Архип
2011-03-30
Хитай йәрлик һөкүмити уйғур елиниң үрүмчи шәһирини хәлқаралиқ шәһәр қилип, қуруп чиқидиғанлиқини билдүрди.
2011-03-30
Хитайдики муһит қоғдаш гуруппилири хитай һөкүмитигә мураҗиәтнамә қилип, уйғур елиниң қанаш көли районидин өтидиған хитай-русийә газ туруба линийиси қурулуш пилани һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилди.
2011-03-30
4 Күндин буян йүннән өлкиси сүйҗяң наһийиси тәвәсидики су електр истансиси қурулушиға қариши намайиш қиливатқан 2 миң әтрапидики деһқан сәйшәнбә күни сақчилар билән тоқунушти.
2011-03-30
Йәмән президенти ели абдуллаһ салеһ намайишчиларға йеңи вәдиләрни берип, бу нөвәтлик сайлам өткүзүлгичә вәзиписидин истепа бәрмәйдиғанлиқи, әмма һоқуқни вақитлиқ һөкүмәткә өткүзүп беридиғанлиқини билдүрди.
2011-03-30
Назарбайефниң сабиқ күйоғли, қазақистан һөкүмити тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилип, австрийидә панаһланған сиясий мусапир раһәт алийеф президент нурсултан назарбайефниң йеқинда хитайға қилған зияритидә хитай билән қазақистанниң хитайға йәр иҗаригә беришигә аит мәхпий келишим һасил қилғанлиқини әйиблигән.
2011-03-29
Сәйшәнбә күни әнглийиниң пайтәхти лондонда 40 тин артуқ дөләтниң ташқи ишлар министирлири бир йәргә җәм болуп, ливийиниң вәзийити вә казафийни қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә музакирә елип барди.
2011-03-29
Йеқинда канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш канада парламенти диний ишлар комитети тәшкиллигән диний мәсилиләр һәққидики сөһбәт йиғиниға қатнишип, уйғурларниң ислам диниға етиқад қилғанлиқи сәвәбидин учраватқан мәсилилирини әтраплиқ аңлатти.
2011-03-29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2010-йили дуняда 527 кишигә өлүм җазаси берилип иҗра қилинғанлиқини билдүрүш билән биргә, хитайниң өлүм җазаси иҗра қилиш әһвали үстидә алаһидә тохталған.
2011-03-29
28-Март дүшәнбә күни хитай һөкүмити лхаса шәһиридә 3000 кишилик йиғилиш өткүзүп, “бу күн тибәттә далай лама ағдурулуп, тибәт янчилири азадлиққа еришкән күн” дәп тәшвиқ қилди.
2011-03-29
Иорданийә вә сүрийидә хәлқ намайишлири йәмән вә ливийидики намайишлардәк әвҗигә чиқмиған болсиму, намайишчи хәлқ өз тиришчанлиқини көрсәтмәктә.
2011-03-29
3-Айниң 24-күни белгийә пайтәхти брюсселда башланған хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң 9-нөвәтлик түрмидики қәләмкәшләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш йиғини 3-айниң 27-күни ахирлашти.
2011-03-29
Радио аңлиғучилиримиздин бириниң инкас қилишичә, шихәнзә шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчилири, мәзкур шәһәрниң уйғурлар мәһәллисидә олтурушлуқ мәмәт реһим вә мәмәт сидиқ исимлик дада-бала диний затларни қанунсиз диний материялларни тарқатқан дегән гуман билән тутқун қилған.
2011-03-29
Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районидики алақидар тармақлар, түнүгүн, әйдиз кесәлликиниң кеңийишиниң алдини елиш вә тизгинләш һәққидә сәпәрвәрлик йиғини ачқан.
2011-03-29
Сүрийидә икки һәптидин бери давам қиливатқан һөкүмәткә қарши намайишниң нәтиҗисидә, бүгүн һөкүмәт истепа бәрди. Сүрийә дөләт башлиқи бәшар әсад, һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.
2011-03-29
Бүгүн әрәб дөләтлиридин қатар, ливийидики исянчилар тәрипидин қурулған ливийә миллий мәҗлисини етирап қилидиғанлиқини елан қилди.