Архип
2011-07-04
Филиппин дөләт мудапиә министири волтайр газмин америкидин узун мусапилик чарлиғучи айропилан вә бир қисим заманиви һәрбий үскүниләрни сетивалидиғанлиқини елан қилди.
2011-07-04
Хитай һөкүмити өткән һәптә сичүәндики бир черкавға, рим папасиниң тәстиқисизла бир папа тәйинлигән. Католик дини тәлиматлири бойичә, католик черкавлириға тәйинлинидиған папаларни чоқум рим папаси тәстиқлиши керәк.
2011-07-04
Уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри 4-июл күни үрүмчидә ечилған “ечиветилгән шинҗаңни техиму кәң ечитиш” намлиқ йиғинда сөз қилип, уйғур райониниң нөвәттики омумий вәзийитигә мәдһийиләр оқуған вә уйғур районини хитай өлкилири вә дуняға кәңри ечиветишниң әһмийитини тәкитлигән.
2011-07-04
4-Июл америкиниң мустәқиллиқ байрими. Бүгүн америкиниң һәрқайси штатлирида кишиләр бағчә вә мәйданларға топлинип, сүһбәтлишиш, консерт көрүш вә дала сәйлиси қилиш қатарлиқ шәкилләр билән америка мустәқиллиқиниң 235-йиллиқини тәбриклиди.
2011-07-03
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқи йеқинлишип қалған күндә, түркийиниң әнқәрә шәһириниң мәркизигә җайлашқан абди ипәкчи бағчисида 5-июл үрүмчи вәқәсигә аит рәсим көргәзмиси ечилди.
2011-07-03
Қирғизистан парламентиниң юқири кеңиши қирғизистан җумһурийитиниң бу қетимлиқ президент сайлам күнини рәсмий бекитти.
2011-07-03
Гуаңдоң өлкисиниң қәшқәргә ярдәм бериш пилани бойичә қәшқәр шәһириниң йенидики тоққузақ наһийиси тәвәсидә “йеңи гуаңҗу шәһәрчиси” қуруш қурулуши рәсмий һалда омумйүзлүк ишқа киришкән болуп, төт милйон квадрат метир һәҗимдә қурулидиған мәзкур шәһәрчә үчүн йәттә милярд йүәндин артуқ мәбләғ аҗритилған.
2011-07-03
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқи хатириси йетип келиш һарписида чәтәлләрдә түрлүк хатириләш паалийәтлири болмақта.
2011-07-03
Хоңкоң журналистлар җәмийити 3-июл күни йиллиқ доклат елан қилип, хитайниң мәтбуат әркинлики мәсилиси җүмлидин “бир дөләттә икки хил түзүм” сияситиниң хоңкоңдики кәмчиликини тәнқид қилди.
2011-07-02
Хитай нефит даирилири “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш линийиси” дә тәбиий газ тошуш миқдарини йәнә ашуридиғанлиқини, вә бу йилниң ахириғичә шаңхәйгә 2 милярд куб метир тәбиий газ көпәйтип йәткүзүлидиғанлиқини билдүрди.
2011-07-02
5-Июл канаданиң торонто шәһиридә охшимиған динға етиқад қилидиған паалийәтчиләр бир йәргә йиғилип, уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләргә нәзәр сәп чиқмақчи.
2011-07-02
Америкидики хитай кино чолпини бәйлиң әйни чағда хитай армийисидә бешидин өткүзгән қара күнләрни ашкарилиди вә хитай армийисигә қатнашқа мәзгилдә хитай һәрбий офитсерлар тәрипидин җинсий хорлуққа учриғанлиқини билдүрди.
2011-07-02
Тибәт тәшкилатлириниң билдүрүшичә,2008-йилидики “лхаса вәқәси” дин кейин хитайниң тибәт сияситини тәһлил қилип мақалә язған тибәт язғучи-таши рабтәнгә 4 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
2011-07-02
Судан президенти әл бәшир җүмә күни судандики җәнубий кордофан райониға һәрбий һуҗум қилиш вә мәзкур чеградики қозғилаңчилар тамамән тазилинип болмиғучә, һуҗумни тохтатмаслиқ буйруқи бәргәнлики билдүрди.
2011-07-01
Бу һәптилик җүмә намизи хитайниң партийә байрими күнигә тоғра кәлгән болуп, игилигән учурлиримиздин мәлум болушичә, уйғур елидә бүгүнки җүмә намизи қаттиқ назарәт астида оқулған.