Архип
2011-09-19
Җәнубий корийә ташқи ишлар министирлиқи бүгүн, 1909-йили японийә билән чиң сулалиси арисида түзүлгән җйәндав шәртнамисиниң инавәтсиз икәнликини елан қилди.
2011-09-19
Радио аңлиғучилиримиздин бириниң ашкарилишичә, җүмә күни үрүмчи шәһиридики 1-авғуст полат завутида, завут қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи дағдуғилиқ хатириләнгән.
2011-09-19
Хитайниң казафий күчлиригә қорал-ярақ сетип бәргәнликигә аит хәвәрләр елан қилинғандин кейин, хитайда қорал-ярақ әткәсчиликиниң мумкин яки әмәслики хәлқара ахбарат вә тәтқиқат орунлириниң диққәт нуқтисиға айланди.
2011-09-19
Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин тарқитилидиған һелман маммәт мукапати, бу йил хитай язғучилиридин дудавву вә го чүән қатарлиқ 10 кишигә берилди.
2011-09-19
Тәңритағ торниң бүгүнки бир хәвиридә ашкарилинишичә, уйғур районида нөвәт алмаштуруш сайлимини мувәппәқийәтлик елип бериш үчүн бир қатар йеңи тәшвиқат вә тәрбийә хизмәтлири ишләнгән болуп, хәвәрдә булардин бири “пак диянәтлик җора болуш” тәрбийиси дәп тилға елинған.
2011-09-18
Русийә армийиси қоманданлиқ штаби йеқинда һәрбий буйруқни иҗра қилиштин баш тартқан 160 нәпәр генерал вә полковникни вәзиписидин бошитишни қарар қилған.
2011-09-18
Хитайниң җеҗаң өлкисиниң хәйниң шәһиридики хуңшов йезисиға җайлашқан җеҗаң кристал техникиси вә енергийә ширкити йәкшәнбә күни йәрлик деһқанларниң қаттиқ наразилиқ намайишиға дуч кәлгән болуп, бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 500 дин артуқ деһқан мәзкур ширкәтниң завутиниң алдиға топлинип, завут даирилириниң булғинишни тохтитишини тәләп қилған.
2011-09-18
Нөвәттә, йирақ шәрқ райониниң иқтисадини тез тәрәққий қилдуруш русийиниң дөләтлик муһим пилани болмақта.
2011-09-18
Хитайниң әң йеңи нопус истилистикилиқ хәвиригә асасланғанда үрүмчи шәһириниң даим турушлуқ нопуси 3 милйон 112 миң 559 адәмгә йәткән болуп, мәлум болушичә нопусниң көпийиш сүрити бир қәдәр тез болған. Әмма үрүмчиниң көчмә нопуси һәққидә мәлумат берилмигән.
2011-09-18
Қазақистан җумһурийәтлик милләтләр бирлики вә қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәклипи бойичә бир гуруппа уйғур артистлири қазақистанға келип, қазақистанниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайлирида оюн қоюшни давамлаштурмақта.
2011-09-17
Әлҗәзирә мухбирлири уйғур районини зиярәт қиливатқан болуп, хәвәргә қариғанда уларниң кәйнигә пуқрачә кийингән хитай сақчилири киривелип, уйғурларни зиярәт қилишиға пәқәт пурсәт бәрмигән.
2011-09-17
Хитай белорусийиниң тәйвән, уйғур вә тибәт мәсилидә хитайни изчил қоллап кәлгәнликигә рәһмәт ейтиши йүзисидин, белорусийигә 1 милярд доллар қәрз беридиғанлиқини билдүргән.
2011-09-17
Хитай дөләт игидарчилиқидики диний ишлар комитети җүмә күни баянат елан қилип, америка дөләт ишлар министирлиқиниң диний әркинлик доклатиға етираз билдүрди вә хитайда һәммә адәмниң диний әркинликтин ортақ бәһримән болуватқанлиқини көрсәтти.
2011-09-16
15-Сентәбир күни хитайниң бейҗиңдики “хәлқара шәһәр тәрәққият тәтқиқати” дәп аталған бир оргини, “җуңгода зор иҗтимаий вәқәләрниң йүз беришигә сәвәб болидиған 9 зиддийәт” намлиқ тәкшүрүш доклатини елан қилди.
2011-09-16
Үрүмчи полат завутиниң ишчиси шаирә гөһәр мәмәт 2009-йили декабирда, хитай көчмәнлириниң миллий кәмситиш характеридики тил-һақарәт һуҗумиға учриған.