Архип
2011-05-26
Йәмәндә рәис ели абдулла салиһ мундин илгири хәлқни тәһдит қилип келиватқан ички урушини түнүгүн 2011-йили 25-май күни рәсмий башлатти.
2011-05-26
Йеқинда талибан һәрикити тәрәп билдүрүш елан қилип, униңда қазақистанниң афғанистанға әскәр әвәтиш һәққидики қарарини әйиблигән.
2011-05-26
Хитайниң шинхуа агентлиқи 25-май күни үрүмчидин хәвәр берип, йеқинқи йиллардин буян тарим дәрясиниң төвән еқинида су үзүлүп қелиш һадисиси көпәйгәнликини, шуңа тарим дәрясиниң төвән еқинида бу йил әтияз һәм яз пәслидә, 23 йилдин буян тунҗи қетим суниң раван еқишиға капаләтлик қилинғанлиқини билдүрди.
2011-05-26
Хәлқара мәтбуатлардин бирләшмә агентлиқи, франсийә агентлиқи қатарлиқ мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, 26-май күни әтигән хитайниң җяңши өлкиси фуҗу шәһиридики һөкүмәт биналирида арқа-арқидин партлаш вәқәси йүз берип, 2 адәм өлгән, 6 адәм яриланған.
2011-05-26
Мәркизи нюроктики җәнубий моңғулийә учур мәркизиниң билдүрүшичә, 23-май күни шилинғул вилайитидә башланған, моңғул чарвичи мәргәнниң хитай көмүркан ширкитиниң йүк аптомобили тәрипидин дәссәп өлтүрүлүшигә қарши қозғалған наразилиқ намайиши давамлишиватқан болуп, бүгүн 26-май пәйшәнбә күни ички моңғулдики башқа шәһәр һәм районлардиму моңғулларниң наразилиқ намайишлири йүз бәргән.
2011-05-26
Мәлум болушичә, мисир баш тәптиши мушу һәптә ичидә, сабиқ мисир президенти һөсни мубарәкни сотлаш буйруқи чиқарған.
2011-05-26
26-Май күни өзлирини “тор дунясидики пидаий тәрҗиманлар” дәп атиған тор абонтлиридин, җу йичүн һәм фаң чүйүн тәхәллусидики иккийлән гогул тор бекитидә, “фудән университети хупиянә һалда мәхпий сақчи тәрбийиләш институти тәсис қилди” дегән хәвәрни елан қилди.
2011-05-25
Хитайниң лявниң өлкисиниң далйән шәһиридә тиҗарәт қиливатқан нурунгүл тохтиниң 8 яшлиқ оғлини хитай қарақчилири бултур 7-айниң 28-күни ойнаватқан йеридин елип қечип кәткән.
2011-05-25
Баш штаби белгийиниң брюссел шәһиригә җайлашқан хәлқаралиқ кризис гурупписиниң таҗикистан һәққидики доклати 24-май елан қилинди. Доклат җәмий 25 бәтлик болуп, 7 бабқа бөлүнгән.
2011-05-25
Музакирә йиғинидики һалқилиқ мәсилә интернет әркинлики, кишилик шәхсийәт һоқуқи вә интернет әркинликиниң чәк-чегриси қәйәргичә болуши керәк, дегән мәсилидур.
2011-05-25
Моңғул оқуғучилар 24-май намайиш қилип, моңғул чарвичиниң қатилини җазалап бериш вә йәрлик моңғул чарвичилириниң мәнпәитини қоғдашни тәләп қилди.
2011-05-25
Канада ташқи ишлар министир җоһн баирд, канаданиң сүрийиниң президенти бәшер асад вә башқа юқири дәриҗилик әмәлдарлириға қарита бир қатар җазаларни йүргүзидиғанлиқини билдүрди.
2011-05-25
Қазақистандики яш алаш гезитидә елан қилинған “атом електр истансиси дәһшәтлик апәтниң өзи” намлиқ мақалидә қазақ зиялийлириниң атом енергийиси санаитиниң қазақистандики тәсири шундақла ақивити һәққидики қарашлири оттуриға қоюлди.
2011-05-25
Үрүмчи хәвәр торида баян қилинишичә, йеқинда үрүмчидә хитай маарип министири йүән гуйрен, уйғур аптоном район секретари җаң чүншәнләрниң йетәкчиликидә ечилған маарип хизмәт йиғинида, хитайниң уйғур аптоном район рәиси нур бәкри уйғур маарипини 2020-йилиғичә хитай өлчимигә йәткүзүшни орунлаштурған.
2011-05-25
Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси гең йәнсең бүгүн мухбирлар йиғинида, хитай тәрәп һазир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң “үч хил күчләр” гә зәрбә бериш қабилийитини ашурушни ойлаватиду, дегән.