Архип
2011-05-23
Хитай азадлиқ армийә баш штаб генералиниң америка зиярити аяғлишиш алдида турғанда, тәйвәндә игилик һоқуқ мәсилисидә җиддий муназирә қозғалди.
2011-05-23
Түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министириниң әмәлдарлири шәрқий түркистан җәмийитиниң бағчисида уйғурлар билән сөһбәт елип берип уларниң дәрдини аңлиди.
2011-05-23
2011-Йили 5-айниң 20-21-күнлири түркийиниң әлазиғ шәһиридә “шәһиридә шәрқий түркистан рәсим көргәзмиси” намлиқ хитайниң бастуруш һәрикәтлири вә уйғурларниң чекиватқан зулум-искәнҗилирини ипадилигән рәсим көргәзмиси ечилди.
2011-05-23
5-Айниң 22-күни аделайд шәһиридә шәрқи түркистан австралийә җәмийити шәрқи түркистан уйғур алий кеңиши һәққидә сөһбәт йиғини өткүзди.
2011-05-23
Голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийидики уйғурларға мәдәний вә диний тәлим бериш ишлирини давамлаштуруп кәлмәктә.
2011-05-23
Таҗикистан дуня сияситидә көп тилға елинмайдиған аз сандики дөләтләрниң бири. Лекин йеқинқи йиллардин бери, бу дөләт русийидин пәйдин-пәй йирақлишип,хитай билән иқтисади, сиясий вә һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә.
2011-05-23
Йәмәндики хәлқ намайишиниң давам қиливатқиниға бир қанчә ай болуп қалди. Намайишчиларниң бирла тәлипи йәмән рәис абдулла салиһниң тәхттин чүшүп бериши иди.
2011-05-23
Алдинқи айда сичүән өлкисиниң аба тибәт аптоном областида бир нәпәр тибәтлик яш раһиб өзигә от қоювалғандин кейин, мәзкур җайдики милләтләр вәзийитидә җиддийлишиш йүз бәргән вә 2500 раһиб киртий ибадәтханисида нәзәрбәнд астиға елинип турмақта иди.
2011-05-23
Явропа бирлики сода ишлар комитетиниң мәсули карил дигач бүгүн германийидә чиқидиған һандәлблат гезитидә пикир баян қилип, явропа билән хитай арисидики сода ихтилапиниң чоңийип кетиватқанлиқини әскәртти вә хитай һөкүмитини дуня сода тәшкилатиниң принсиплириға әмәл қилишқа чақирди.
2011-05-23
4-Июн тйәнәнмен вәқәсиниң 22 йиллиқини хатириләш мунасивити билән ишләнгән “сәргәрдан” намлиқ кино филими японийидә рәсмий қоюлушқа башлиди. Сенарийиниң әслидики хитайчә нами “сәддичинниң сиртида” болуп, бу япончиға “сәргәрдан” дәп тәрҗимә қилинған.
2011-05-23
Хитай мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти бүгүн милләтләр университети торида өзи тәрипидин һазирланған 200дин артуқ киши имза қойған “ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп” намлиқ тәклип лайиһисини елан қилди.
2011-05-23
Қазақистанниң афғанистанға әскәр йоллаш қарари афғанистандики талибанларниң наразилиқини қозғиди.
2011-05-22
Йеқинда русийә дөләт телевизийисиниң 5-қанилида хитай билән русийиниң мунасивитигә аит бир муһакимә һәм рай синаш өткүзгән болуп, рай синаш нәтиҗисидә 69% русийилик хитайни русийигә һәқиқий тәһдит дәп қариған.
2011-05-22
Бүгүн, йәни 22-май күни, әнглийә һөкүмити әнглийиниң ирақтики һәрбий һәрикәтлириниң рәсмий ахирлашқанлиқини елан қилди.
2011-05-22
Өзбекистан президенти ислам кәримофниң кичик қизи лола кәримова франсийә сот мәһкимисигә дадисини диктатор дәп атиған “руә89” тори үстидин әрз қилған.