Архип
2011-04-19
Китабта йәнә адил һекмәт вә сәпдашлириниң йеңисарда мәнсур һаҗи дегән кишини зиярәт қилғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: ,1914-йили 11-айниң 19-күни кечиси бизни мәнсур һаҗи исимлик бир шәйх бизни һузуриға дәвәт қилди.
2011-04-19
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни қәшқәрдә 20 нәччә яшлардики бир киши кочида кетиватқан 6 кишини пичақ тиқип яриландуруп, сақчилар қоршавға алған чағда өзини өлтүрүвалған.
2011-04-19
Сәйшәнбә күни бейҗиңдики бир черкав өз мухлислириға чақириқнамә елан қилип, һөкүмәтниң һәрқандақ тосқунлириға пәрва қилмай йәкшәнбә өткүзүлидиған пасха байрими күни мурасимиға қатнишишқа дәвәт қилди.
2011-04-19
Сичүәнниң аба наһийисидики тибәтләрниң киртй ибадәтханисида раһиблар билән хитай сақчилири арисида сүркилиш пәйда болуп, ибадәтхана җайлашқан районниң вәзийити җиддий һаләттә туруватқан иди.
2011-04-19
Австралийә баш министири җулия гиллард бүгүн йәни хитайға қарап йолға чиқиштин бир күн бурун хитай һөкүмитини инсан һәқлири мәсилисидә кәйнигә даҗимаслиққа чақирди.
2011-04-19
Уйғур районлуқ партком секретари җаң чүншйән, 16-апрел күни пәйзават наһийисидә өткүзүлгән бир бир ул селиш мурасимида сөз қилип, мурасимдики аталмиш шинҗаңға ярдәм бәргини кәлгән хитай кадирларға илһам бәргән.
2011-04-18
Үрүмчидә хитайчә чиқидиған “пайтәхт” гезити бултур елан қилған “хитайдики 10 чоң мәдини ядикарлиқниң ичидә тарим, турпан ойманлиқлиридики буддизм ядикарлиқлири бар” хәвәрни, бүгүн хитайниң “тәңритағ тори” қайтидин елан қилди.
2011-04-18
Уйғур елидә нурғун йеңи шәһәрчиләрни қуруп, аһалә көчүрүш пилани хитай һөкүмитиниң “5-июл вәқәси” дин кейин сүритини тезлитишкә башлиған “һалқима тәрәққият” истратегийисиниң муһим парчисидур.
2011-04-18
Йәкән наһийисидә йеқинда әлқаидә тәшкилатиниң рәһбири бин ладин һәққидики хәвәрләрни интернет арқилиқ көргән 30дин артуқ яш тутқун қилинған.
2011-04-18
Хоңкоңда чиқидиған миңбав гезитиниң баян қилишичә, үрүмчидә бүгүн әтигән саәт 9 да, хитайлар өзлири тйәнбав хәлқара сода базириға өт кәткәнлики мәлум қилинған. Бу хәвәр алди билән хитайниң һәрбий учур тарқилидиған тор бәтлиридә тарқалған.
2011-04-18
Мәлум болушичә нөвәттики атеизм тәрбийиси паалийитидә, оқуғучиларға кийиниш, йүрүш туруш, сөз һәрикәтлиридә диний әқидиләр тәсирини йоқитиш тәләп қилинған.
2011-04-18
Әнглийидә чиқидиған “телеграф гезити” бүгүн, казафий қисимлири һуҗум қилғанда мисратаниң шрапнил мәһәллисидә зәхимләнгән бовақларниң фото сүрәтлирини елан қилди вә б д т инсанпәрвәрлик ярдәм оргининиң башлиқи баронес амус ханимниң, триполи даирилиригә бәргән агаһландурушни басти.
2011-04-18
Америка авазниң баян қилишичә, тәйвән алий сот мәһкимиси, бүгүн әтигән саәт 11 йеримда, әнхуйниң өлкә башлиқи ваң сәнйүнгә чақирғу тапшурған.
2011-04-18
4-Айниң 10-күни әнқәрә алтинәл меһманханисиниң йиғин залида “һазирқи чағлардин келәчәккичә: түрк дунясиниң мәсилилири вә ғайиси” мавзулуқ йиғин чақирилди.
2011-04-18
4-Айниң 17-күни германийиниң мюнхен, берлин, һамбург қатарлиқ чоң шәһәрлиридә һәмдә нәв-йорк, лондон, токйо, москва қатарлиқ ғәрб әллири пайтәхтлиридә әй вейвейға әркинлик тиләш намайишлири болуп өткән.