Архип
2011-08-08
Японийәдә чиқидиған сәнкәй вә асаши гезитиниң хәвәр қилишичә, тайланд сақчилири мушу айниң 6-күни, тайландниң банкок шәһиридә мөкүнүп йүруватқан нур мәһәммәт исимлик бир уйғурни тутқун қилған.
2011-08-08
Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди германийә авази қатарлиқ чәтәл ахбаратлириниң зияритини қобул қилип, хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрни уйғурларниң районда йүргүзүлүватқан тәңсиз сиясиәткә қарши наразилиқ һәрикити дәп чүшәндүрди.
2011-08-08
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хотән вә қәшқәрдә арқиму -арқа йүз бәргән вәқәләрдин кейин, ақсу вилайитидә хитай һөкүмитигә қарши тәшвиқат вәрәқилири тарқалған, нөвәттә сақчи даирилири ақсуда өй ахтуруш вә тутқун қилиш һәрикити елип бармақта.
2011-08-08
Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи бүгүн йәни дүшәнбә күни пайтәхт исламабадтики бир аммиви паалийәт сорунида иптар зияпити бәрди.
2011-08-08
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, түнүгүн йәни йәкшәнбә күни әтигән саәт 9 әтрапида бейҗиң шәһириниң 3-даирә тәвәликидә партлаш вәқәси йүз берип 3 киши өлгән вә бир киши яридар болған.
2011-08-06
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим: уйғурлар өзини өзи азад қилиду яки қурбан болиду, деди. У, бу һәқтики сөзләрни әркин явропа радиосиниң зияритини қобул қилғанда оттуриға қойди.
2011-08-06
Икки нәпәр америка палата әзаси җүмә күни хитай түрмисигә қамалған нобел тинчлиқ мукапати саһиби мәсилиси қайта оттуриға қоюп, хитай даирилирини уни қоюп беришкә чақирди.
2011-08-06
Таҗикистанда йеқинда яш өсмүрләргә қарита имзаланған диний етиқад чәклимиси, ғулғула қозғиди.
2011-08-06
Ливийә қозғилаңчилири шәнбә күни җәнубий ливийидә казафийниң қисимлириға қайта һуҗум башлиди. Фокс хәвәрләр ториниң хәвәр қилишичә, уларниң мәқсити бир нәччә айдин буян шәкиллинип қалған қатмал һәрбий һаләтни өзгәртип, ахирида ливийә пайтәхт триполини игиләш икән.
2011-08-05
Бир қисим хитай адвокатлири чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, сақчи даирилириниң бу қилмишини “зиядә көп күч қолланғанлиқ, хитай қанунидики бәлгилимиләргиму хилап қилмиш” дәп тәнқидлиди.
2011-08-05
Хотән вә қәшқәрдә вәқә йүз бәргәндин кейин, бир қисим русийә мутәхәссислири, уйғур райониниң вәзийитиниң барғансери яманлишип кетиватқанлиқини вә буниң билән оттура асия дөләтлириниң мәнпәитиниңму тәһдиткә дуч кәлгәнликини билдүргән иди.
2011-08-05
Б б с вә ройтерсқа охшаш хәлқарадики нопузлуқ ахбарат органлири хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрниң арқа көрүнүши һәққидә әтраплиқ вә тоғра мәлуматларни йәткүзүшкә тиришти.
2011-08-05
30-,31-июл күнлири қәшқәрдә йүз бәргән вәқә түрк мәтбуатлирида тарқитилғандин кейин, түркийидики бәзи сиясий партийиләр, аммиви тәшкилатлар баянат елан қилип, бейҗиң даирилирини әйиблиди вә түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2011-08-05
18- Июл хотән вәқәсидә уйғурлар сақчиханиға һуҗум қилған әмәс, бәлки улар икки күндин бири сақчиханиға наһәқ соливелинған аяллирини қутқузуш үчүн барған икән.
2011-08-05
Дуня уйғур қурултийи хитай җ х министири миң җйәнҗуниң алдинқи күни үрүмчидә қилған сөзини тәнқидләп, әгәр бейҗиң һөкүмити террорлуққа қарши турушни баһанә қилип уйғурларға давамлиқ зәрбә бәрсә, буниң уйғур ели вәзийитидә илгириләп қалаймиқанчилиқ пәйда қилидиғанлиқини агаһландурди.