Архип
2011-08-02
Чәтәлдики уйғурлар бу һәрикәтниң хитайлар ейтқандәк “террорлуқ һәрикити” болмастин, бәлки хитайниң бесим сияситигә қарита берилгән күчлүк инкас икәнликини илгири сүрмәктә.
2011-08-02
Қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр, уйғурларниң сәври қачисиниң толғанлиқи вә уларниң һөкүмран милләт болған хитайларниң бу районға йопурулуп келишидин нәпрәт яғдурғанлиқиниң бешарити.
2011-08-02
Бир қисим д у қ мәсуллириниң қатнишиши билән 8-айниң 1-күни австрийиниң вена шәһиригә җайлашқан хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2011-08-02
Радиомиз игилигән вә дуня уйғур қурултийи тәминлигән учурлардин мәлум болушичә, 30-31-июл қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрдин кейин қәшқәр вәзийити җиддийләшкән.
2011-08-02
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни қәшқәр вәқәсидики һуҗумчиларниң “пакистанда тәрбийиләнгән ислам радикаллири” икәнликини тәкитләп, уйғур елидә йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлириниң “ислам терроризми” билән бағлиниши барлиқини илгири сүрди.
2011-08-02
Америка президенти барак обама дүшәнбә күни ақсарайда баянат берип, рамзан башлиниш мунасивити билән пүткүл дуня мусулманлиридин һал сорайдиғанлиқини билдүрди.
2011-08-02
Сүрийә һөкүмитиниң сүрийидә давамлишиватқан һөкүмәткә қарши һәрикәтләрни қанлиқ бастуруши америка вә явропа қатарлиқ ғәрб дөләтлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәм бир қисим хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди.
2011-08-02
Хитай мәтбуатлириниң билдүрүшичә, шаңхәйдики бир сот мәһкимиси сәйшәнбә күни сот ечип, бултур 11-айда шаңхәйниң әнниң районидики көп қәвәтлик аһалиләр олтурақ бинасида йүз бәргән от кетиш вәқәсидә “58 кишиниң көйүп өлүшигә сәвәбкар” дәп қолға елинған 4 нәпәр һөкүмәт әмәлдари үстидин һөкүм елан қилған.
2011-08-01
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим радиомиз зияритини қобул қилип, хитайниң һуҗумчилар үстидики әйибләшлирини рәт қилди.
2011-08-01
Хитайниң аптоном районлуқ парткоми “террорлуққа зәрбә бериш” дегән нам билән уйғурларни қаттиқ бастурушқа атланди. Хитай көчмәнлириму қоллириға яғач калтәк, полат туруба алди.
2011-08-01
Игилигән мәлуматлиримиздин, бу рамзан ейиниң йәнила хитай һөкүмитиниң уйғурларға нисбәтән диний, сиясий бесимлири техиму күчәйтилгән бир ай болидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә.
2011-08-01
Совет иттипақиниң йимирилиши билән мустәқиллиқиға еришкән түркий җумһурийәтләрдики сиясий, иқтисадий вәзийәтниң қайси йөнилишкә қарап тәрәққий қилидиғанлиқи район вәзийитини көзәткүчиләрниң тәтқиқат обйекти болуп кәлмәктә.
2011-08-01
Шинхуа агентлиқиниң 30-июл вә 31-июл күнлири илгири-кейин тарқатқан хәвәрлиридә баян қилинишичә, қәшқәрдә икки күн ичидә җәмий төт чоң вәқә йүз бәргән.
2011-08-01
Голландийә, вә германийә командилири мукапатланди шундақла чемпийонлуққа еришкән голландийә уйғур яшлар путбол командисиға 5000 доллар мукапат берилди.
2011-08-01
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши доклат елан қилип, қазақистанниң кишиләрни болупму, мусапирлиқ салаһийитигә тошидиған уйғур вә өзбекистан пуқралирини дөлитигә қайтуруветип, мусапирларни қоғдаш хәлқара әһдинамилиригә хилаплиқ қилғанлиқидин қайғурғанлиқини билдүргән.