Архип
2011-05-27
2009-Йили 9-айда хитайниң тйәнҗин шәһәрлик сот мәһкимиси 28 яшлиқ бир уйғур аялни хироин әткәсчилики билән әйибләп өлүм җазасиға буйруған.
2011-05-27
Даириләрниң вәқәни бир тәрәп қилиш усулиға нарази болған моңғул намайишчилар қошуни көпәйди. Бүгүн сақчи даирилири 30 нәпәр моңғулни тутқун қилди.
2011-05-27
Хитабнамидә, йиғинда музакирә қилинған вә бирликкә кәлгән мәсилиләр, болупму әрәб дунясини демократийиләштүрүшни қоллаш тәдбирлири баян қилинди. Бу йиғинға хитайниң инкаси иҗабий болмиди.
2011-05-27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати уруш җинайәтлири мәһкимиси тәрипидин инсанийәткә қарши җинайәт ишләш билән әйибләнгән серб қомандан ратко миладич пәйшәнбә күни қолға чүшти.
2011-05-27
Шималий африқа вә әрәб әллиридә партлиған инқилаб франсийиниң дийовил шәһиридә башланған икки күнлүк 8 дөләт гуруһи башлиқлар йиғининиң музакирә күнтәртипидики муһим нуқтиларниң бири болди.
2011-05-27
Ақсуниң тоқсу наһийисидә һөкүмәткә қарши тәшвиқат вариқи тарқатқанлиқидин гуман қилинған 3 уйғур тутқун қилинип, мәзкур наһийидики 358 кишиниң 24 саәт назарәт астиға елинғанлиқи билдүрүлди.
2011-05-27
Президент обама тәрипидин америкиниң хитайда турушлуқ йеңи баш әлчиликигә тәйинләнгән америкилиқ хитай көчмәнлириниң әвладлиридин гәррий лу, америка кеңәш палата әзалириға вәдә берип, кишилик һоқуқ мәсилисидә чиң туридиғанлиқини билдүрди.
2011-05-27
Ички моңғул аптоном райониниң шелинғол аймиқидики моңғулларниң миллий кәмситишкә қарши намайиши бүгүн йәнә давам қилди.
2011-05-27
Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси пәйшәнбә күни қанун лайиһиси мақуллап, хитай мудапиә санаити ширкәтлириниң америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сода тохтамиға еришишини чәклиди.
2011-05-26
Хитай даирилири людаван көмүр кениниң 8 миңдин артуқ аһалисини тарқақлаштуруп, уни саяһәт, чениқиш вә көңүл ечиш райони қилип пүтүнләй өзгәртип болуш алдида туриду.
2011-05-26
Германийә кишилик һоқуқ комиссари хитай зияритидин кейин герман ахбарат васитилиригә сөһбәт елан қилип, хитайниң кишилик һоқуқни сөзлишишкә қизиқмиғанлиқини илгири сүргән.
2011-05-26
Нурунгүл тохтиниң 8 яшлиқ оғлини булап қачқан җинайәт гумандари һазирғичә қануний җазаға тартилмиған.
2011-05-26
8 Чоң санаәт дөлити башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши әрәб дунясиға һәм үмид, һәм әндишә елип келиватиду. Әмма бу учришишта, хитайниң иқтисади орни тилға елинмиди.
2011-05-26
Түркийә-хитай карханичилар җәмийити хитайниң әң чоң 50 ширкитиниң мәсуллирини түркийидики чоң ширкәтләр билән учраштуруш үчүн истанбулда йиғин чақирмақчи.