Архип
2011-01-10
2010-Йили апрелдин буян йоқап кәткәнлики илгири сүрүлүватқан хитай кишилик һоқуқ адвокати гав җишең ахирқи қетим йоқап кетиштин икки һәптә илгири бирләшмә агентлиқиға тутқундики вақтида бешидин өткәнлирини сөзләп бәргән вә қаттиқ қийин-қистаққа елинғанлиқини билдүргән.
2011-01-10
Хитайдики америкиға киридиған зәһәрлик мәһсулатларниң алдини елиш үчүн америкиниң дөләтлик истемалчилар бихәтәрликини қоғдаш комитети бейҗиң шәһиридә ишхана ачмақчи.
2011-01-10
Дүшәнбә күни, америка-хитай дөләт мудапиә министирлири икки тәрәп арисидики һәрбий мунасивәтләрни яхшилаш тоғрисида сөһбәт елип барди. Хәвәрләрдә икки тәрәпниң мәлум тәрәпләрдә пикир бирлики һасил қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2011-01-10
Баш штаби лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитай даирилирини йеқинда түрмидин қоюп берилип йәнә из-дерики болмиған моңғул паалийәтчиси хада һәққидә мәлумат беришкә чақирди.
2011-01-10
Куча наһийилик һөкүмәт даирилири ағу йезисидин йәр вә төләм дәваси билән бейҗиңға кәлгән уйғурларни қайтуруп кетиш үчүн бейҗиңға хадим әвәткән болсиму, әрздарлар кетишкә унимиған.
2011-01-09
Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс йәкшәнбә күни бейҗиңға йетип келип, хитайға қаратқан үч күнлүк зияритини башлиди.
2011-01-09
Русийә мәтбуатлирида қизиқарлиқ темиларниң бири қирғизистан һөкүмитиниң баш министири алмасбек атанбайевниң һакимийәтни қолға елипла тәңри теғиниң 4500 метирлиқ бир чоққисиға русийә баш министири владимир путинниң намини қоюп, бу чоққини владимир путин чоқиси дәп аташни қарар қилғанлиқи һәққидики хәвәрдур.
2011-01-09
Өткән йили, хитай геологийилик тәкшүрүш орунлири уйғур елиниң бир қисим районлиридики 12 җайда йеңидин көмүр, төмүр, мис, молбидин, қоғушун қатарлиқ йәр асти байлиқ мәнбәлирини тепип, буларниң ичидә алтә җайниң ечишқа болидиғанлиқини бекиткән.
2011-01-09
Шәнбә күни, америка дөләт мәҗлисиниң аял әзаси габрелла гиффордс аризона штатидики туксон шәһиридә 22 яшлиқ җәйред ли лафлер тәрипидин қораллиқ һуҗумға учрап яриланған. Әмма бу қетимқи һуҗумда алтә адәм өлтүрүлгән болуп, буларниң арисида 9 яшлиқ қизчақму бар.
2011-01-09
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлири министири һилари клинтон парс қолтуқи районидики әрәб дөләтлири билән сөзлишиш үчүн сәпәргә атланған.
2011-01-08
7- январ, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ахбарат әркинликини қоғдаш оргини рәһбири хитай һөкүмитини уйғур елидә өлтүрүлгән хитай мухбирниң вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди.
2011-01-08
Америка авам палатасиниң бир қисим җумһурийәтчи әзалири хитайниң сода сияситигә қарита бир қанун лайиһиси тонуштуруватқанлиқини илгири сүргән.
2011-01-08
Шималий корийә даирилири шәнбә күни җәнубий корийә билән мунасивәтлирини яхшилашни вә кәлгүси бир нәччә һәптә ичидә икки тәрәп арисидики сөһбәтни әслигә кәлтүрүп, һәмкарлиқ күчәйтишни халайдиғанлиқини илгири сүрди.
2011-01-08
Ню-йорк вақит гезитидә көрситишичә, мәзкур биләт ташлаш паалийитигә алақидә судан вә америка һөкүмити хадимлири биләт ташлаш тәйярлиқиниң толуқ ишләнгәнликини билдүргән.
2011-01-08
Уйғур елиниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри 7-январ чүштин кейин, шинҗаң педагогика университетида үрүмчидики бир қисим чоң университетлардин кәлгән оқутқучи-оқуғучиларға нутуқ сөзләп, хитай һөкүмити йеқиндин буян күчәп тәкитләп келиватқан "төтни тонуш еңи" вә "уч айрилалмаслиқ" идийисини тикләшни тәләп қилған.