Архип
2011-03-07
2011-Йили 3-айниң 5-күни мәркизи истанбулда мәрһум вәтәнпәрвәр барат һаҗиниң вапатиниң 8 йиллиқи мунасивити билән хатириләш мурасими өткүзүлди.
2011-03-07
Радиомиз мухбири чав луңниң хәвәр қилишичә, һазир үрүмчидиму худди тунис, мисирларда йүз бәргәндәк “ясимән инқилаби” елип бериш һәққидики мәслиһәтләр болуватиду.
2011-03-07
Америка авазиниң баян қилишичә, ливийә қисимлири түнүгүн, һөкүмәткә қарши намайиш қилған хәлқ контрол қиливатқан нуқтиларда, қозғилаңчилар билән җиддий уруш қилди. Танка, зәмбирәк, бомбардиманчи вә тик учурларниму қолланди.
2011-03-07
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн, тибәт партком секретари җаң чиңли мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң гуруппа йиғинида, далай ламаға һуҗум қозғап “тибәтни сәкрәп илгириләш шәклидә тәрәққий қилдуруш үчүн муқимлиқ керәк, әгәр парчилиниш йүз бәрсә тәрәққият болмайду, тибәт хәлқи далай ламаниң кашила қилишини халимайду” дегән.
2011-03-07
Б б с ниң баян қилишичә, хитайда бултур муқимлиқни сақлаш чиқими пүтүн дөләт мудапиә чиқимидин ешип кәткән.
2011-03-07
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай билән тәйвән оттурисидики мунасивәтләрниң яхшилинишиға әгишип, тәйвән бу йил әскәр қисқартишни, йәни 9 миң икки әскәрни азайтишни пиланлиди.
2011-03-06
3-Айниң 6-күни хитайдики үчинчи қетимлиқ ясимән гүли инқилаби қилиш чақириқ күни болуп, бу қетимқи ясимән гүли инқилаби қилиш үчүн йиғилидиған шәһәрниң сани өткән қетимқилардин көпийип, 41 ға йәткән.
2011-03-06
Америка авази өзбек шөбисиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан президенти роза отунбайева 7-март күни америка пайтәхти вашингтонда рәсмий зиярәттә болиду һәмдә бу қетимқи зиярити җәрянида униңға америка дөләт ишлири министирлиқиниң “җасарәтлик аял” мукапати берилиду.
2011-03-06
Хитай қәшқәрни хитайниң ғәрбидики шенҗен қилип қуруп чиқиш истратегийисини елан қилиш билән биргә қәшқәр алаһидә иқтисадий райони қуруп, хитайниң ичи вә сиртидики мәбләғ салғучиларни көпләп җәлп қилидиғанлиқини җакарлиған иди.
2011-03-06
Казафий қошунлириниң исянчиларға қарши һуҗум қозғап, үч шәһәрни исянчиларниң қолидин тартивалғанлиқи, аз-завия шәһиридики җәңләрдә исянчиларниң рәһбирини өз ичигә алған хели көп санда адәм өлгәнлики хәвәр қилинған иди.
2011-03-06
Радиойимизниң хитай бөлүминиң русийидики ихтияри мухбириниң хәвәр қилишичә, йеқинда русийә сақчилири 100 нәпәр хитай пуқрасини тутуп, уларниң өзини йошурған қанунсиз пуқралар икәнликини әйиблигән.
2011-03-05
Уйғур елиниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри шәнбә күни уйғур елидә җәмийәт муқимлиқини муһим орунға қоюш вә “үч хил күч” кә зәрбә беришниң зөрүрлүкини қайта тәкитлигән.
2011-03-05
Хитай һөкүмәт ахбарати баш мақалә елан қилип, пуқраларни бу һәптә ахири пилан қилинған “йәсимән намайиши” дин йирақ турушқа, яки намайиш һәққидики чақириқларға қулақ салмаслиққа үндиди.
2011-03-05
Хитай ички ишлар бихәтәрликигә сәрп қилған омумий сомма, дөләт мудапиә хам чотидин җиқ икәнликни ашкариланди.Хитай малийә министирлиқи бейҗиңда ечиливатқан йиллиқ хәлқ қурултийида бәргән доклатқа қариғанда, хитай өткән йили дөләт ичидики қанун иҗра қилиш вә хәвпсизлик тармақлириға 548 милярд 600 милйон йүән аҗратқан.
2011-03-05
Форд аптомобил ширкити җүмә күни баянат елан қилип, хитайдики форд запчас завутида йүз бәргәнлики илгири сүрүлгән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүридиғанлиқини билдүрди.