Архип
2011-06-30
6-Айниң 27-күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридә уйғурлар билән тибәт тәшкилатлири бирлишип, вен җябавниң германийә зиярити мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзди.
2011-06-30
Хитай компартийиси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләш һарписида, хитай һөкүмити җәмийәт муқимлиқиға адәттин ташқири көңүл бөлмәктә.
2011-06-30
25-Июн ички моңғулниң баяннур аймиқида йәрлик сақчи даирилири, шу җайдики қоғушун кениниң су туруба йолини етивәткән моңғулларға қарита тутқун қилиш вә бастуруш һәрикити елип барған.
2011-06-30
Хитайлар алдинқи йили нобел тинчлиқ мукапатиға қарши куңзи мукапатини кәшип қилғандәк, франк фортта өткүзүлүп келиватқан хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисигә охшитип,“бейҗиң хәлқаралиқ китаб йәрмәнкиси” ни кәшип қилған иди.
2011-06-30
Дуня уйғур қурултийи 5-июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқини хатириләш үчүн 15 дөләт, 20 шәһәрдә паалийәт өткүзмәкчи болуп буниң тәйярлиқ хизмәтлири җиддий елип берилмақта.
2011-06-30
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ адвокатлириға паракәндичилик селиш, тән җазаси бериш вә уларни халиғанчә тутқун қилишни дәрһал тохтитишқа чақирди.
2011-06-30
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари нәви пилай пәйшәнбә күни хитайниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблинип тутуш буйруқи чиқирилған судан президенти әл-бәширни қолға алмиғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүрди.
2011-06-30
Мәркизи ню йорктики җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, өткән җүмә күни ички моңғулниң баяннур базирида моңғул чарвичилири вә оқуғучилириниң йәнә һөкүмәткә қарши наразилиқ намайиши йүз бәргән.
2011-06-30
Әтә 7-айниң 1-күнидики җүмә намизи хитай коммунистик партийиси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқ хатирә күни билән охшаш бир күнгә тоғра кәлгән.
2011-06-30
Бир қисим австралийә парламент әзалири бәлгилимә чиқирип, хитайни асас қилған чәтәл ширкәтлириниң австралийидин терилғу йәр сетивелишини тосушни тәләп қилған.
2011-06-29
Маралбеши наһийисиниң сериқ буя базиридики бир деһқан яш, өйидә компютер сақлиғанлиқи вә чәтәлдики бир дости билән алақиләшкәнлики үчүн, бөлгүнчилик билән әйиблинип тутқун қилинған.
2011-06-29
Америка дөләт мәҗлиси 27-июн күни өткүзгән “2011-йиллиқ дуня адәм әткәсчилики доклати” да, хитай һөкүмити “аяллар һәм балилар һоқуқини қоғдашта актип болмиди” дәп әйибләнди.
2011-06-29
Уйғур елигә җайлаштурулған биңтуәнниң уйғур елиниң мунбәт җайлирини игиләп, бара-бара кеңийиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2011-06-29
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң әл бәширини күтүвелип, уруш җинайити садир қилған кишиләрни қанат астиға алидиған маканға айлинип қелишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
2011-06-29
Германийә уйғурлири 5-июл вәқәсиниң икки йиллиқи мунасивити билән мюнхен шәһиридә өткүзүлидиған үч чоң паалийәт тоғрисидики уқтурушини тапшуруп алди.