әтрапида тарихчи қатнашмақта.
2010-09-22
Шветсийә сайлам қануни бойичә һәр 4 йилда бир қетим парламент сайлими елип берилидиған болуп, сайлам күни сентәбирниң үчинчи йәкшәнбиси қилип бекитилгән. 19 - Чесила йәкшәнбә күни, шветсийидә парламент сайлими өткүзүлди. Сайламда уйғурларму аваз бәрди.
2010-09-22
Сәуди әрәбистанида алаһидә зор шөһрәт қазанған ахбаратчи вә ислам мутәпәккури мәрһум доктор абдуқадир ташниң атиси таш һаҗим 2010 - йили 9 - айниң 15 - күни сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә аләмдин өтти.