Архип
2011-01-14
24 Йилдин буян туниста һакимийәт сорап кәлгән президент зәйнул-абидин бин алий хәлқ һәрикитиниң бесимида җүмә күни айропиланға олтуруп дөлитидин айрилған.
2011-01-13
Уйғур елиниң җәнубий вилайәтлиридики хитай партком секретарлири һоқуқ вә имтиязлиридин пайдилинип, йезиларни өз хаһиши вә өзиниң хуй-пәйли бойичә зорлуқ-зомбулуқ билән идарә қилмақта.
2011-01-13
2010-Йили дуня кишилик һоқуқ хатириси, җүмлидин хитай кишилик һоқуқ хатириси хәлқара җамаәтчилик йеқиндин диққәт қилидиған мәсилиләрниң бири болуп қалған иди.
2011-01-13
Хитай муавин баш министири ли кечяң 11-январ лондонда әнглийә һөкүмәт әмәлдарлири билән иқтисади һәмкарлиқ сөһбитини башлиғанда, явропа бирликиниң хитайға йүргүзүп келиватқан ембаргосини юмшитишни тәләп қилған.
2011-01-13
Тибәт пуқралириниң сиясий һоқуқи, диний әркинлик һоқуқи һәмдә маарип вә яшаш һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәхли-тәрүзгә учраватқанлиқини ашкарилиди.
2011-01-13
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити һәр һәптә ахири түркийә сиясий партийә рәһбәрлири билән уйғурларниң һазирқи вәзийитидин мәлумат бериш йиғини уюштурушқа башлиди.
2011-01-13
Қазақистандики йәрлик ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, 10-январ күни кәчқурунлуқи алмата вилайити уйғур наһийисиниң чарин йезисида су апити йүз бәргән.
2011-01-13
Қазақистандин уйғур елигә берип кәлгән доктор дилнур қасимова ханим уйғур тилиниң орни вә бир милләтниң мәвҗутлуқи үчүн ана тилниң зөрүр икәнликини билдүрди.
2011-01-13
Мәлум болушичә, қирғизистандики уйғур тәнһәрикәтчи динара япончә қиличвазлиқ яни җодо маһарити бойичә қирғизистанда чемпийон болған.
2011-01-13
2010-Йили 12-айда хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавини қараргаһи сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә болған хәлқара ислам қурултийида зиярәттә болди.
2011-01-13
Америка армийиси баш қоманданлиқ штабиниң рәиси майк муллен "хитайниң һәрбий тәрәққияти америкини нишан қилған", деди. У сөзидә "хитайниң җ җ-20 типлиқ радарда көрүнмәйдиған күрәшчи айропиланға охшаш илғар һәрбий қоралларни ясап чиқиши тәбиий һалда хитай немә үчүн бундақ қилиду, дегән соални пәйда қилиду", дәп тәкитлигән.
2011-01-13
Хитай билән узундин бери чегра-талаш тартиши болған таҗикистан хитайниң тәлипигә бинаән өз территорийисидики миң квадрат километир келидиған земинни хитайға өткүзүп бәрди.
2011-01-13
Мәркизи америкидики кишилик һоқуқ оргини болған "әркинлик сарийи" пәйшәнбә күни йиллиқ доклатини елан қилди. Доклатта әскәртилишичә, өткән бәш йил ичидә дуняниң кишилик һоқуқ вәзийити изчил кәйнигә чекингән.
2011-01-13
Хитайда чиқидиған вақит гезитиниң хәвәр қилишичә, шәндоң өлкиси һәр йили 70 нәпәр алий мәктәп оқуғучисини қәшқәргә әвәтишни қарар қилған.
2011-01-13
Хитай маарип хәвәрлири ториниң хәвәр қилишичә, нур бәкри йеқинда шинҗаң педагогика университети, шинҗаң университети қатарлиқ 17 алий мәктәптин кәлгән 3000 дин артуқ оқуғучиға вәзийәт һәққидә доклат бериш йиғини уюштуруп, яшлардин һазирқи тарихи пурсәтни қәдирләп, уйғур райониниң һалқима тәрәққияти вә мәңгүлүк әминлики үчүн күч чиқиришни тәләп қилған.