Архип
2011-03-02
Америка кеңәш палатасиниң дипломатийә комитети түнүгүн, йеқинда шималий корийиниң вашингтондин йемәк тәләп қилип оттуриға қойған тәләплирини тапшурувалғанлиқини ашкарилиған вә америка әмди, шималий корийигә ашлиқ ярдәм беришкә болидиған яки болмайдиғанлиқини қайтидин баһалиши керәк дәп көрсәткән иди.
2011-03-02
Бирләшмә агентлиқиниң бәнғазидин баян қилишичә, казафий бүгүн ливийиниң шәрқ тәрипидики муһим нефит експорт базиси болған бир портни намайишчиларниң қолидин тартивалғанлиқини, униң қошунлири әмди чәтәл күчлиригә қарши һәрикәткә өткәнликини, ливийидә әң ахирқи бир адәм қалғучә уруш қилидиғанлиқини җакарлиди.
2011-03-02
Бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси нопус башқуруш тармақлириниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити мәмликәтлик сиясий кеңәш йиғини вә мәмликәтлик хәлқи қурултийи йиғини 3-айниң 3-күни вә 4-күнлири ечилиш алдида турғанда, бейҗиң шәһиридики 2902 районда 739 миң кишилик тәртип сақлаш қошуни тәшкилләп ишқа кириштүргән.
2011-03-02
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, хитай йеқинда барикөл яйлақлирини бузуп тегидики көмүрни қезивелиш үчүн геологийилик қидириш башлиди.
2011-03-02
Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, бүгүн хитай һөкүмити куча наһийисидә, хитай қораллиқ қисимлири билән сақчиларниң бирләшмә чарлаш һәрикити уюштурған.
2011-03-01
Хитай даирилири рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң он шәрти" ниң DVD пластинкилирини ахтуруш һәрикити үрүмчидин башқа җайлардиму елип бериватқан болуп, бу хил ахтурушларға дөләт аманлиқ әтритини һәрикәтләндүргән.
2011-03-01
Хитай даирилириниң тосқунлуқи билән бир мәзгил кечиктүрүлгән “йипәк йолиниң сири” намлиқ көргәзмә пенсилванийә университети музейида 18- февралдин башлап ечилғандин кейин, мәзкур көргәзмигә қоюлған буюмлар һәққидә һәрхил мақалиләр елан қилинишқа башлиди. Бәзи мақалиләрдә көргәзмигә қоюлған тарим қуруқ җәсәтлири қозғиған һәйранлиқ тәпсилий баян қилинған.
2011-03-01
Бүгүн хәлқарада әң көп тарқилидиған сәккиз гезит ливийә һәққидә мәхсус хәвәр вә обзор елан қилип, казафийниң күчиниң аҗизлаватқанлиқини билдүрди.
2011-03-01
Оттура шәрқтики әрәб дөләтлиридә арқа-арқидин мәйданға кәлгән һакимийәткә қарши демократик һәрикәтләр, көзәткүчиләрниң диққәт-етибарини хитайдики әң чоң диктатор һакимийәткә қаратти.
2011-03-01
1997-Йилидин буян хитайниң “бир дөләттә икки хил түзүм” сиясити бойичә әслидики демократик түзүмидики хоңкоңлуқларниң кишилик һоқуқ даириси йилдин-йилға тарийип барған.
2011-03-01
Әкбәрҗанниң саламәтлики қисмән әслигә кәлгән лекин җинайәтчи хитай һәққидә гуманлиқ пәрәзләрдин башқа бирәр дәлиллик учур йоқ.
2011-03-01
Америка ташқи ишлар баянатчиси филип кравлй түнүгүнки баянатида, хитайниң мухбирларниң бихәтәрликини қоғдимайватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини шундақла мухбирларға зораванлиқ қилғучиларниң сүрүштә қилинишини күтүватқанлиқини билдүрди.
2011-03-01
1989-Йили тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән 4-июн вәқәсидә өлгән оқуғучиларниң ата-анилири 1995-йилдин башлап, “тйәнәнмен анилири” намида тәшкиллинип, хитай һөкүмитиниң 4-июн вәқәсигә қайта баһа беришини тәләп қилип кәлмәктә иди.
2011-03-01
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түнүгүн уйғур аптоном районида дөләт бихәтәрлик хизмити рәһбәрлик гурупписи тәсис қилинған.
2011-03-01
Нобел комитети бүгүн, 2011-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға 241 кишиниң намзат көрситилгәнликини уқтурған.