Архип
2011-08-01
Хитай даирилири қәшқәр “йеңи базар вәқәси” гә четишлиқи барлиқини илгири сүрүп, тутуш буйруқи чиқарған икки яшни қәшқәр шәһәр әтрапидики бир шаллиқта қәтли қилған.
2011-08-01
Мәркизи германийидики “хәтәр астидики милләтләр тәшкилати” қәшқәр “йеңи базар вәқәси” мунасивити билән баянат елан қилип, йеқинқи бир қанчә күндин буян уйғур елиниң қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлирида йүз бәргән вәқәләр үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирди вә б д т дин вәзийәткә арилишишни тәләп қилди.
2011-08-01
Уйғурлар дүшәнбә күни хитайниң австрийә пайтәхти веянадики баш әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитай даирилириниң йеқиндин буян хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда елип барған зораванлиқ һәрикитигә наразилиқ билдүрди.
2011-08-01
Б д т ниң халиғанчә адәм тутуш вә қолға елиш қилмишини тәкшүрүшкә мәсул бир хизмәт комитети хитай һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони қолға елиши вә униң аялини тутқун қилишиниң хәлқара қанунға хилап икәнликини агаһландуруп, хитай даирилирини түрмидики мәзкур тинчлиқ мукапати саһибини қоюп беришкә чақирған.
2011-08-01
Хитай әдлийә даирилири 7-айниң 17-күни хотәндә мәхпий сот ечип, мәзкур шәһәрдики уйғур торхана игиси муһәммәт ниязни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.