Архип
2011-05-18
Көзәткүчиләр явропа кеңишиниң рәиси ромпуйниң бүгүн шаңхәйдики бир хәлқара сода мәктипидә нутуқ сөзләп, қанунниң ролини тәкитлиши хитайға берилгән бир агаһландуруш, дәп көрсәтмәктә.
2011-05-18
Истанбулда 5-айниң 18-күнидин 22-күнигичә өткүзүлидиған өй тоқумичилиқ буюмлири йәрмәнкисигә хитай ширкәтлирини қатнаштурмаслиқ қарар қилинған.
2011-05-18
Мәвланә хәлқаралиқ оқуғучилар җәмийитиниң уюштуруши билән хәлқаралиқ оқуғучилар учришиш вә мәдәнийәт көргәзмиси өткүзүлди.
2011-05-18
Хитайниң яшлар иттипақи мәркизи комитети, маарип министирлиқи, малийә министирлиқи, адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт министирлиқи қатарлиқ тармақлири йеқинда, 2011-йили оқуш пүттүридиған алий мәктәп оқуғучилирини ғәрбкә ярдәм беришкә әвәтиш һәққидә бирләшмә лайиһә уқтуруши чиқарған.
2011-05-18
Бошүн тор гезити бүгүн, ички моңғулниң серинғол вилайити вучи наһийиси хортиғол йеза хонгар мәһәллисидә йүз бәргән, моңғул чарвичилар йолға чиқип намайиш қилғанда, хитай канчилириниң аптомобиллири намайишчиларниң йетәкчиси моригинни бастуруп өлтүргән бир вәқәни ашкарилиди.
2011-05-18
Телеграф гезитиниң баян қилишичә, натониң афғанистанда турушлуқ қисимлириниң икки тик учар айропилани, 17-май күни пакистан қуруқлуқ қисимлири билән етишти. Пакистан тәрәптин икки әскәр өлди.
2011-05-18
Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай түнүгүн б д т мутәхәссисләр гурупписиниң, шималий корийә б д т ниң башқурулидиған бомба, униңға алақидар техника, ядро материяллири вә башқа мунтизим қоралларни експорт қилишни чәкләш қарариға хилаплиқ қиливатқанлиқи һәққидә бихәтәрлик кеңишигә йоллиған бир тәкшүрүш доклатини тосуп қойған иди.
2011-05-18
Йеқинда бейҗиңда, русийә билән хитайниң һөкүмәт бәлгилигән алий мутәхәссислири җәм болуп, көп милләтлик җәмийәттә йолға қоюлидиған демократик түзүм, дегән темида мәхсус муһакимә өткүзгән.
2011-05-17
Түнүгүн бейҗиңдики 30 ға йеқин уйғур әрздар хитай компартийиси сиясий қанун комитетиниң дәрвазиси алдида топлишип олтурувелип, өз әрзлирини тездин бир тәрәп қилишини тәләп қилған.
2011-05-17
Ху җинтав “шинҗаңниң һалқима тәрәққияти вә әбәдий әминликни илгири сүрүп, шинҗаң хизмитидә үзлүксиз йеңи вәзийәт яритайли” дәп йолйоруқ бәргән иди.
2011-05-17
Хитайниң хәлқ гезити кисингирни, хитай хәлқиниң қәдинас дости десә, ню-йорк таймис гезити униң баянлирини, хитайпәрәс нәзәрийә дәп атиди.
2011-05-17
Бир қисим түркийә парламент әзаси намзатлири, афғанистан, ирақ түркмәнлири, өзбек, қазақ вә шәрқий түркистан тәшкилатлирини зиярәт қилип, сайламда өзлиригә аваз беришини тәләп қилмақта.
2011-05-17
Осама бин ладен пакистанда өлтүрүлгәндин кейин, америка-пакистан мунасивәтлири соғуқлашқан мәзгилдә, пакистан баш министири гиланиниң хитай зияритини башлиши, көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
2011-05-17
15-Май голландийиниң телбүрх шәһиридә уюштурулған түрк, татар, ноғай вә түркмән қатарлиқ түрк системисидики милләтләрниң мәдәнийәт йәрмәнкисигә уйғурларму қатнашти.
2011-05-17
“әрәб қолтуқи дөләтлири һәмкарлиқ кеңиши” әрәб бирләшмә хәлипикиниң сабиқ рәиси шәйх зайидниң тәшәббускарлиқи билән тәсис қилинған бир тәшкилат.