Архип
2011-06-14
2011-Йили 12-июн күни түркийидә елип берилған парламент сайлимида, һакимийәт бешидики партийә-адаләт вә тәрәққият партийиси йүздә 50 аваз билән утуп чиқип, үчинчи қетим йәнә ғәлибә қилған иди.
2011-06-14
Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей 14-июн сәйшәнбә күни баянат берип, 30-май күни қазақистан һөкүмити тәрипидин, хитайға қайтуруп берилгән әршидин исраилни террорлуқ җинайити билән әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
2011-06-14
Бу йил әтияз мәзгилидә оттура шәрқтики әрәб дөләтлиридә йүз бәргән һөкүмәткә қарши демократик намайиш вә бир қатар сиясий өзгиришләрдин кейин, хәлқара мәтбуатларниң диққити хитайниң барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ хатириси һәм 5-айдин башлап, ички моңғулда йүз бәргән моңғулларниң наразилиқ намайиши, хитай өлкилиридин хубей, гуаңдуң қатарлиқ җайларда давамлишиватқан наразилиқ намайишлириға мәркәзләшти.
2011-06-14
2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” дә хитай һөкүмитиниң уйғурларни қанлиқ бастуруп, вәқәдин кейин йәнә нурғунлиған уйғурларни тутқун қилғанлиқи уйғур тәшкилатлири, хәлқара мәтбуатлар тәрипидин ашкариланған иди.
2011-06-14
Хитай ташқи ишлар баянатчиси хоң лей 14-июн күни баянат берип, хитайниң җәнубий деңиздики араллар мәсилисидә қорал күчи ишләтмәйдиғанлиқини, райондики дөләтләр билән җәнубий деңиздики араллар мәсилисидики талаш-тартишларни сөһбәт арқилиқ һәл қилишни тәшәббус қилидиғанлиқини билдүрди.
2011-06-14
Бүгүн 14-июн күни японийә дөләт ишлири ички кабинети йиғин ечип, японийидә бу йил 3-айда йүз бәргән 9 бал еғир йәр тәврәштин кейин йүз бәргән ядро електр истансисидики атом радиатсийә маддилириниң еқип кетиш вәқәси сәвәбидин зиянкәшликкә учриғучиларға мувапиқ төләм берилидиғанлиқи һәққидә қарар лайиһиси мақуллиди.
2011-06-13
Дуняниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, д у қ ниң чақириқи вә орунлаштуруши билән 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш үчүн тәйярлиқ көрмәктә.
2011-06-13
10-Июн күни кәчтә гуаңҗу шәһиридә йәнә сичүәнлик ишләмчиләрниң зор көләмлик наразилиқ намайиши йүз берип, һөкүмәт даирилири намайишни танка һәм броневиклири арқилиқ бастурди.
2011-06-13
Японийә уйғур җәмийити уйғурларниң мәсилисини японийидә тонутуш вә бу арқилиқ япон һөкүмитиниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн актиплиқ билән паалийәт елип бериватқан бир җәмийәт.
2011-06-13
Түркийидә 4 йилда бир қетим өткүзүлидиған парламент сайлимида һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийиси 50 милйон аваз бәргүчиниң йериминиң авазиға еришип йәнә ғәлибә қилди.
2011-06-13
Йеқинқи йиллардин буян хитайда вә хәлқарада мав зедуңниң җинайәтлирини ашкарилаш садалири күнсери күчийиватқан болсиму, хитай һөкүмити сүкүтлирини давамлаштурмақта.
2011-06-13
Қазақистан ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, хитай хәлқ җумһурийитиниң рәиси ху җинтав рәсмий сәпәр билән қазақистанға кәлгән.
2011-06-13
Филиппин президент ишханиси дүшәнбә күни баянат елан қилип, игилик һоқуқи талаш-тартиштики аталмиш “җәнубий җуңго деңизи” ниң наминиң “ғәрбий филиппин деңизи” ға өзгәртилгәнликини елан қилған.
2011-06-13
“җуңго дөләтлик нефит ширкити” дүшәнбә күни қорғасни мәркизи бекәт қилған “ғәрб-шәрқ газ туруба йоли” иккинчи линийә қурулушиниң асаси бөлики тамамланғанлиқини елан қилди.
2011-06-13
Хитай дөләт рәиси ху җинтав дүшәнбә күни қазақистан президенти нурсултан назәрбәйеф билән истратегийилик шерикликини раваҗландуруш бирләшмә баянати имзалап, 2015-йили икки тәрәп содисини һазирқи 20 милярдтин бир қатлап 40 милярд долларға йәткүзидиғанлиқини елан қилди.