Архип
2011-03-29
Радиомиз хитайчә бөлүминиң хәвәр қилишичә, хитайниң йүннән өлкисиниң сүйҗяң наһийисидики бир қисим деһқанлар, җүмә күнидин башлап наһийә базирида топлишип намайиш қилған вә йол тосуп һөкүмәткә наразилиқ билдүргән.
2011-03-28
Муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған мәһбус гүлмирә иминниң ери бәхтияр өмәр б д т дики инсан һәқлири йиғинда 5-июл вәқәси вә униңдин кейинки уйғур вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.
2011-03-28
Чәтәлләрдики хитай демократлири хитайдики ясимән гүли һәрикитиниң нәтиҗиси көрүлүшкә башлиғанлиқини һәм һәрикәтниң бундин кейин йәнә давамлишидиғанлиқини билдүрди.
2011-03-28
Хитай дунядики әң чоң ашлиқ ишләпчиқиридиған дөләтләрниң бири. Хитай һөкүмити йеқинқи 60 йилдин буян, ашлиқта өз өзини тәминләшни дөләт бихәтәрлик мәсилиси орнида көрүп кәлгән иди.
2011-03-28
Уйғур хәлқиниң атақлиқ композитори, маарипчи селимахун зәйналоф 28-март күни алматада 75 йешида вапат болди.
2011-03-28
Йеңи упуқлар мәдәнийәт вә иҗтимаий һәмкарлиқ җәмийити уюштурған “түрк дунясидики йеңи вәзийәт вә түркийә” намлиқ йиғин түркийиниң қәйсәри шәһиридә өткүзүлди.
2011-03-28
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати дүшәнбә күни доклат елан қилип, 2010-йили хитайда “миңларчә” кишиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинған болсиму, лекин йәр шари бойичә өлүм җазасиға һөкүм қилинип иҗра қилинған кишиләрниң сани азайғанлиқини билдүрди.
2011-03-28
Хитай сақчи даирилири торда мақалә йезип, компартийә һөкүмранлиқини тәнқид қилип келиватқан өктичи язғучилардин рән йүнфейни қолға алған.
2011-03-28
Ливийидики қозғилаңчилар ғәрб иттипақдаш күчлириниң казафийға қарши қозғиған һава һуҗумидин пайдилинип, арқа-арқидин бир қисим муһим истратегийилик нуқтиларни тартивалғандин кейин, дүшәнбә күни казафийниң юрти сирт шәһиригә қарап илгирилигән.
2011-03-28
Б д т ниң бир комитети хитай һөкүмитидин из-дерәксиз йоқап кәткән кишилик һоқуқ адвокати гав җишиңни қоюп беришни тәләп қилип, униң давамлиқ тутуп турулуши хәлқара қанунларға хилап икәнликини билдүрди.
2011-03-28
Уйғур аптоном районида бу йил киргәндин буян нисбәтән зор көләмлик аммиви қазаларниң йүз бериш қетим сани вә адәм өлүш әһвали өткән йилниң охшаш мәзгилидин зор дәриҗидә көпәйгән.
2011-03-27
Уйғур аптоном районлуқ мәдәний ядикарлиқлар идариси хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң қоллиши билән уйғур елидики алтә орундики мәшһур қәдимий мәдәнийәт излирини қоғдаш әслиһәлирини қуруш вә мәдәнийәт излири җайлашқан орунниң муһитини түзәш ишлирини башлиған болуп, мәзкур қурулуш үчүн 40 милйон йүән мәбләғ аҗритилған.
2011-03-27
Иттипақдашлар армийисиниң бир һәптидин буянқи һава һуҗумлириниң казафий қошунлирини еғир чиқимға учритишиға әгишип, қозғилаңчилар қошуни ғәлибәсери җәң қилип, шәнбә күни әҗдабийә шәһирини тартивалғандин кейин йәнә давамлиқ йүрүш қилип, пайтәхт триполидин йирақ болмиған брегә шәһирини қайтурувалди
2011-03-27
Русийә дунядики йәр мәйдани әң чоң, әмма нопуси бир қәдәр аз дөләт болушиға қаримай, униң нопусиниң тез сүрәттә азлаватқанлиқи русийә һөкүмитини әндишигә салмақта.
2011-03-27
Оттура шәрқтики мисир, бәһрәйин, йәмән вә ливийидики өктичилик һәрикәтлириниң тәсири түркийигә чегра сүрийигиму туташқан болуп, йәкшәнбә күни сүрийиниң оттура йәр деңиз қирғиқидики шәһири латакийидики кәң көләмлик намайиш тоқунушқа айланған.