Архип
2011-05-17
Хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини хәлқара террорлуққа бағливелип, уйғурларға қарита йүргүзүп кәлгән бастуруш сиясити, чәтәлләрдики дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири һәм хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин үзлүксиз тәнқидлинип келиватқан иди.
2011-05-17
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 16-май дүшәнбә күни доклат елан қилип, хитайда әйдиз бимарлириниң кәмситиливатқанлиқини тәнқидлиди.
2011-05-17
Хитай һөкүмити елан қилған 6-қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида муқим олтурақлашқан хитайлар нопуси 8 милйон 746миң 148 кишигә йәткән болуп, райондики йәрлик милләтләрниң көпийиш нисбитидин юқири яки төвән болғанлиқи мәлум әмәс.
2011-05-17
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистан баш министири йүсүп раза гилан 17-май күни шаңхәйгә йетип келип, хитайда елип баридиған 4 күнлүк зияритини башлиған.
2011-05-17
Америкидики мунасивәтлик хәвәр агентлиқлириниң хәвиридин мәлум болушичә, америка президенти барак обама 16-май дүшәнбә күни “хәлқара интернет бошлуқи истратегийиси” пилани дәп аталған 25 бәтлик һөҗҗәткә қол қойған.
2011-05-16
Җу юңкаң башлиқ хитай мәркизи һөкүмитиниң тәкшүрүш өмики өткән һәптә хотән вилайити қарақаш наһийисиниң куя йеза аччиқ ой кәнтидә олтурушлуқ абләһәтниң аилисигә берип алаһидә һал сориған.
2011-05-16
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғанлиқиниң 10-йиллиқи йетип келиш алдида әза дөләтләр ташқи ишлар министирлири қазақистанға йиғилип, район вәзийити вә хәвпсизлик мәсилиси һәққидә музакириләр елип барған.
2011-05-16
Америка хитайниң дуңфең 21-D бәлгилик башқурулидиған бомбисини пачақлиялайдиған деңизда қоллинидиған учқучисиз айропиланини синақ қилди.
2011-05-16
5-Айниң 10-күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйәт әзалиридин тәркиб тапқан 5 кишилик бир һәйәт түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәсуллири билән учрашти.
2011-05-16
Қазақистан вә дуня ахбарат васитилиридә қазақистан вә хитай оттурисидики қорғас чегра районида йүз бәргән қамаққа елиш вәқәлири мунасивити билән мақалиләрниң бесилиши давам қилмақта.
2011-05-16
Бу айниң бешида өткүзүлгән канада федерал сайлимида степһен һарпер рәһбәрликидики консерватип партийиси парламенттики 308 орунниң 167 сини қолға кәлтүрүп, көп санлиқлар һөкүмити қуруш һоқуқиға еришти.
2011-05-16
Хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң тәптиш әмәлдари, ливийә рәһбири казафий вә униң икки йеқин адими үстидин “инсанлиққа қарши җинайәт” садир қилиш сәвәблик тутуш буйруқи чиқиришни тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.
2011-05-16
Кишилик һоқуқ мутәхәссислири алдинқи күни америка дөләт мәҗлис әзалирини агаһландуруп, америкиниң хитай кишилик һоқуқ хатирисигә қаратқан тәнқиди сөз билән чәклинип қалмаслиқи, униң һәрикити сөзи билән маслишиши керәкликини билдүрди.
2011-05-16
Хитай һөкүмити ташқи ишлар министирлиқи һилларий клинтонниң “атлантик” гезитидә елан қилған хитайниң йеқиндин буян елип бериватқан бастуруши бир “әхмиқаниликтур” дегән сөзлиригә инкас қайтуруп, униң сөзлириниң “мувапиқ” болмиғанлиқини билдүрди.
2011-05-16
Хитайда 3 күнлүк зиярәт сәпиридики явропа кеңишиниң президенти, белгийә баш министири һерман фон ромпуй дүшәнбә күни хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидләп, хитайниң күнисири күчийиватқан дуняви тәсир күчи униң хәлқара кишилик әркинлик өлчимигә риайә қилиш җәһәттики иш-һәрикити билән маслишиши зөрүр дәп көрсәтти.