Архип
2011-07-31
Хитай вә чәтәл ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири қәшқәр шәһиридә хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән . Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, вәқәдә хитай тәрәптин 8 киши өлгән, 28 киши яридар болған.
2011-07-31
Хитайниң шинхуа агентлиқила бүгүн, қәшқәрдә йүз бәргән вәқә һәққидә кәйни -кәйнидин хәвәр елан қилди.
2011-07-31
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, сүрийә президенти асад ниң қисимлири бүгүн, хама шәһиригә танка билән бастуруп кирип, хәлқни пилимот билән оққа тутти.
2011-07-31
Б б с ниң баян қилишичә, йеқинқи бирнәччә күн ичидә түркийидә һәрбий қисимларниң юқири дәриҗилик командирлири қайтидин сәплиниватиду.
2011-07-31
Б б с ниң баян қилишичә, қәшқәрдә бүгүн кәч саәт 3 тин 40 минут өткәндә,йемәк базирида партлаш характерлик һуҗум вәқәси йүз бәргәндин кейин, шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хитай сақчилири һазир қәшқәрдә қатнашни чәкләп, қачақтики җинайәтчини қоғлап тутуш дегән бир һәрикәтни башлиған.
2011-07-30
Голландийидә өткүзүлүватқан дуня уйғур яшлириниң “әркинлик лоңқиси” ни талишиш мусабиқисидә голландийә уйғур яшлар партийиси командиси, шветсийә“уйғуристан” командисини йеңип, чемпийон болди.
2011-07-30
Хитай даирилири өткән һәптә йүз берип, 40 адәмниң өлгәнлики илгири сүрүлгән тиз пойиз вәқәсигә алақидар дәлил-испатларни йошурғанлиқини рәт қилди.
2011-07-30
Хитай генерал хитайниң өз дөләт мәнпәитини қоғдаш үчүн аз дегәндиму үч авиаматкиға еһтияҗлиқ икәнликни билдүрди.
2011-07-30
Тәйвәнгә реактип айропилан сетип бериш қарариниң йеқинлишишиға әгишип америка-хитай юқири дәриҗилик әмәлдарлири арисида учришишларму көпийишкә башлиди.
2011-07-30
Бу нөвәтлик рамзан әрәб дунясини низа қаплиған мәзгилгә тоғра кәлгән болғачқа, буниң бир қисим әрәб дөләтлирини әнсиритиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2011-07-30
Нато қисимлири казафий игидарчилиқидики ливийә һөкүмәт телевизийисиниң 3 данә тарқитиш мунарини бомбардиман қилди.
2011-07-29
Хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимисидә, уйғур елидә игилик билән шуғуллинидиған көчмән хитайларға етибар берип, хитай карханилири игиливалған йәрләрдин һәқ елинмайдиғанлиқини билдүрди.
2011-07-29
Дуня уйғур қурултийи мәзкур пилан һәққидә пикир баян қилип, чәтәл ширкәтлири уйғур районида қурулуш елип беришта ойлишишқа тегишлик нуқтиларни көрситип өтти.
2011-07-29
Дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди мустафа дәстичи әпәндини зиярәт қилип, йеңи вәзиписидә мувәппәқийәтлик болушини тилиди вә рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзди.
2011-07-29
Франсийә авази радиоси 18-июл хотән вәқәсини тәшвиқ қилған бирдин - бир ахбарат қанили болмисиму, хитай һөкүмити вә пуқралири униңға һақарәтлик һуҗумларни қилди.